• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Пәтирләр берилди

Түнүгүн Көкчетавда су бесивалған җайларда зәрдап чәккән турғунларға пәтир ачқучлири тапшурулди. Пәтир ачқучлирини Ақмола вилайитиниң һакими Марат Ахметжанов өзи тапшуруп, дөләт тәрипидин апәт ақивәтлирини йоқитиш үчүн барлиқ чариләр әмәлгә ашурулуватқанлиғини тәкитлиди.  
«Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә Ақмола вилайитидә гражданларниң бехәтәрлигини тәминләш вә уларниң еһтияҗлирини һәл қилиш бойичә нурғун ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Бүгүн силәр пәтир алған дәсләпки адәм болдиңиз. Аиләңләрдә һәммә нәрсә яхши болуп, қийинчилиқлар кәйнимиздә қалсун» деди Марат Ахметжанов. 
Дөләт фондидин дәсләпки пәтир алғанлар Қапаровлар вә Никулинлар аилилири болди. Бу пәтирләрни турғунлар өзлири таллиди. Пәтирдә һәммә шараит бар.
«Президентқа бизниң мәсилилиримизни тез һәл қилғини үчүн миннәтдарлиқ изһар қилимиз. Бизниң аилимиз үчүн бу чоң хошаллиқ, балилиримиз рази, һәммиңларға рәхмәт. Мошу өйүмиздә пәқәт хошаллиқлар болғини буйрисун», деди Сәуле Қапарова.
Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә Ақмола вилайитидә зәрдап чәк­кәнләргә барлиқ һаҗәт ярдәм көрситилидиғанлиғини вә гражданларниң мүлкини әслигә кәлтүрүш бойичә барлиқ чариләр қобул қилиниватиду.
 Регионда чиқимларни төләш вә йоқитиш бойичә турушлуқ өй мунасивәтләр тоғрилиқ әмәлдики қанунлар даирисидә давамлишиду. Вилайәт мәркизиниң 174 аилиси 65 миллион тәңгидин ошуқ көләмдә бирқетимлиқ ярдәм пулини алди. Шундақла маддий чиқимларни баһалаш вә төләш бойичә комиссия 12 аилигә 8 миллион тәңгидин ошуқ көләмдә маддий чиқимни төләщ тоғрилиқ қарар қилди.
 Шуниң билән биллә мәхсус комиссия һазир турушлуқ өйниң буниңдин кейин ярамлиғини ениқлаш бойичә техникилиқ тәкшүрүшләр жүргүзмәктә. 

20 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы