• Асасий мақалилар
  • 14 Желтоқсан, 2021

Мәмликәт Мустәқиллигиниң рәмзи

Алмута – мәмликәт Мустәқиллигиниң алтун бөшүги. Елимизниң өз мустәқиллигигә егә болғанлиғиму асман билән бой талашқан мәғрур Алитағ етигигә орунлашқан, узақ жил пайтәхт болған, мошу шәһәрдә дунияға елан қилинди. Шуңлашқиму өз тәғдиримизни өз қолумизға алғандин кейин, мустәқиллигимизни мәдһийиләш-улуқлаш, хәлиқниң роһи-кәйпиятини көтириш мәхситидә улуғвар ядикарлиқ орнитиш лазим болди. Шундақ қилип, миң жиллиқ тарихи бар көркәм шәһәрниң талай вақиәләрниң гувачиси болған Җумһурийәт мәйданида Мустәқиллик монументи қәд көтирип, у 1996-жили 16-декабрьда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң Пәрмани билән рәсмий ечилди. 

Шөһрәт МӘСИМОВ,
«Уйғур авази»

 
Нурсултан Назарбаев Монументни рәсмий ечиш мәрасимида сөзгә чиқип, җумһурийәтниң көпмилләтлик хәлқини Мустәқилликниң бәш жиллиғи билән тәбриклигәч, уларни әсирләр мабайнида давамлишип келиватқан достлуқни техиму мустәһкәмләшкә, җәмийәттә турақлиқлиқни баһалап, уни сақлашқа чақирди.
Монумент муәллиплири – мемар Шот-Аман Вәлиханов рәһбәрлигидики һәйкәлтарашлар Нурлан Далбаев, Әдилет Жумабаев, мемарлар Қазыбек Жарылғапов, Қалдыбай Монтақаев лайиһидә бүгүнки Қазақстанни қандақ тәсәввур қилидиғанлиғини әкис әттүрди. Монументни вуҗутқа кәлтүрүш узақ жил мабайнида алаһидә мемарчилиқ, композициялик вә конструкторлуқ шәкил-услубларни издәп тепишни тәләп қилди. Уни вуҗутқа кәлтүрүштә җумһурийәтниң рәмзлири – Бәйтерек вә Алтун адәм пайдилинилди.
Мемориал – ени 180 метрдин ошуқ чоң комплекс. Композициялик мәркизиниң егизлиги 28 метрни тәшкил қилиду. Ташқи көрүнүшидә у Қазақстан территориясидә тепилған қедимий сүнъий иншаәтләрни –қулпытасларни әслитиду. Ядикарлиқниң әң чоққисиға орунлаштурулған Алтун адәмниң егизлиги 6 метр. У өрә турған һалда қанатлиқ илпизни башқуруп туриду вә қазақ диярида дөләт һакимийитиниң рәмзини намайиш қилиду. 
Монумент уни қоршап турған ландшафт билән уйғунлашқан. Жирақтин, мәйданниң четидин қариғанда, икки көпқәвәтлик бенаға тәңләшкәндәк сезилиду. Униңға қанчилик йеқинлиғансири у шунчилик көккә интилип, қоршап турған шәһәр ландшафтидин бөлүнүп турғандәк билиниду.
Төвән қисмиға җумһурийәтниң қачан мустәқилликкә еришкәнлиги йезилған. Шундақла ядикарлиқниң төвән қисмини аллегориялик фигурилар –Һава-ана һәм Һава-ата вә тай-қулунларни ойнақлитип чепип кетип барған икки балиниң һәйкәлчилири безәп туриду. Улар пәқәт җумһурийәтниң яш екәнлигиниңла әмәс, бәлки мәмликәт хәлқи күтүватқан парлақ келәчәкниңму рәмзи болуп һесаплиниду. Умумән, барлиқ фигурилар һәрқандақ дөләтниң асаси һесапланған аилини тәшкил қилиду.
Мустәқиллик монументи композицияси қисимлириниң бири –бронзидин қуюлған китап. Униңда җумһурийәтниң Тунҗа Президентиниң мәмликәт Конституциясигә қойған қолиниң тамғиси бесилған. Бу йәргә Нурсултан Назарбаевниң «Җәмийәттики инақлиқ вә разимәнлик һәр адәмниң мунасип һаяти вә әмгигини тәминләйду. Әркинлик – өзбешимчилиқ әмәс, адил вә һоқуқ тәнтәниси», дегән дана сөзлири йезилған. Башқа қулпытаслардинму атақлиқ шәхсләрниң ибрәтлик сөзлирини оқушқа болиду.
Һәйкәлниң һәр икки тәрипигә тақа шәклидә 10 барельеф орунлаштурулған. Улар Қазақстанниң қедимий дәвирдин тартип һазирқи вақитқичә болған тарихини ачиду. Он саниниң таллавелиниши тәсадипи әмәс. У Пифагор бойичә улуқ сан болуп, барлиқ арифметикилиқ һәм геометриялик нисбәтләрни бирләштүриду вә хатирҗәмлик, есән-аманлиқ, күч-қувәт охшаш уқумларни билдүриду. Әлвәттә, бу йәрдә вақиәләрниң хронологиялик тәртиптә әмәс, бәлки тарихниң айрим басқучлириниң бәдиий әкис әттүрүлүши муһим роль ойнайду. 
Мәсилән, композициядә мәмликәт тарихи вә мәдәнийитидә өчмәс из қалдурған улуқ намайәндиләр – падиша аял Томирис, мутәпәккүр әл-Фараби, миллий музыкиниң асасини салғучи Қорқыт ата, ақын Абай, композитор Биржан кәби шәхсләрни учритишқа болиду. Бу йәрдә шундақла қазақ хәлқиниң тарихидики әң паҗиәлик вақитқа – ачарчилиқ жиллириға, 1986-жилқи декабрь вақиәлиригә, падиша заманида Қазақстанға сүргүн қилинған Россия вә Украининиң улуқ оғланлириға, иккинчи дуния урушиға, Қазақстан мустәқиллигиниң елан қилинишиға беғишланған барельефларму бар. Әлвәттә, бир мемарчилиқ композициядә пүткүл бир хәлиқниң бай вә мурәккәп тарихини толуқ әкис әттүрүш мүмкин әмәс. Бирақ, шундақ болсиму, монумент муәллиплири мәмликәтниң бай мирасини дәвир-дәвирләргә бөлүп, толуқ һәм ениқ көрситишкә тиришти. Тәкитләш керәкки, улар бу мәхситигә йәтти, дәп ейтишқа толуқ асас бар.
Мустәқиллик монументи тоғрилиқ гәп қилғанда, униң тарихиғиму қисқичә тохтилип өтүшни мувапиқ көрүватимиз. Пайтәхтниң баш мәйданиға мәмликәт мустәқиллигигә беғишланған ядикарлиқ орнитиш идеяси Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевта 1993-жили Мисирға қилған рәсмий сәпири вақтида пәйда болиду. Мошу пирамидилар елидиму мустәқилликкә беғишлинип, Луксор шәһиридә орнитилған монумент бар. Мисирниң диққәткә сазавәр җайлирини зиярәт қилғанда, Елбасыға Қазақстандиму шундақ ядикарлиқ орнитиш ойи келиду. Нурсултан Назарбаев билән Мисирға барған делегация тәркивидә мемар Шот-Аман Вәлихановму бар еди. Ядикарлиқни көргән Тунҗа Президент «Җумһурийитимизниң мустәқиллиги шәрипигә Алмутидиму мошундақ бир бәлгү орнатсақ қандақ болиду?» дәп ойини ейтиду. Мемар сәпәрдин қайтқандин кейин дәрру шагиртлири билән мәслиһәтләшкән һалда Мустәқиллик монументиниң алтә вариантини ясап чиқиду. Елбасы уларниң һәммисини көздин кәчүрүп, пухта ой таразисидин өткүзүп, бу күнләрдә Җумһурийәт мәйданида қәд көтәргән монумент лайиһисини таллавалған екән. 
Бүгүнки таңда Мустәқиллик монументи – шәһәрниң әң диққәткә сазавәр җайлириниң бири. Җумһурийәт хәлқиниң әркинликкә еришишиниң рәмзи болған мошу улуғвар ядикарлиқ шәрипигә хатирилик тәңгиләр, юбилейлиқ медальлар чиқирилди. Алмутиға кәлгән меһманларниң һәммиси Қазақстанниң Мустәқиллик монументини зиярәт қилиду вә униң йенида хатирә сүрәтләргә чүшиду. Яз пәслидә Мустәқиллик монументиниң йенида фонтанлар шақирап туриду. Шуңлашқа бу йәрдә олтирип дәм елишқиму болиду. Лайиһидә әмәлгә ашурулған мемарчилиқ услуб монумент орнитилған Җумһурийәт мәйданини Қазақстанниң илгәрки пайтәхтиниң әң аммибап вә көркәм җайлириниң биригә айландурди. Ядикарлиқ хәлиқниң өтмүшини бүгүнки күни, бүгүнки күнини келәчиги билән бағлап-давамлаштуруп туриду. Монументта милләтниң чоңқур тарихи, бай мәдәнийити ениқ әкис әттүрүлгән. Қисқиси, Мустәқиллик монументи дуния бирләшмиси тонуп, етирап қилған Қазақстан Мустәқиллигиниң рәмзигә айланди вә пүткүл җаһан алдида мәмликәтниң әркинлигини муҗәссәмләндүрди. 
 

1306 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы