• Асасий мақалилар
  • 09 Қыркүйек, 2021

Шималий Қазақстан вилайитидә болди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Шималий Қазақстан вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болуп, һосул жиғиштуруш мәвсүминиң кетип бериши билән тонушти вә индустриал карханиларни зиярәт қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң регионға қилған иш бабидики сәпири Қизилжар наһийәсиниң Байтерек йезисидики “Сервис Жарс” ҖЧЙниң терилғу мәйданини зиярәт қилиштин башланди. Дөләт рәһбири ашлиқ етизлиқлириниң әһвали билән тонушти, һосул жиғиштурушқа җәлип қилинған йеза егилиги техникисини көздин кәчүрди.
Қасым-Жомарт Тоқаев йеза егилиги тәшкиллириниң рәһбәрлири вә механизаторлар билән болған сөһбәттә йеқинда хәлиққә йоллиған Мәктүбидә аграр секторни тәрәққий әткүзүш бойичә бирқатар вәзипиләрни қойғанлиғини әслитип өтти.
– Биз субсидияләр саһасидики сәяситимизни мукәммәлләштүрүшимиз вә тәртипкә кәлтүрүшимиз керәк. Бу тоғрилиқ мән Мәктүптә ейттим, буниңда һәммә нәрсә ениқ болуши лазим. Келәчәктә субсидияләр әмәлдин қалдурулуп, уларни өсүми төвән несийәләр алмаштуриду, дегән пикир бар. Бирақ һазир биз йеза егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләргә ярдәм қилишимиз керәк, – деди Дөләт рәһбири.
Президент шуниң билән биллә әвришим тариф сәяситиниң зөрүр екәнлигини атап көрситип, тәйяр қайта ишләнгән мәһсулатни, җүмлидин унни экспортқа чиқиришниң төвәнлигәнлигигә тәшвишини билдүрди.
– Биз унни әслидә Өзбәкстан, Түркмәнстан, Авғанстан базарлириға йәткүзүватимиз. Умумән, һөкүмәт, Сода министрлиги тарифлиқ тәңшәш мәсилилири билән хелә әтраплиқ шуғуллиниши керәк. Һөкүмәт келәчәктә ашлиққа экспорт селиғини җарий қилиш мәсилисини қоюватиду. Бирақ һазир қелиплашқан әһвални һесапқа алған һалда, бу әтигән дәп ойлаймән. Шуңлашқа биз мәһсулат йетиштүргүчиләргә, болупму ун йетиштүргүчиләргә ярдәм қилиш үчүн субсидияләр механизмини ишқа қошушимиз керәк. Биз қошулған баһа селиғи жуқури болған тәйяр, қайта ишләнгән мәһсулатни йәткүзүп беришимиз керәк, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Дөләт рәһбири шундақла аграр-санаәт комплексини илғар техника билән тәминләшниң зөрүр екәнлиги тоғрилиқ билдүрди.
– Һөкүмәт деханларни шундақ техника билән тәминләштә ярдәм қилиши керәк. Әгәр заманивий техника болмиса, бизниң йеза егилигимиз тәрәққий әтмәйду. Бу ениқ. Шуңлашқа Һөкүмәт мениң тапшурмам бойичә тегишлик сәясәтни әмәлгә ашурушни давамлаштуриду. Несийә өсүми төвән болуши керәк. Мән бу мәсилигә чоң әһмийәт беримән, – деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев униңдин ташқири Шималий Қазақстан вилайитиниң һакими Қумар Ақсақаловниң региондики иҗтимаий-ихтисадий әһвал вә аграр-санаәт комплексини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ һесавитини тиңшиди.
Дөләт рәһбири андин кейин CLAAS йеза егилиги техникисини қураштуруш заводини зиярәт қилди. Президентқа мошу йәрдә қураштурулуватқан ашлиқ жиғиштуруш комбайнлирини, тракторларни вә терилғу комплекслирини намайиш қилди, шундақла ишләпчиқиришни техиму тәрәққий әткүзүш планлири тоғрилиқ әхбарат бәрди.
Дөләт рәһбири CLAASниң хәлиқара абройини жуқури баһалиди вә немис концерни билән узақ муддәтлик һәмкарлиқ орнитишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди.
– CLAASниң Қазақстан базириға келиши – бу наһайити чоң миқияслиқ, һәр һалда Қазақстан даирисидин чиқидиған вақиә. Бу чоң инвестициялик вақиә, – дәп һесаплайду Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев объектни зиярәт қилиш вақтида вилайәттә бирқатар лайиһиләрни әмәлгә ашуруватқан чәтәллик инвесторлар билән учрашти.
CLAASниң МДҺ әллиридики регионлуқ мудири Нильс Ройтч Дөләт рәһбирини Қазақстанда инвестициялик лайиһиләрни әмәлгә ашуруш планлири билән тонуштурди.
Түркияниң YDA HOLDING компаниясиниң башқарма рәиси Арслан Хусейн Президентқа Петропавловск шәһиридә хәлиқара JCI үлгиси бойичә 625 орунлуқ заманивий көпсаһалиқ ағриқхана селиш плани тоғрилиқ әхбарат бәрди. 
Аризона Университетиниң (АҚШ) аләмшумул мәсилиләр бойичә вице-президенти Брент Уайт илғар академиялик технологияләр трансферти мәхситидә Kozybayev University билән һәмкарлиқ орнитиш планлири тоғрилиқ сөзләп бәрди.
Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәт вә регионлар ихтисадини тәрәққий әткүзүшкә қошуватқан һәссиси үчүн инвесторларға миннәтдарлиқ билдүрди вә уларниң бизнес-лайиһилириниң әмәлгә ашурулушини шәхсән өзи тәкшүрәйдиғанлиғини тәкитлиди. 
Президент андин кейин Петропавловсктики Alageum Electric электротехника заводиға берип, кархана иши билән тонушти.
Дөләт рәһбиригә трансформаторларни чиқириш бойичә технологияләр линияни көрсәтти, ишчиларни иҗтимаий қоллап-қувәтләш чарилири вә ишләпчиқиришни техиму кәңәйтиш планлири тоғрилиқ сөзләп бәрди.
Завод қурулуши бойичә инвестиция лайиһиниң умумий баһаси – 10 миллиард тәңгә. Бу йәрдә 13 миң трансформатор ишләпчиқириш планлиниватиду. Буниңда чиқирилған мәһсулатниң 98 пайизи МДҺ әллиригә экспортқа әвәтилиду.
Кархана хадимлири, җүмлидин мәмликәтниң җәнубий регионлиридин көчүп кәлгәнләр имтиязлиқ турушлуқ өй елиш имканийитигә егә. Стажерларға оқуш вә кейин ишқа орунлишиш шараити яритилиду.
Президент ахирида Alageum Electricниң әмгәк коллективи билән сөһбәтләшти. Қасым-Жомарт Тоқаев кархана ишини вә униң экспорт иқтидарини жуқури баһалиди. Дөләт рәһбири заводниң утуқлуқ тәрәққий етишини давамлаштуридиғанлиғиға үмүт билдүрүп, Һөкүмәтниң буниңдин кейинму елимиз мәһсулат ишләпчиқарғучилириға һәртәрәплимә ярдәм қилидиғанлиғини тәкитлиди. 

1639 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы