• Асасий мақалилар
  • 18 Қараша, 2021

Дөләт рәһбири Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң VI мәҗлисигә қатнашти

Онлайн-шәкилдә өткән Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң мәҗлисидә Президент тапшурмилириниң орунлиниш җәрияни муһакимә қилинди. Мәҗлистә, шундақла кеңәш әзалириниң җәмийәтлик, иҗтимаий-ихтисадий, регионлуқ тәрәққият мәсилилири бойичә бәргән тәклиплири қаралди.
 Дөләт рәһбири Мустәқилликниң 30 жиллиғи – елимиз тарихидики чоң бир басқуч екәнлигини қәйт қилди.
— Биз бу тарихий сәнәгә күчлүк вә бирпүтүн милләт сүпитидә кәлдуқ. Һазир сәясий модернизация, ихтисатни қайта қуруш, иҗтимаий саһаниң тәрәққияти сүръәтлик давамлишиватиду. Бу йәрдә Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң үлүши зор. Кеңәшниң тәшәббуслири вә тәклиплири асасида 90дин ошуқ норматив-һоқуқ актлири қобул қилинди, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Дөләт рәһбириниң пикричә, һәрқандақ өзгиришләр, биринчи новәттә, бизниң гражданларниң турмуш сүпитини көтиришкә қаритилған. Президент һазир дөләт иқтидарини күчәйтишкә вә көтиришкә қаритилған қарарларни әмәлгә ашурушниң һаҗәт екәнлигини тәкитлиди.
— Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңиши икки жил ичидә нурғун яхши тәшәббусларни әмәлгә ашурушқа түрткә болди. Келәчәк муәллимләр, дохтурлар вә докторантларниң стипендиялири өсти. Алий оқуш орунлири оқутқучилириниң айлиқ мааши көтирилди. Санитарлиқ-эпидимиологиялик назарәт комитети тәшкил қилинди. Алаһидә күтүмни тәләп қилидиған балиларни тәрбийиләшни рәтләйдиған йеңи қаидиләр бәкитилди. Җәнуптин шималға көчүп барған гражданларға берилидиған субсидияләр икки һәссигә өсти. Бәлгүләнгән мәхсәт үчүн пайдилинилмиған йәр участкилири үчүн төлинидиған базилиқ селиқ ставкиси көтирилди. Чәтәллик шәхсләргә һәм юридик шәхсләргә йеза егилиги йәрлирини сетиш вә иҗаригә бериш мәнъий қилинди, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири қазақстанлиқларға қозғалмайдиған мүлүк сетивелиш, ипотекилиқ несийәни йепиш вә давалиниш үчүн муддитидин илгири пенсия топламлирини елиш имканийитини бәрди. Йерим миллиондин ошуқ гражданлиримиз өз хиҗалити үчүн пенсия фондидики пулини алди. Униңдин ташқири, аһалиниң иҗтимаий тәминати начар қатлимини қоллашқа қаритилған бирнәччә қарар қобул қилинди.
— Бийил дәсләпки қетим көпбалилиқ вә толуқ әмәс аилиләр балилириға, нака балиларға билим елиш грантлири берилди. Шуниң нәтиҗисидә 5 миңдин ошуқ яш бала һәқсиз билим елиш имканийитигә егә болди. Алаһидә тәләплири бар балиларни оқутуш үчүн бөлүнидиған мәбләғ икки һәссигә өсти. Әнди бир балиға 730 миң тәңгә бөлүнидиған болиду, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
 Президент Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң беваситә қатнишиши билән елимизни демократияләштүрүшкә қаритилған ислаһатларниң төрт пакети тәйярланғанлиғини тәкитлиди.
– Аялларда вә яшларда өзлириниң иқтидарини әмәлгә ашуруш үчүн қошумчә имканийәтләр пәйда болди. Биз алға маңимиз. Инклюзив җәмийәт қуруш үчүн партияләрниң сайлам тизимлирида квота берилидиған категорияләрни кәңәйтип, униңға алаһидә тәләпләргә егә шәхсләрни қошушни тәклип қилимән, – дәп қәйт қилди Дөләт рәһбири.
 Қасым-Жомарт Тоқаев җәмийәтни демократияләштүрүштә наһийәлик әһмийәткә егә шәһәрләрдә, йезиларда, йеза округлирида һакимларни уттур сайлашниң муһим қәдәм болғанлиғини ейтти. Бийил елимиздә 800гә йеқин йеза һакими сайланди. Нәтиҗидә уларниң тәркивиниң йерими йеңиланди.
 Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири һакимларни сайлаш институтини йүксәлдүрүш тәкливини бәрди. Президент Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң әзалири тәрипидин берилгән оттура кәспий билими бар шәхсләргә йеза һакими лавазимиға сайлиниш һоқуқини қануний җәһәттин бәкитиш тәкливини қоллап-қувәтлиди. Бу йеңилиқ йәрлик дәриҗидә сайламларда риқабәтниң болушини тәминләйду. Қасым-Жомарт Тоқаев тәшвиқат кампанияси вақтини узартишта вә сайлам кампаниялирини мәбләғ билән тәминләштә дифференциялик услубни пайдилинишни тоғра дәп һесаплайду. Президент мәмурийитигә мошу тәшәббусларни диққәт билән қарап чиқишни тапшурди.
 Президент мәктәпләрдә, университетларда вә колледжларда бехәтәрликни тәминләшни муһим дәп һесаплайду.
– Һазир билим дәргаһлири күзәт ширкәтлири билән бир жилға шәртнамә түзиду. Адәттә бу жил бешида, йәни, оқуш жилиниң оттурисида әмәлгә ашурулиду. Мундақ шәртнамиләрни узақ муддәткә, мәсилән, үч жилға түзгән тоғра. Буниң үчүн қанунға өзгиришләр киргүзүш лазим, – деди Дөләт рәһбири. 
Қасым-Жомарт Тоқаев мәктәпләрдә орунларниң йетишмәслигигә алаһидә тохталди. Дөләт рәһбири өзиниң Мәктүбидә 2025-жилғичә 1000 мәктәп селиш тапшурмисини бәргәнлигигә алаһидә диққәт бөлди. 
– Турушлуқ өйләрни салғанда, мәктәпләр вә балилар бағчилириму селиниши шәрт. Һөкүмәткә мошу тәләпниң орунлинишини қаттиқ назарәт қилишни тапшуримән, – деди Президент.
 Дөләт рәһбири билим бериш грантлирини бөлүш мәсилисигиму көңүл бөлди.
 – Мәбләғ грант алған шәхскә беваситә тапшурулуши керәк, йәни, студент оқушини өзи төлиши керәк. Бу мәбләғ студентниң мәхсус һесап-чотиға чүшиду дегәнликни билдүриду. Уни пәқәт оқушни төләш үчүн пайдилиниши лазим. Мундақ услуб алий оқуш орнида вә алий оқуш орнидин кейинки билим елишта риқабәтни күчәйтиду. Бу, шундақла, дөләт буйрутмисиниң ашкарилиғини тәминләйду, билим елиш сүпитини ашуриду вә студентларниң җавапкәрликни ашуриду. Һөкүмәткә мошу қарарни әмәлгә ашуруш вариантлирини диққәт билән қарап чиқишни тапшуримән, – деди Президент.
 Дөләт рәһбири һазир елимиздә медицина кадрлири тапчиллиғиниң сезиливатқанлиғини ейтти. Саламәтликни сақлаш саһасида 4 миң хадим йетишмәйду. Вилайәт мәркәзлиридә, болупму наһийәләрдә вә йезиларда мутәхәссисләрниң азлиғи байқалмақта. Шуниңға мунасивәтлик Қасым-Жомарт Тоқаев йәрлик һакимларни мошу мәсилә билән паал шуғуллинишқа чақирди.
 Президент рәқәмлик технологияләрни киргүзүш истиқабалиға тәпсилий тохтилип өтти. У һазир әхбарат базилири арисида алақиниң йоқлуғини тәкитлиди, нәтиҗидә қәғәз һөҗҗәтләрни пайдилиниш техи бар. 
– Аддий мәсилиләр дөләт органлири тәрипидин җиддийлаштурилиду. «Электронлуқ һөкүмәт» базисиға һакимийәтләрниң, Билим вә пән министрлигиниң әхбарат системилирини қошуш лазим. Шу вақитта биз хәлиққә хизмәт көрситиш мәркәзлириниң ишини йеникләштүримиз вә гражданларниң вақтини теҗәмләймиз, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Дөләт рәһбири банкларниң гөрүгә қоюш сәяситини йүксәлдүрүш вә баһалаш паалийитини рәтләш бойичә бирнәччә тәклипләрни тәвсийә қилди. Алмутида сентябрьда йүз бәргән паҗиәлик вақиә җәмийәтни тәврәндүрди. Президент бу җинайәтни һечқандақ ақлашқа болмайдиғанлиғини қәйт қилди. Униң пикричә, һоқуқниң роли чоң дөләттә һәрқандақ җиддий мәсилә қанун даирисидә һәл қилиниши шәрт.
– Өз алдиға сот һөкүмини чиқиришқа йол қоюлмайду. Бу паҗиә несийә алғанларниң қәриз мәҗбурийәтлирини орунлимаслиқ мәсилисини системилиқ рәвиштә һәл қилишниң, гөрүгә қоюлған қозғалмайдиған мүлүкни тартивелиш, тоғра баһалимаслиқ вә сетиш мәсилилириниң ашкарә болмаслиғи вә дәриҗисиниң төвәнлигини көрсәтти. Һазир 540 миң гражданниң умумий көләми 354 миллиард тәңгини тәшкил қилидиған 90 күнгә кечикип қалған қәризи бар. Мәбләғ секториға зиян кәлтүрмәй, несийә алғучиларни қоллаш чарилирини қобул қилиш һаҗәт, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев.
Президент бюджетни планлашта вә дөләт мәблиғини бөлүштә қобул қилиниватқан барлиқ қарарлар мүмкинқәдәр нәтиҗидар болуши керәк екәнлигини қәйт қилди. Дөләт рәһбири бюджетни планлашқа , умумән, дөләт сәяситигә аһалини һәрхил критерийлар билән бөлүп қараш беваситә тәсир қилдиғанлини ейтти. Шуңлашқа яшларниң яш даирисини ениқлайдиған бирпүтүн шкала түзүш мәсилиси актуал туриду. 
Президент нутқида инсан һоқуқини һимайә қилиш системисини буниңдин кейинму күчәйтишниң муһимлиғини тәкитлиди. У бийил июньда «Қазақстан Җумһурийитиниң инсан һоқуқлири саһасидики чарә-тәдбирилири тоғрилиқ» Пәрманни имзалиғанлиғини әскә салди. Бу Пәрман һоқуқ қоғдаш саһасини комплеслиқ модернизацияләшкә қаритилған.
– Илгири мениң тәшәббусум билән елимиз өлүм җазасини мәнъий қилидиған гражданлар вә сәясий һоқуқлар тоғрилиқ хәлиқара пактниң Факультатив протоколиға қошулди. Өткән Мәктүбүмдә мән Җинаий кодексни шуниң қаидилири билән уйғунлаштуруп, қанун қобул қилишни тапшурдим, – деди Дөләт рәһбири.
 Президент дөләт сәяситиниң асасий йөнилишлириниң бири – ана болушни вә балилиқни қоллаш екәнлигини тәкитлиди. У декретлиқ дәм елишқа чиққан аялларниң кәспий маһаритини вә салаһийитини йоқитидиғанлиғини қәйт қилди. Униңдин ташқири, өз балилириға һаҗәт  болған күтүмни берәлмәй қийниливатқан ялғуз ата-аниларға алаһидә шараит яритип бериш лазимлиғини тәкитлиди. 
 Һазир Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә жинаий қанунларни оптимизацияләштүрүш бойичә ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Шуниң ичидә шәхскә қарши җинайәтләргә, җүмлидин аилидики зорлуқ-зомбилиқ җинайәтлиригә қарши туруш мәсилилири һәртәрәплимә тәтқиқ қилиниду.
 Қасым-Жомарт Тоқаев елимиздики өзгиришләр демократия принциплириниң риваҗлинишиға, гражданларниң паравәнлигини ашурушқа, «хәлиқ авазини аңлайдиған дөләт» концепциясини әмәлгә ашурушқа түрткә болуши керәк. 
– Хәлқимиздә «Йәттә өлчәп бир кәс» дегән сөз бар. Адәттә, дурус қарар һәртәрәплимә муһакимидин кейин тепилиду. Амма, демократияни банә қилип җәмийәткә зиян кәлтүридиған һәрикәтләргә йол қоюлмайду. Буни әстә сақлишимиз лазим. Биз плюрализмға – очуқ вә радикализмға қарши болушимиз керәк. Бу – бизниң сәяситимизниң асасий принципи, – деди Президент.
 Дөләт рәһбири йәнә бир муһим мәсилигә диққәт бөлди. Йәни  милләтниң йеңи образини шәкилләндүрүш вәзиписиниң дайим униң диққәт нәзәридә екәнлигини қәйт қилди. 
– Бизниң ислаһатларниң асасий мәхсити – милләтниң сүпитини яхшилаш. Пәқәт бирләшкән хәлиқла күчлүк дөләт қуралайду. Бизниң миллитимизниң тәрәққияти үчүн һәрбир граждан өзини йүксәлдүрүши лазим. Әгәр адәмләрниң аң-савийәси өзгәрмисә, бизниң әмгигимиз бекарға кетиду. Һәқиқәтәнму, модернизация тәрбийәдин башлиниду. Шуңлашқа бала тәрбийисигә алаһидә көңүл бөлүшимиз керәк. Яшларниң бойиға әң яхши хисләтләрни сиңдүрүшимиз лазим, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Президент өз нутқини хуласиләп, Мустәқилликниң барлиқ қазақстанлиқлар үчүн әң чоң қәдрийәт екәнлигини, уни қуруқ шиарлар билән әмәс, әқил-парасәт билән, разимәнлик билән, бирлик билән һимайә қилиш лазимлиғини қәйт қилди. Бу – бизниң ислаһатларни утуқлуқ әмәлгә ашурушниң һулидур.
 Мәҗлис давамида Миллий җәмийәтлик ишәнчә кеңишиниң әзалири Жемис Турмағамбетова, Қайсар Турынқожа, Тәттигүл Талаева, Александр Данилов, Уайс Ерсайинулылар сөз сөзлиди. 

1112 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы