- Асасий мақалилар
- 29 Ақпан, 2024
Дөләт мәнпийити – һәммидин муһим
Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислиги билән Қазақстан Җумһурийити Бехәтәрлик кеңишиниң новәттики жиғини өтти.
Жиғин давамида Миллий бехәтәрлик стратегиясини әмәлгә ашурушқа қаритилған асасий услубларни риваҗландуруш мәсилиси муһакимә қилинди. Дөләт рәһбири дунияда қелиплашқан җиддий геосәясий әһвал шараитида муһакимә қилиниватқан мәсилә Қазақстанниң ихтисадий вә һәрбий иқтидарини күчәйтиш турғусидин чоң әһмийәткә егә екәнлигини тәкитләп өтти.
Униңдин ташқири, Премьер-министрниң орунбасари – Миллий ихтисат министри Нурлан Байбазаров һесавити тиңшалди. Шуниң билән биллә бирқатар саһалиқ дөләт органлириниң рәһбәрлири әхбаратлар бәрди.
Қасым-Жомарт Тоқаев миллий бехәтәрликкә ховуп кәлтүридиған асасий хәтәрләрни объектив тәһлил қилип, уларниң алдини елиш чарилирини тәйярлашниң муһим екәнлигини қәйт қилди.
Президент гражданларниң вә умумән дөләтниң бехәтәрлигини Һөкүмәт билән барлиқ ведомстволарниң паалийитиниң асасий йөнилиши сүпитидә дайим алаһидә нәзәрдә болуши керәклигини тәкитлиди.
Бехәтәрлик кеңиши жиғининиң йәкүнлири бойичә миллий мәнпийәтни һимайә қилиш вә миллий бехәтәрликкә келидиған ховупларни башқуруш системисиниң нәтиҗидарлиғини ашурушқа қаритилған бирқатар қарарлар қобул қилинди.
1621 рет
көрсетілді0
пікір