• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

«Яш аилиләр» аллеясидә той

Түнүгүн жәнубий пайтәхтимиздә «Алмута – бизниң умумий өйимиз» вә Қозы Көрпеш – Баян Сұлу» һәрикити даирисидә шәһәр турғунлири Айдын Абдраимов билән Айгүл Молдағулова өзлириниң нека тойини алаһидә атап өтти. Улар өзлириниң аиләвий һаятини «Қулагер» микрорайонидики «Яш аилиләр» аллеясигә 30 данә көчәт тикиштин башлиди. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

– Әлвәттә, тәбиәтни қоғдап, өзимиз яшаватқан шәһәрни гүллитиш бизниң асасий вәзипимиз һәм борчимиз, – дәйду яш аилә. – Ишәнчим камилки, бизниң бу ишимизни келәчәктә башқиларму давамлаштуриду, дәп ойлаймән. Шуңлашқа биз бүгүн тойимиз күни мошу ишни әмәлгә ашурдуқ. Һә, һакимийәт болса, нийитимизни қоллап-қувәтләп, барлиқ шараитларни яратти. Уларға миннәтдарлиғимиз чәксиз.
Бу күни һава райиниң ямғур-йешинлиқ болушиға қаримай, көпчилик яшларға изгү тиләклирини изһар қилғач, аллеягә рәмзлик рәвиштә көчәтләрни тикти.

31 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы