• Әхбаратлар еқими
  • 09 Желтоқсан, 2016

Тәзийә телеграммисини әвәтти

Нурсултан Назарбаев Бразилия Федератив Җумһурийитиниң Президенти Мишел Темерға тәзийә телеграммисини йоллиди.Телеграммида Нурсултан Назарбаевниң Колумбия Җумһурийитиниң һава кәңлигидә йүз бәргән авиация һалакити ақивитидә Бразилия гражданлириниң қаза болғанлиғи тоғрилиқ паҗиәлик хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду.«Қайғуңларға ортақ­лашқан һалда, Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзәмниң намимдин һалак болғанларниң уруқ­-туқ­қанлири билән йе­қин­лириға, шундақла пүт­күл Бразилия хәлқи­гә сәмимий тәзийә билдүримән», дейилиду телеграммида. Дөләт рәһбири зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип, аилилиригә қайтишиға тиләкдашлиқ билдүрди.

626 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы