• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Пешқәдәмләрни әскә алди

Йеқинда Алмута шәһәрлик «Достлуқ өйидә» Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән миллий мәтбуатимизға салмақлиқ үлүш қошқан Йолдаш Азаматов, Абдукерим Тудияров, Мухтәр Абдурахманов вә Нурәхмәт Исмайиловни хатириләш кечи болуп өтти. Униңға мәрһумларниң йеқинлиридин ташқири, «Уйғур авази» гезитиниң журналистлири қатнашти.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Мәлумки, жуқурида исми аталған шәхсләр пүткүл аңлиқ һаятини миллий мәтбуатимизниң тәрәққиятиға беғишлиди. Улар мошу җәриянда өзлириниң йүзлигән мақалилири арқилиқ етиздики дехан билән тағу-таш арилиған чопанларниң әмгигини йорутти. Шу арқилиқ әл-жут вә гезитханларға тонулди. Һөрмәт тапти. Ишәшлик ейталаймизки, һазирму бу пешқәдәмлиримизни алаһидә тилға алидиған инсанлар аримизда йетәрлик. Чүнки улар һәқиқәтәнму әлгә хизмәт қилди.
Хатирә кәчни Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Карлин Мәхпиров киришмә сөз билән ечип, чарә-тәдбирниң мәхситини чүшәндүрүп өтти. Андин дәсләпкиләрдин болуп, Йолдаш Азаматовниң шагирти, пешқәдәм журналист Иврайим Баратов устази һәққидә хатирилири билән бөлүшти.
– Йолдаш ака Азаматов тоғрилиқ сөз қилғанда, у яқниң хәлқимизниң әйниги «Уйғур авазиниң» гезитиниң бүгүнгә қәдәр йоруқ көрүшигә сәвәпчи болған шәхсләрниң бири десәм, һәргиз мубалиғә әмәс, – деди Иврайим Ғәйрәтоғли. – Әйни вақитта, йәни Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини алғанда, шу чағдики Әхбарат министри Алтынбек Сәрсенбаев барлиқ нәширләрниң баш муһәррирлирини жиғиду. Шу йәрдә «Қазақ газеттері» акционерлиқ җәмийити қурулуп, көплигән гезит-журналлар шуниң қаримиғиға өтиду. Қалғанлири хусусийлаштурулуп, айримлири миллий гезитлар мәдәнийәт мәркәзлиридә қалиду. Һә, «Уйғур авазини» қандақ қилимиз?» дегән соал туғулғинида, барлиқ муһәррирләрниң толуқ аваз бериши түпәйли гезитимиз ушбу җәмийәткә кириду. Бу, әлвәттә, Йолдаш Азаматовниң аброй-инавитиниң жуқури екәнлигини билдүрәтти. Мана шуниңдин етиварән, «Уйғур авази» һөкүмәтниң қоллап-қувәтлишидә нәшир қилиниватиду. У яқниң гезитимиз үчүн қилған яхшилиқлири, әлвәттә, мошуниң билән чәкләнмәйду. 
Сөз новитини алған башқа натиқлар, җүмлидин Шөһрәт Мәсимов, Шәмшидин Аюпов, Бәхтишат Сопиев, Мухтәрҗан Җумаров, Азнат Талипов, Минәмҗан Асимов ҖУЭМ йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров вә мәрһумларниң пәрзәнтлири билән Яркәнт шәһиридин қәдәм тәшрип қилған бир топ меһманлардин Реһимҗан Тохтахунов вә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов уйғур журналистикисида өчмәс из қалдурған инсанлар тоғрилиқ хатирилири билән бөлүшти. Натиқлар асасән, жүрәк әмри миллий мәтбуатимизға садиқ өткән бу шәхсләр һаман миңлиған гезитханлар билән уларниң кәсипдашлири хатирисидә мәңгү қалидиғанлиғини тилға алди.
Умумән, көпчилик кәч ахирида уюштурғучиларниң халисанә ишиға утуқ тилисә, Абдукерим Тудияровниң оғли барлиқ қатнашқучиларға атиси һөрмитигә атап, тәйярлиған хатирә соғилирини тапшурди. 
Шундақла у күни гезитимизниң җанкөйәри, турақлиқ муәллипи, «Уйғур авазиға» муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабниң башлиғи Карлин Мәхпировқа Қазақстан Журналистлар иттипақиға қобул қилинди.

35 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы