• Асасий мақалилар
  • 15 Шілде, 2021

Боһранни йеңип чиқип, тәрәққий етиш керәк

Өткән шәнбә күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисини өткүзди.

Видеоконференцалақә тәртивидә өткән чарә-тәдбиргә Премьер-министр Асқар Мамин, Президент Мәмурийитиниң рәһбири Ерлан Қошанов, Һөкүмәт әзалири, вилайәтләр, Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт шәһәрлириниң һакимлири, мәркизий дөләт органлири вә миллий компанияләрниң рәһбәрлири қатнашти.
Пандемия шараитида мәмликәтни тәрәққий әткүзүш, инфляцияни тохтитиш, йеза егилиги саһасиниң проблемилири, қазақстанлиқларни иш билән тәминләш вә уларниң паравәнлиги, ихтисатниң турақлиқ өсүшини тәминләш, бюджетниң нәтиҗидарлиғи, Қазақстанниң транзит иқтидарини ашуруш, энергетика комплексини тәрәққий әткүзүш – Дөләт рәһбири Һөкүмәт мәҗлисидә көтәргән мәсилиләр җүмлисидиндур.
– Пандемиягә вә чәклимә чарилиригә қаримай, биринчи йерим жиллиқта мәмликәт ихтисади 2,2 пайиз өсти. Өткән жили пандемия кесиридин ички умумий мәһсулат 2,6 пайиз төвәнләп кәткән еди. Биз уни мүмкинқәдәр чапсанирақ әслигә кәлтүрүшимиз керәк. Көрүлгән боһранға қарши чариләрни вә карантин чәклимилириниң төвәнлишишини қошқанда дуниявий ихтисатниң җанлиниши ишчанлиқ активлиқниң әслигә келишигә ярдәм қилди. Бизниң вәзипимиз – иккинчи йерим жиллиқта ихтисатниң өсүш сүръитини ашуруш. 
Дөләт рәһбири өз сөзидә көтәргән биринчи мәсилә пандемия шараитида тәрәққиятни тәминләш үчүн зөрүр чариләргә мунасивәтлик болди. Пандемияниң давамлишиватқанлиғиға бир йерим жил болди вә Президент тәкитләп өткәндәк, йеңи штаммларниң түгимәйватқан долқуни таҗсиман вирусниң һеч яққа кәтмәйдиғанлиғини испатлаватиду, демәк, йеңи шараитқа маслишиш һәм яшашни үгиниш керәк. 
Дөләт рәһбириниң пикричә, ағриқниң жуқтурулуши бойичә статистикилиқ мәлуматлар униңға қарши чариләрни көрүш үчүн бирдин-бир асас болмаслиғи керәк. Асасий күчни еғир вә өлүм әһваллирини төвәнлитишкә, шундақла еғир әһвалдики бемарларни давалашқа қаритиш лазим. 
– Таҗсиман вирусқа қарши күрәштики принцип җәһәттин башқа яндишишлар пәқәт медициниғила әмәс, бәлки бизнесқа бағлиқ чәклимә чарилиригиму мунасивәтликтур. Мониторинг топлириниң ишини өзгәртиш вә Ashyq системиси охшаш рәқәмлик қарарларниму актив пайдилиниш лазим. Кичик вә оттура тиҗарәт хадимлирини вакцинилаш қәрәли тәшвиқатсиз, реал болуши керәк, – дәп тәкитлиди Президент.
Дөләт рәһбири Ashyq системисини пайдилиниватқан кичик вә оттура тиҗарәт субъектлириниң карантин чәклимилири шараитида ишләш үчүн әвзәлликкә егә болуши керәклигини тәкитлиди. Буниңда қошумчини әмәлий пайдилинишни қаттиқ назарәт қилиш шәрт.
Президент шундақла Қазақстанда әмләткә салдуруш кампаниясиниң кетип беришиға тохтилип, униң һазирчә йетәрлик дәриҗидә әмәс екәнлигини тәкитлиди.
Қасым-Жомарт Тоқаев вакцинилаш тоғрилиқ сахта һөҗҗәтләрни тәйярлаш әһваллирини җәмийәт саламәтлигигә вә бехәтәрлигигә болған уттур ховуп дәп атап, буниң үчүн қаттиқ җаза чарилирини көрүш керәклигини тәкитлиди. Президент һоқуқ-қоғдаш органлирини мошу мәсилигә алаһидә диққәт ағдурушқа чақирди. Униң сөзичә, гражданлар һәммидин авал өз саламәтлиги вә йеқинлириниң саламәтлиги тоғрилиқ ойлап, аңлиқ қарар қобул қилиши лазим.
– Миш-мишларға вә вакциниға қаршиларниң сөзлиригә ишәнмәслик керәк. Биз вакцинилаш кампаниясини давамлаштурушимиз лазим. Әнди айрим саһаларда вакцинилаш мәҗбурий болуши керәк. Буниң үчүн һәм конституциялик, һәм қануний асас бар. Демәк, бу һәрбир адәмниң вәтәндашлири алдидики борчи, – деди Дөләт рәһбири.
Қасым-Жомарт Тоқаев бүгүнки күндә қазақстанлиқларниң COVID-19 инфекциясигә қарши түрлүк вакцинилардин, җүмлидин өзимиздә чиқирилған препараттин пайдилиниш имканийитигә егә екәнлигини әслитип өтти. Шуниң билән биллә вакцинилар, җүмлидин хәлиқара етирап қилинған вакцинилар түркүмини кәңәйтишни тәләп қилди.
Президент шундақла саламәтликни сақлаш системисини эпидемиологиялик әһвалдин қәтъий нәзәр толуқ тәйярлиқ дәриҗисигә көчиришниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. У пандемия вақтида аһали саламәтлиги көрсәткүчиниң кәскин начарлашқанлиғини әслитип өтти. Мәсилән, анилар өлүми үч һәссә, жүрәк ағриғидин болған өлүм әһвали 40 пайиз өскән.
Пандемия өз тәсирини йәткүзгән йәнә бир саһа – бу билим бериш саһаси. Президент билим сүпитиниң төвәнлигәнлигини атап көрсәтти вә өткән оқуш жилида йол қоюлған камчилиқларни йоқитишниң, йеңи оқуш жилида арқида қалмаслиқниң тәләп қилиниватқанлиғини тәкитлиди.
– Бирдин-бир йол – билим беришниң илгәрки шәклигә көчүш. Һөкүмәткә оқуғучилар билән студентларниң йеңи оқуш жилида билим беришниң әнъәнивий шәклигә қайтурулушини тәминләшни тапшуримән. Таҗсиман вирусниң йеңи штаммлири пәйда болуватқан шараитта бу вәзипини орунлашниң оңай әмәслиги чүшинишлик. Шуңлашқа оқуғучилар билән муәллимләрниң һимайә қилинишини толуқ тәминләйдиған комплеклиқ яндишишни ишләп чиқиш зөрүр, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Пандемия шараитида көрүлгән боһранға қарши чариләр инфляция сүръитини чапсанлатти. Дуниявий содиниң җанлиниши вә тәләп һәм тәклипниң тәңпуңсизлиғи, Дөләт рәһбириниң сөзичә, бу проблемини техиму кәскинләштүриду.
Қасым-Жомарт Тоқаев мәҗлистә кәлтүргән БМТ Озуқ-түлүк вә йеза егилиги тәшкилатиниң мәлуматлири бойичә, озуқ-түлүкниң дуниявий баһалири 40 пайиз өскән – бу он жиллиқ ичидики әң жуқури көрсәткүч. Биринчи йерим жилда Қазақстанда инфляция көздә тутулғандин 4 – 6 пайиз ешип, 7,9 пайизни тәшкил қилди. Озуқ-түлүк баһасиниң қиммәтлиши кәскин проблемиға айланди.
Қурулуш материаллири вә турушлуқ өй баһасиниң өсүши – айрим мәсилә. Айрим көрсәткүчләр бойичә жил бешидин тартип өсүш 100 пайизни тәшкил қилди. Президентниң сөзичә, Риқабәтчиликни һимайә қилиш агентлиғи қурулуш материаллири базирини тәһлил қиливатиду вә һазирниң өзидила тил бириктүрүш һәм риқабәткә намувапиқ иш-һәрикәтләр паш болуватиду. 
– Пәқәт озуқ-түлүкла әмәс, бәлки қурулуш материаллири баһасиниң назарәтсиз өсүшиниң хәтәрлик екәнлигини һәммиңлар чүшиниватисиләр, дәп ойлаймән. Бу җәмийитимизниң турақлиқлиғини тәминләш нуқтәий нәзәридин наһайити җиддий ақивәтләргә елип келиду, – дәп мураҗиәт қилди Қасым-Жомарт Тоқаев мәҗлис қатнашқучилириға.
Дөләт рәһбири йеза егилиги үчүн муһим мәсилиләр тоғрилиқ гәп қилип, бүгүнки күндә чоң тәшвиш пәйда қиливатқан мални йәм-чөп билән тәминләш проблемисиға алаһидә тохталди. Әһвал қолайсиз һава райи шараити вә нәтиҗидарсиз тәхмин қилиш тәсиридин мурәккәпләшти. Пәқәт Маңғистав вилайитидила өлгән мал сани үч миңға йәткән.
– Һакимлиқлар вә Йеза егилиги министрлиги тоғра қарар қобул қилмиди. Ениқ вә системилиқ иш жүргүзүлмиди. Ақивәттә фермерлар қийин әһвалда қалди. Һечқандақ ениқ иш-һәрикәт вә әкис алақә йоқ. Шуңлашқа фермерлар ярдәм сорап беваситә маңа мураҗиәт қилди. Әлвәттә, қурғақчилиқ – тәбиий һадисә. Мән буни яхши чүшинимән. Бирақ бу – мәсилиниң бирла тәрипи. Һәммидин авал мундақ мурәккәп әһвалда саһалиқ министрлик оператив вә җавапкәрлик қарар қобул қилиши керәк еди. Ваһаләнки, министрлик ишни нәтиҗидарлиқ уюштуралмиди. Шуңлашқа министр Сапархан Омаровниң, саһадики әһвал үчүн шәхсий җавапкәр шәхс сүпитидә истипаға кәткинини тоғра дәп һесаплаймән, – деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла фермерларниңму йәм-чөп билән тәминләш мәсилисигә җавапкәрлик билән яндишиши керәклигини тәкитлиди.
Президент өз сөзидә униңдин ташқири отлақ-яйлақларниң йетишмәслиги, пайдилинилмайватқан йеза егилиги йәрлири, йезиларни сүпәтлик су (һәм ичидиған, һәм суғиридиған) билән тәминләш, өзлүгидин пәйда болған әхләтханилар проблемилириниң орун еливатқанлиғиға вә башқиму муһим мәсилиләргә тәпсилий тохталди вә тегишлик органларға әһвални түзитиш бойичә ениқ тапшурмиларни бәрди.
Дөләт рәһбири сөзиниң ахирида дөләт аппарати ишиниң сүпити тоғрилиқ пикирлирини оттуриға қойди вә дөләт хизмәтчилириниң мәмликәт үчүн мошундақ мурәккәп пәйттә сәпәрвәрликкә келиши керәклигини тәкитлиди.
– Силәр тәшәббускарлиғиңларни, ишчанлиғиңларни, маһаритиңларни, шундақ зөрүр болуватқан оператив қарарларни қобул қилиш хаһишиңларни көрситишиңлар керәк. Бизгә тәшәббускар әмәс, бепәрва әмәлдарларниң кериги йоқ – мундақ ошуқ жүктин қутулуш лазим, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири.
Кәңәйтилгән мәҗлистә Премьер-министр Асқар Мамин Қазақстан ихтисадиниң бир йерим жиллиқ пандемиядин кейин қандақ әһвалда туруватқанлиғи тоғрилиқ доклад қилди. У 2021-жилниң биринчи йеримида бирқатар көрсәткүчләр бойичә әһвалниң яхшиланғанлиғини тәкитлиди.
Асқар Мамин Һөкүмәтниң асасий әвзәлликлириниң бири сүпитидә аһалини иш билән тәминләш вә униң киримигә айрим тохталди.
– Аһалини иш билән тәминләш мәхситидә «Еңбек», «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси», «Нұрлы жер», «Нұрлы жол» программилири вә хусусий тәшәббуслар актив әмәлгә ашурулуватиду, – деди Һөкүмәт рәһбири. – Умумән, бийил 1,2 миллион граждан иш билән тәминлиниду. 1-июльға қәдәр болған мәлуматлар бойичә, «Еңбек» программиси даирисидә 210 миң граждан ишқа, уларниң 107 миңи турақлиқ ишқа орунлашти.
Премьер-министр шундақла «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси» даирисидә 41 миң адәмни, улардин 28 миңни турақлақ ишқа орунлаштуруш планлиниватқанлиғини хәвәр қилди. «Нұрлы жер» вә «Нұрлы жол» программилирини әмәлгә ашуруш 250 миң қазақстанлиқ үчүн иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүш имканийитини яритиду, уларниң 124 миңи турақлақ иш билән тәминлиниду.
Һөкүмәт рәһбири диққәт ағдурған йәнә бир муһим мәсилә – бу бюджет саһаси хадимлириниң иш һәққи. Униң сөзичә, бийил бирқатар категорияләр үчүн мааш миқдарини новәттики қетим көпәйтиш планлиниватиду.
– 600 миң педагогниң иш һәққини – 25 пайиз, 247 миң медицина хадиминиң иш һәққини квалификация дәриҗисигә қарап 20 – 30 пайиз ашуруш тәминлиниду, – деди Асқар Мамин. – Иҗтимаий саһа хадимлириниң лавазимлиқ мааши 50 пайиз көпийип, бу 21 миң штат бирлигини өз ичигә алди. 82 миң дөләт хизмәтчисиниң мааши көпийиду. Бийил 1-июльдин тартип йәрлик иҗраий органлар хадимлириниң иш һәққи 1,9 һәссә, 2022-жилниң 1-январидин тартип мәркизий дөләт органлири хадимлириниң иш һәққи 2024-жилғичә һәр жили 30 пайиз көпәйтилиду.
Униң мәлуматлири бойичә, Қазақстанда педагогларниң оттура айлиқ иш һәққи 253 миң, врачларниң – 320 миң, иҗтимаий хадимларниң – 180 миң, дөләт хизмәтчилириниң – 267 миң тәңгигә йетиду.
Премьер-министр униңдин ташқири иҗтимаий әһмийәткә егә товарлар баһасиниң Һөкүмәтниң алаһидә диққәт нәзәридә туруватқанлиғини тәкитлиди.
– Мәзкүр мәсилә алаһидә назарәттә болуватиду, 12 регион үчүн чәклик баһалар бәлгүләнди. Базарни озуқ-түлүк товарлири билән толтуруш вә баһани турақлаштуруш үчүн 16 миң мәһсулат ишләп чиқарғучи вә сода объекти билән келишимләр түзүлди, – дәп билдүрди Асқар Мамин.
Һөкүмәт рәһбири шундақла Президентниң «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» Мәктүбини әмәлгә ашуруш чарилиригә диққәтни җәлип қилди. У Мәктүпни әмәлгә ашуруш бойичә Умуммиллий пландики 145 чарә-тәдбирдин 59ниң орунланғанлиғини, 86ниң орунлиниватқанлиғини тәкитлиди.
Мәҗлистә шундақла Миллий банк рәиси Ерболат Досаев, Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжанов, Маңғистав, Шималий Қазақстан вилайәтлириниң вә Чимкәнт шәһириниң һакимлири Серикбай Трумов, Қумар Ақсақалов вә Мурат Әйтенов сөзгә чиқти. 
 

1389 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы