• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

«Алмута — умумий өйүмиз»

Алмутидики «Қазақстан Язғучилар китапханисида» экологиялик акция уюштурулди. Униңға тонулған қәләм саһиблири, китапханичилар, студент-яшлар, шәһәр турғунлири қатнашти.
«Алмута — умумий өйүмиз» тазилиқ вә изгүлүк акциясиниң асасий мәхсити — хәлиқ арисида гражданлиқ җавапкәрлик билән экологиялик мәдәнийәтни тәрбийиләш, хусусий экологиялик башланма-тәшәббусларни қоллап-қувәтләш вә уни әмәлгә ашурушқа мүмкинчилик яритиш. 
Тазилиқ акцияси давамида униңға өз төһписини қошқан шаир-язғучилар ой-пикирлири билән ортақлашти. «Алмута шәһәрлик мәркәзләштүрүлгән китапханилар системиси шәнбиликкә чиқти. Бу изгүлүк акциясигә қошулуп шәһәрниң тәртиви, тазилиғиға бепәрва қаримайдиғинимизни билдүрдуқ. Өзимизниң мәнивий пайтәхти, талай қисмәтләрни бешидин өткүзгән, азатлиқниң алтун бөшүги болған, һәммимиз үчүн әһмийәтлик», деди Крылов намидики балилар китапханисиниң йетәкчиси Бақыт Беделханулы. 
— Дайим ейтип жүримиз, елимизниң һәрбир региони мениң әвладимниң, келәчигимниң мүлки һесаплиниду, — деди шаир Алмас Ахметбекулы. — Шуңлашқа шәһәрниң гөзәл қияпитини сақлаш һәрбиримизниң муқәддәс вәзиписи. 
Шуниңдин кейин мәзкүр акциягә қатнишип, җәнубий пайтәхтниң гөзәл һәм таза қияпитини сақлашқа тиришидиған инсанлар өз ой-пикирлири билән бөлүшти.

Дилфуза ХӘЙРАХУНОВА, 
Абылайхан намидики Қазақ хәлиқара мунасивәтләр вә  дуния тиллири 
университетиниң II курс студенти

30 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы