• Асасий мақалилар
  • 16 Наурыз, 2024

Қазақстан — Әзәрбәйҗан: һәмкарлиқниң жуқури дәриҗиси

Дүшәнбә күни Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев дөләт сәпири билән Әзәрбәйҗанға кәлди. Дөләт рәһбири Әзәрбәйҗан президенти Ильхам Әлиев «Загульба» резиденциясидә қарши алди. 
 Пәхрий қаравул ротисиниң башлиғи президентларға рапорт бәргәндин кейин Қазақстан вә Әзәрбәйҗан гимнлири орунланди. Андин Қасым-Жомарт Тоқаев билән Ильхам Әлиев бир-биригә рәсмий делегация әзалирини тонуштурди.
Тәнтәнилик рәсмийәттин кейин президентлар тар даиридә музакириләр жүргүзди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Ильхам Әлиевни Әзәрбәйҗан президенти сайлимидики ғалибийити вә бийил Бакуда СОР29 саммитини өткүзүш имканийитигә егә болғанлиғи билән тәбриклиди.
 Президент Қазақстан вә Әзәрбәйҗан һәмкарлиғиниң мәзмуни кәңийип, бирләшкән лайиһиләрниң көпийиватқанлиғини һәм сүръәтлик тәрәққий етиватқанлиғини жуқури баһалиди.
 Өз новитидә Әзәрбәйҗан президенти Қазақстан билән мунасивәтләрниң күчәйгәнлигини қәйт қилди. 
 Музакириләр давамида тәрәпләр сода-ихтисат, транспорт-транзит, энергетикилиқ, мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқ, шундақла рәқәмләштүрүш, озуқ-түлүк бехәтәрлиги вә әслигә келидиған энергия мәнбәлири саһалиридики алақилар мәсилилирини муһакимә қилди. Шундақла икки дөләт арисидики ихтисадиниң тәрәққиятиға сүръәт беридиған инвестициялик лайиһиләр бойичә пикир алмаштурулди.
Шу күни Президентлар Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң Алий дөләтләрара кеңишиниң дәсләпки жиғиниға қатнашти.
 Дөләт рәһбири өз сөзидә меһмандостлуғи үчүн Әзәрбәйжан тәрипигә миннәтдарлиқ изһар қилди.
 Дөләт рәһбири Астана билән Баку һәмкарлиқниң жуқури дәриҗисини көрситип, бирләшкән паалийәтниң йеңи йөнилишлирини тәрәққий әткүзүватқанлиғини алаһидә тәкитлиди.
— Йеңи биз сода-ихтисадий, инвестициялик һәмкарлиққа, хәлиқара аренидики өзара шерикликкә мунасивәтлик барлиқ мәсилини чоңқур муһакимә қилдуқ вә умумий келишимгә кәлдуқ. Бу Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң, һәқиқий мәнада, стратегиялик шерик, иттипақдаш дөләтләр екәнлигини көрситиду. Мошу турғудин қариғанда, икки дөләт һөкүмәтлири бүгүн имзаланған һөҗҗәтләр, шәртнамиләр шәклидики келишимләрни әмәлгә ашуруш билән шуғуллинидиғанлиғини нәзәрдә тутсақ, һәмкарлиғимизниң истиқбали зор. Мән СОР29 саммитиға тәкливиңизни хошаллиқ илкидә қобул қилимән. Мошундақ чарә-тәдбирни өткүзүш – Әзәрбәйҗан дөлити билән униң дипломатияси үчүн чоң тарихий утуқ. Саммит бүгүнки таңдики климат мәсилилирини рәтләш вә дуниявий һәмкарлиқни күчәйтиш турғусидин муһим. Баку бу вәзипини аброй билән атқуридиғини ениқ, — деди Президент. 
 Қазақстан Президенти Әзәрбәйҗан билән арисидики сода-ихтисадий мунасивәтләрниң сүръәтлик тәрәққий етиватқанлиғини қәйт қилди.
— Қазақстан билән Әзәрбәйҗан арисидики товар айнилими 2020-жилдин бу ян 5 һәссә ашти. Әлвәттә, бу рәқәм шунчилик һәйран қалғидәк көрсәткүч әмәсту. Бу йөнилиштә ишләш лазим, бирақ һазирқи сода сүръитини иҗабий баһалаш керәк. Әллиримиз чоң ихтисадий иқтидарға егә. Биз буниңдинму жуқури утуқларға йетимиз дәп ойлаймән. Һәқиқәтәнму, һәмкарлиқниң даириси кәң. Биз бүгүн нефть билән газдин ташқири, транспорт билән логистикидин башлап, рәқәмләштүрүшкичә мәсилиләрниң һәммисини муһакимә қилдуқ. Хәлиқара аренида нәтиҗидар ишләватқинимизға хошал. БДТдики вә башқиму хәлиқара тәшкилатлардики делегациялиримиз өзара нәтиҗидар алақә қиливатиду. Мошу йөнилиштики ишлиримиз давамлишиду, дәп ойлаймән, — деди Дөләт рәһбири.
 Президентниң пикричә, қазақ-әзәрбәйҗан мунасивәтлирини күчәйтишкә мәдәнийәт саһасидики келишимләрни әмәлгә ашуруш ишиму иҗабий тәсир қилмақта. Мәсилән, хасийәтлик Түркстан вә Шуша шәһәрлири, шундақла Орал билән Мингечевир, Чимкәнт вә Гянджа шәһәрлири арисидики қериндашлиқ мунасивәт орниди.
— Мән дөләтлиримиз арисидики мәдәний алақиләргә алаһидә әһмийәт беримән. Бу хәлиқлиримизни йеқинлаштуруш турғусидин наһайити муһим. Сумгаит шәһиридики кочиларниң биригә Ахмет Байтурсынулыниң нами берилди. Биз буниң үчүн миннәтдарлиқ изһар қилимиз. Шундақла Астана шәһиридики кочиға Гейдар Әлиев нами берилди. Бу икки әлниң улуқ шәхсләрниң исимлирини әбәдийләштүрүштики яхши иш болди. Булту Әзәрбәйҗанда Қазақстан мәдәнийәт күнлири утуқлуқ өтти. Йеңи өзиңиз ейтқандәк әтә Физули шәһиридә Қурманғазы намидики Балилар иҗадий мәркизини ачимиз. Бу бизниң һәмкарлиғимизниң рәмзи болидиғанлиғи ениқ, — деди Қ.Тоқаев. 
Президент Алий дөләтләрара кеңәшниң паалийити икки әл һәмкарлиғиға йеңи сүръәт бериду вә қазақ-әзәрбәйҗан мунасивәтлирини йеңи дәриҗигә көтиришкә тәсир қилиду, дәп һесаплайду. 
 Өз новитидә, Әзәрбәйҗан Президенти Алий дөләтләрара кеңәшниң дәсләпки жиғининиң тарихий әһмийитигә тохталди. Униң пикричә, Қасым-Жомарт Тоқаевниң сәпири билән Алий дөләтләрара кеңәшниң жиғининиң йәкүнлири икки дөләт мунасивитиниң келәчәктики күн тәртивини ениқлайду.
— Қазақстан билән Әзәрбәйҗан – қериндаш дөләтләр. Хәлиқлиримиз әсирләр давамида өмлүктә, қериндаш мәмликәт сүпитидә һәмкарлиқта һаят кәчүрүп келиватиду. Ахирқи жилларда бизниң бир-биримизгә қилған сәпәрлиримиз көпәйди. Мошуниңдин өзара мунасивәтлиримизниң сүръити қанчилик күчәйгәнлиги ениқ көрүниду. Биз Қазақстанниң утуқлириға хошал болимиз. Сизни вә пүткүл қериндаш Қазақстан хәлқини иҗтимаий-ихтисадий вә инновациялик тәрәққият йолидики яхши утуқлар билән тәбриклигүм келиду. Шуниң билән биллә биз икки әлгә ортақ лайиһиләр тоғрилиқ сөһбәтләштуқ. Мән Қарабақни әслигә кәлтүрүш ишиға қериндаш әл сүпитидә ярдәм бәргини үчүн Қазақстан Президентиға миннәтдарлиқ изһар қилдим. Физули шәһиридә Қурманғазы намидики Балилар иҗадийәт мәркизи қазақ хәлқиниң әзәрбәйҗан хәлқигә қилған соғиси сүпитидә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән бәрпа қилинди. Шундақла Әзәрбәйҗанниң мустәқиллигини әслигә кәлтүрүш мәсилисидә қоллиғиниңиз үчүн тәшәккүр ейтимиз. Әлвәттә, Әзәрбәйҗанда һәммә Қазақстанни ишәшлик дост вә иттипақдаш сүпитидә етирап қилиду, дәп һесаплаймән, — деди Ильхам Әлиев. 
Қазақстан билән Әзәрбәйҗан Алий дөләтләрара кеңишиниң дәсләпки жиғинида сода-ихтисадий, инвестиция, нефть-газ, транспорт-логистика саһалиридики һәмкарлиқни күчәйтиш, шундақла әслигә кәлтүрүлидиған энергия мәнбәлири, рәқәмлик коммуникация вә мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүш мәсилилири муһакимә қилинди. 
 Шу күни Қасым-Жомарт Тоқаев билән Ильхам Әлиев Сиань шәһиридики Қазақстан билән Хитайниң йеңи транспорт-логистика мәркизидин чиқип, Транскаспий хәлиқара транспорт йоли билән Апшерон станциясигә контейнерлиқ блок-поездниң келишигә мунасивәтлик уюштурулған тәнтәнигә телекөрүк арқилиқ қатнашти.
 Тәкитләш лазимки, 28-һотта Сианьда Қазақстан терминали ечилип, Хитай-Қазақстан-Әзәрбәйҗан йөни­лиши бойичә дәсләпки поезд йолға чиққан еди.
 Дөләт рәһбири тәнтәнидә сөзлигән сөзидә һазирқидәк дуниявий геосәясий турақ­сизлиқ шараитида Евразия йеңи транспорт-логистика системиси қурулуватқанлиғини тәкитлиди. Униң пикричә, бу җәриянда Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң зич һәм нәтиҗидар һәмкарлиғи асасий рольни ойнайду. Бирләшкән һәрикәт арқисида икки әлниң сода-ихтисадий иқтидари күчийиватиду. 
 У күни, шундақла Қасым-Жомарт Тоқаев билән Ильхам Әлиев аммивий әхбарат васитилири вәкиллири үчүн брифинг өткүзди.
 Президент Әзәрбәйҗанни Қазақстанниң стратегиялик шериги сүпитидә тәкитләп, қериндаш мәмликәткә болған дөләт сәпириниң әһмийитигә тохтилип өтти. Дөләт рәһбири Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң һәмкарлиғи достлуққа, ишәнчигә, бир-бириниң мәнпийитини һөрмәтләшкә асасланған дөләтләрара мунасивәтниң илғар үлгиси һесаплинидиғанлиғини ейтти. Қ.Тоқаевниң пикричә, алий дәриҗидики алақиләрниң һәммиси икки әл арисидики стратегиялик һәмкарлиқ вә иттипақдашлиқ мунасивәтләрни күчәйтиш үчүн пайдилиқ. Президент Алий дөләтләрара кеңәшниң дәсләпки жиғинида муһакимә қилинған мәсилиләрниң әһмийитини қәйт қилди. Президент мәдәний-гуманитарлиқ һәмкарлиқ мәсилилиригә алаһидә тохталди. Шундақла Қазақстанниң мәдәнийәт күнлирини жуқури дәриҗидә өткүзгәнлиги үчүн Әзәрбәйҗан президентиға миннәтдарлиқ изһар қилди.
 Өз новитидә, Әзәрбәйҗан президенти Ильхам Әлиев дөләт сәпири билән кәлгини үчүн Қасым-Жомарт Тоқаевқа тәшәккүр изһар қилип, музакириләрниң нәтиҗилиригә иҗабий баһа бәрди.
Қазақстан би­лән Әзәрбәйҗан прези­дент­лириниң музакирилири йәкүнлири бойичә бирқатар муһим һөҗҗәтдәр имзаланди.
 Андин Қасым-Жомарт Тоқаев Әзәрбәйҗанниң умуммиллий лидери Гейдар Әлиевниң роһиға тазим қилип, униң рәпиқиси Зарифа Әлиеваниң қәбирлиригә гүлдәстиләр қойди. Шуниңдин кейин Дөләт рәһбири Шейитлар аллеясидики мәңгүлүк гүлханға гүлдәстиләр қоюш мәрасимиға иштрак қилди. Бу йәрдә әлниң азатлиғи йолида, мустәқиллиги вә территориялик биртуташлиғини сақлаш үчүн қурван болған әзәрбәйҗан хәлқиниң батур оғланлири дәпин қилинған. 
 Дөләт рәһбири Әзәрбәйҗан Миллий Мәҗлисиниң рәиси Сагиба Гафарова билән музакириләр жүргүзди.
 Қ.Тоқаев С.Гафароваға һөрмәт изһар қилип, Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң муна­сивәтлири сүръәтлик тәрәққий етиватқанлиғини тәкитлиди.
— Һәқиқәтәнму, Қазақстан билән Әзәрбәйҗан – стратегиялик шерик вә иттипақдаш әлләр. Бүгүн биз бу мәртивиниң дөләтләр вә һөкүмәтләр рәһбәрлиригә алаһидә җавапкәрлик жүкләйдиғанлиғини тә­кит­ләп өттуқ. Икки әл һәмкарлиғиниң мәзмуни бай вә истиқбали зор. Бирқатар лайиһиләр қолға елинди. Мәмликәтлиримиз арисидики алақиләрниң стратегиялик сүпити тоғрилиқ ейтқанда, дәсләп нефть-газ, транспорт-логистика, рәқәмләштүрүш, йеза егилиги, индустрия вә башқа саһаларни нәзәрдә тутимиз, — деди Қ.Тоқаев.
Өз новитидә, Әзәрбәйҗан Миллий Мәҗлисиниң рәиси парламентларара мунасивәтни тәрәққий әткүзүшни қоллап-қувәтлигини үчүн Қасым-Жомарт Тоқаевқа тәшәккүр ейтти. 
***
Сешәнбә күни Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев вә Әзәрбәйҗан президенти Ильхам Әлиев қазақ хәлқиниң даңлиқ күйчиси Қурманғазы намидики Балилар иҗадий мәркизиниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға қатнашти.
 Заманивий инновациялик мәркәз Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән қазақстанлиқлар намидин қериндаш әзәрбәйҗан хәлқигә гуманитарлиқ соға сүпитидә қисқа вақит ичидә селинди. 
— Бу – Қазақстан хәлқиниң соғиси. Мениң шәхсий тапшурмам билән мәзкүр соғини шәхсий BI Group ширкити пүткүл хәлиқниң намидин чин жүрәктин соға қиливатиду. Мәркәз әллиримиз арисидики һәртәрәплимә алақиларни күчәйтишкә хизмәт қилиду, дәп ойлаймән. Силәргә утуқ вә бәрикәт тиләймән. Әзәрбәйҗанниң мошу хасийәтлик өлкиси сүръәтлик тәрәққий етидиғиниға ишәнчим камил, — деди Қазақстан Президенти Физули җамаәтчилиги билән болған сөһбәт давамида.
 Өз новитидә Ильхам Әлиев Қасым-Жомарт Тоқаев һәм барлиқ Қазақстан хәлқигә миннәтдарлиқ изһар қилди. 
— Қериндаш сүпитидә мошундақ соға қилғиниңиз үчүн Сизгә тәшәккүр ейтқум келиду. Азат қилинған йәрләрдә Балилар иҗадий мәркизини селиш Сизниң тәшәббусиңиз еди. Мошуниңдин бир йерим жил илгири Әзәрбәйҗанға кәлгән пәйтиңиздә мошу мәркәзниң лайиһиси тонуштурулған еди. Мәркәз бир жил ичидә селинди һәм бүгүн рәсмий түрдә ечилди. Мәркәз қазақ хәлқиниң улуқ пәрзәнди Қурманғазыниң нами билән аталди. Түнүгүн ейтқинимиздәк, бу балилар иҗадийитини ечипла қоймай, шундақла Қазақстан билән Әзәрбәйҗанниң достлуғи вә қериндашлиғини намайиш қилидиған мәркәз болиду. Биз бу соғиға чин қәлбимиздин миннәтдарлиқ изһар қилимиз. Әзәрбәйҗан хәлқи буни һечқачан унтумайду, — деди Ильхам Әлиев.
 Икки Дөләт рәһбәрлири Мәркәздики йеңи кабинетларни, синипларни, заллар вә иҗадий студияләрни арилап чиқти. Бенаниң һули булту норуз ейида селинған. Объектни лайиһиләш ишлири үч айниң ичидә тәйярлинип, қурулуши 9 айда аяқлашти. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев мәркәз коллективиға Қурманғазы домбрисиниң көчәрмисини, шундақла билим дәргаһиниң оқуғучилирини тошуйдиған автобус соға қилди.
 Қазақстан Президенти Әзәрбәйҗанға болған дөләт сәпириниң иккинчи күни Физули шәһиридики вәйран болған йәрләрни арилап көрүп, шәһәрни тәрәққий әткүзүшниң плани билән тонушти. Дөләт рәһбәрлиригә шәһәрни вә униң әтрапидики регионларни әслигә кәлтүрүш үчүн қолға елинған чариләр тоғрилиқ мәлуматлар берилди.

1698 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы