• Әхбаратлар еқими
  • 18 Сәуір, 2024

Бебаһа байлиғимиз

«Биз мошу қәдрийәтләрни яш әвлат сәвийәсигә сиңдүрүшимиз керәк. Биз яш әвлат тәрбийисигә алаһидә әһмийәт берип, яшларни яхшилиққа йетилишимиз лазим. Балилар арисида умуминсаний вә миллий қәдрийәтләрни тәшвиқат қилған тоғра. Оқуғучилар мәктәпни пүтәргәндә, әң алди билән, адил граждан болуп чиқиши лазим. Вәтәнпәрвәрлик дегән бу чоң жиғинларда шиарлар товлаш яки нахша ейтиш әмәс. Вәтәнпәрвәрлик – һәқиқий вәтәнгә болған муһәббәттур».

Қасым-Жомарт Тоқаевниң қурултайда сөзлигән сөзидин.

 

Хәлиқниң өтмүши, улар кәчүргән тарихий җәриянлар һәркимни қизиқтуридиғини шүбһисиз. Шу сәвәптин болса керәк, әҗдатларниң узақ жиллиқ тарихини қанчиму оқуп билсәк, азлиқ қилғандәк сезилиду. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Улытав вилайитиниң йеңи мәмурий мәркизи Жезқазған шәһиридә өткән Миллий қурултайниң биринчи мәҗлисидә «Қачанду-бир вақитта мошу йәрдә барлиқ қәбилиләрниң бәлгүлири — тамғилар ташқа оюп йезилған еди. Әҗдатлиримиз милләтниң бирлигини әйнә шундақ әкис әттүргән. Қаныш Сәтбаев «Тамғалы тас —хәлқимизниң туғ тиккән йери», дегән еди. Әпсуски, кейин муқәддәс йезиқлар толуқ бузулуп кетиду. Йәрлик турғунлар Улытав ядикарлиғини орнитип, қачанду-бир вақитта ташқа оюп йезилған рәмзләрни әслигә кәлтүрди. Бу азлиқ қилиду, дәп ойлаймән. Қазақ хәлқиниң бирлигини әкис әттүридиған мемарчилиқ объекти болуши керәк. Әулиетау етигидә дөләт рәмзлири мәйданини ечишни тапшуримән. Бизниң һаварәң байриғимиз муқәддәс йәрдә егиз йәлпүлдәп туруши керәк. Биз әвлатлар варислиғини шундақ көрситимиз» деди. Дөләт рәһбири өз нутқида шундақла қазақ даласида хәлиқниң тәғдири һәл қилинған нурғунлиған тарихий җайларниң бар екәнлигини әслитип өтти. Улытавдин башқа биздә Ордабасы, Мартөбе, Күлтөбе охшаш муқәддәс җайларниң барлиғини алаһидә қәйт қилди. Демәк, Президент ейтқандәк, бүгүн һәрбир адәм бәлгүлүк бир мәдәнийәтниң вәкили сүпитидә һазирқи Қазақстанниң биртуташ вә қайтиланмас мәдәнийитини бәрпа қилип, җәмийәтниң қелиплишишиға бебаһа үлүшини қошуши керәк. Қедимий бай тарихи һәм мәдәнийити билән дунияға тонулған уйғур хәлқиниңму нәччә миңлиған жиллар илгири әҗдатлиримиз тәрипидин әвлатлириға мирас қалдуруп кәткән, унтулмас бебаһа әмгәклири бүгүнки күнгичә әһмийитини йоқатмай, миллий байлиқ сүпитидә һесаплинип кәлмәктә. Бүйүк тилшунас алим Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәри, мутәпәккүр шаир Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» дастани, сәнъәттә «Он икки муқам», тәсвирий сәнъәттә «Миң өй», кәшпиятта «Турпан каризлири», «Чавандаз» сарийи әйнә шулар җүмлисидиндур.
 Елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Түркстан вилайитидә «Адаләтлик Қазақстан – Адил граждан» мавзусида өткән Миллий қурултайниң иккинчи жиғинида сөзлигән сөзидә милләтниң тарихий аң-сәвийәсини йеңилашниң наһайити муһим екәнлигини, тәрәққий әткән әлләр өз тарихини, мәдәнийитини башқа әлләргә тонуштуруп, тәшвиқат қилишқа алаһидә әһмийәт бериватқанлиғини тәкитлиди. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири «юмшақ күчниң» имканийәтлирини утуқлуқ пайдилинишниң муһим екәнлигини қәйт қилғач, мәдәний мирасимизни һәртәрәплимә тәшвиқат қилишниң зөрүрлүгини атап өтти. Әнди Атырав шәһиридә өткән Миллий қурултайниң үчинчи жиғинида Қасым-Жомарт Тоқаев келәчәккә ишәшлик қәдәм бесиш үчүн тарихимизниң даириси кәң вә чоңқур екәнлигини һис қилип, мәдәний мираслиримизни сақлап, уни тәшвиқат қилишимизниң лазимлиғини ейтти. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири өткән жили Қазақстан ЮНЕСКОниң дуниявий мираслар комитетиға әза болғанлиғини қәйт қилип, елимизниң тәкрарланмас тәбиий вә тарихий ядикарлиқлирини кәң тәшвиқат қилишқа чақирди. Бу турғудин қариғанда, Президент йәрасти мечитлирини вә тилсим тәбиити билән чәтәлликләрни қизиқтуридиған Үстирт қоруғини ЮНЕСКОниң дуниявий мираслар тизимиға киргүзүш бойичә тапшурма бәрди. Униңдин ташқири, Қасым –Жомарт Тоқаев Ешкиөлмес чатқилидики, Арпаөзен, Қулжабасы, Сауысқандық сайлиридики дала цивилизациясиниң миңжиллиқ шеҗириси һесаплинидиған петроглифларни һимайигә елиш үчүн һаҗәт чариләрни қобул қилишни, шундақла умумий тарихий-мәдәний мирасимизни сақлаш үчүн археологиялик паалийәтни бир системиға кәлтүрүшни тапшурди. 
Президент милләтниң йеңи обризини намайиш қилидиған қәдрийәтләргиму тәпсилий тохталди. Улар – мустәқиллик вә вәтәнпәрвәрлик, бирлик вә өмлүк, адаләтлик вә җавапкәрлик, қанун вә тәртип, әмгәксөйгүчлүк вә кәспий билим, бәрпакарлиқ вә йеңилиққа интилиш. Дөләт рәһбириниң ейтишичә, елимиздики һәрбир граждан мошу асасий қәдрийәтләрни чиң тутуши керәк.
Өзәм физика, астрономия пәнлириниң муәллими болғачқа, әҗдатлар нәччә миңлиған жиллар бурун қанчилик мукәммәл жуқури уқум билән физика, гидростатика, гидравлика, математика, инженерлиқ вә һесап қанунлирини әмәлиятта «Кариз» йәрасти иншаитини қезишлирида пайдиланғанлиғиға қайил болимән. Тарихий мәнбәләргә, илмий тәкшүрүшләргә асаслансақ, әҗдатлиримиз 1500дин ошуқ кариз арқилиқ йәр астидин тонель қезип, төпигә су чиқарған. Уларниң бу пайдиланған аддий кәшпияти билән яғачтин ясалған қурал-ярақлар, җабдуқлар бүгүнки күнгичә сақлинип келиватиду. Заманисида көрнәклик алим Г.Е. Грум-Гржимайло «Турпан каризлирини» Египет пирамидилири билән тәң туридиғанлиғини ейтип кәткән. Бәзән, «Бу дуниявий миқияста қобул қилинған әҗдатлар кәшпияти — «каризлар», «китап бесиш усули», уйғур хәлқиниң мәдәнийитини, сәнъитини, җаһанға тонутқан өчмәс ғәзнә дурданиси һесапланған «Он икки муқам» вә башқиму миңлиған бебаһа мираслиримиз, әждатларниң бенакарлиқ, мемарчилиқ, рәссамлиқ, һәйкәлтарашлиқ саһалирида қол йәткүзгән утуқлири келәчәк әвладимиз — яшларниң ядида сақлансекән, әҗдатлиримиз тәрипидин яритилған бу миллий ғәзнилиримиз уларниң уқум-чүшәнчисидә өзиниң әһмийитини суслаштуруп, йоқитип қоймисекән», дегән ойларға чөмимән... 
 Елимиз Президентиниң «Йеңи Қазақстанни» бәрпа қилиш стратегиясидә җәмийәттә демократиялик илгириләш билән милләтләрара инақлиқни мустәһкәмләш, йеңи көзқарашни бәрпа қилишниң зөрүрлүги тәкитләнгән. Униң үчүн Қазақстанда истиқамәт қиливатқан барлиқ милләтләрниң мәдәнийитини, ана тилини, миллий қәдрийәтлирини сақлап, риваҗландуруш үчүн барлиқ имканийәтләр яритилған. Келәчәк әвлат яшларниң сәясий аң-сәвийәсидә миллийлик көзқарашниң мустәһкәм қелиплишишиға, өз хәлқиниң тарихини, әҗдатлар бесип өткән йолларға, ишлириға диққәт-нәзәрини ағдуруп давамлаштуруш – бүгүнки күнниң асасий мәсилилириниң бири. Ана тилида билим бериватқан мәктәпләр бу ишларниң башламчиси болса, чоң әвлат вәкиллириниң, алимларниң, зиялиларниң, язғучи-шаирларниң, сәнъәткарларниң тәҗрибиси, билими, йетишкән утуқлири, алдиға қойған иш-паалийәтлирини көрситип, чүшәндүрүш муһим ишларниң бири болуп турмақта. Мениңдә, вақитниң өтүши билән нәччә миңлиған жиллар тарихқа егә әҗдатлар тәрипидин мирасқа қалдурған тил вә әдәбият, мәдәнийәт, сәнъәт утуқлирини дәлилләйдиған бебаһа ғәзнә- дурданилиримиз, қәдрийәтлиримиз пәқәт әсләтмә сүпитидә қалмисекән, дегән әндишиму йоқ әмәс. Илаһим, келәчәк әвладимиз — яшларда өз ана тилиға, миллий урпи-адәтлиригә, миллий қәдрийәтләрни сақлап, риваҗландурушқа болған көзқариши, қизиқиши суслашмисекән. Яшлар өз хәлқиниң тарихини уқуп-билипла қалмай, уни дуниявий масштабта илгириләшни мәхсәт, нишан қилса демәкчимән. Һә, униң үчүн уларға өз ана тилида билим елип, өз хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини, урпи-адитини билип оқуп, үгинип, уларға болған садақәтлигини шәкилләндүрүши зөрүр. Ахирида ейтарим, хәлқимизниң тарихини, әҗдатларниң йетишкән утуқлирини, әмгәклирини әкис әттүридиған мәхсус мирасгаһ ечилған болса, нур үстигә нур болар еди. Ушбу мирасгаһ яшларни әҗдатлириниң кимләр вә уларниң яратқан төһпилиридин вақип қилип, уларниң келәчәккә үмүт-ишәнчә билән қарап, алға интилишиға дәвәт қилған болатти. 
Турсун ШӘМӘКОВ,
пешқәдәм устаз

Алмута вилайити,
Уйғур наһийәси

685 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы