• Асасий мақалилар
  • 23 Желтоқсан, 2021

Мустәқилликниң 30 жили – бәрпакарлиқ дәври

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев билән Елбасы Нурсултан Назарбаев дөлитимиз Мустәқиллигиниң 30 жиллиғиға мунасивәтлик «Астана Опера» театрида болуп өткән тәнтәнилик жиғинға қатнашти. 
Дөләт рәһбири барлиқ қазақстанлиқларни Мустәқиллик юбилейи билән тәбрикләп, жиғилғанларға нутуқ билән мураҗиәт қилди.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақ дөләтчилигиниң көп әсирлик тарихиниң муһим басқучлириға, Қазақстаниң иҗтимаий-ихтисадий, ташқи сәясәт, мәдәнийәт саһалирида қолға кәлтүргән утуқ-муваппәқийәтләргә диққәтни җәлип қилди. Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң суверен Қазақстанни қуруштики мисли көрүлмигән хизмәтлири алаһидә тилға елинди. 
– Мустәқилликниң оттуз жиллиғи – пүтүнсүрүк дәвир. Бу –  намәлумлуққа апиридиған узақ мәшәқәтлик йолға охшаш еғир қийинчилиқлар билән синақларни йеңип чиқиш дәври. Бу – утуқлири вә әһмийити бойичә хәлқимизниң тарихида бурулуш пәйда қилған бәрпакарлиқ дәври. Шуңлашқа Нурсултан Әбишоғли Назарбаевқа Мустәқил Қазақстанни қуруш ишидики бүйүк әмгиги үчүн елимиз гражданлириниң намидин сәмимий миннәтдарлиқ билдүргүм келиду, – деди Президент.
 Қасым-Жомарт Тоқаев суверен Қазақстанниң шәкиллинишигә һәссә қошқан барлиқ қазақстанлиқларға миннәтдарлиқ билдүрди.
– Мәмликитимиз утуқлириға барлиқ саһалар вә кәсипләр вәкиллири, барлиқ гражданлар мунасивәтлик. Мустәқилликни мустәһкәмләш – бу мәмликәткә пайда елип келидиған ениқ ишлар. Силәрниң бәрпакарлиқ әмгигиңлар түпәйли Қазақстан егиз чоққиларни беқиндурди. Мошундақ шанлиқ пәйттә пүткүл хәлиққә Мустәқиллигимизни мустәһкәмләшкә қошқан һәссиси үчүн минәннәтдарлиқ билдүримән, – дәп қошумчә қилди Дөләт рәһбири.
Президент алдимиздики планлар тоғрилиқ гәп қилип, мәмликәт тәрәққиятиниң муһим йөнилишлирини атап көрсәтти. 
 – Әнди алдимизда келәчәк ихтисадини чапсан вуҗутқа кәлтүрүш вәзиписи туруватиду. Йеңи технологияләр, сүнъий әқил, жуқури әмгәк үнүми, иҗадий тәшәббус униң асаси болиду. Мана мошу ишта нәқ яшларға һәл қилғучи роль тәәллуқ болиду. Дөләт җәмийәттә конструктив диалог вә һәмкарлиқни мәхсәтчанлиқ тәрәққий әткүзгән һалда өз иш-һәрикәтлиридә һәрдайим җавапкәр адәмләргә тайиниду. Биз изчил сәясий йеңилашни давамлаштуримиз, бирақ иҗтимаий қаршилиққа, сәпсаталиққа, ички вәзийәтни турақсизлаштурушқа йол қоймаймиз. Мәмликәттә уйғунлуқ вә тәртипниң мустәһкәм асаси сүпитидә қанун һөкүм сүрүши керәк. Экологияни яхшилаш алдимиздики он жиллиқта дөләт сәяситиниң асасий әвзәллиги болиду. Қазақстан рәқәмлик технологияләрни һәртәрәплимә җарий қилишни күчәйтиду. Биз буниңдин кейинму җәмийәттә тиҗарәтчилик роһи вә әмәлиятини күчәйтишимиз, бәрпакар милләт шөһритини сөз билән әмәс, бәлки ишимиз билән тәстиқлишимиз керәк, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти. 
Қасым-Жомарт Тоқаев нутқини тамамлиғандин кейин Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевқв сөз бәрди.
Елбасы өз сөзидә Қазақстанниң тәрәққият йолиниң бешида туруватқанлиғини тәкитлиди.
 – Мустәқилликниң 30 жиллиғи – Қазақстан тарихидики муһим басқуч. Биз мәңгүлүккә интилған мәмликитимиз кетип барған узақ йолниң техи бешида туруватимиз. Мошу узақ сәяһәт утуқлуқ болғай. Һәммимизни әҗдатлар роһи қоллап, бизгә хатирҗәмлик яр болсун, XXI әсир Қазақстанниң алтун әсири болсун, – деди Тунҗа Президент. 
 Нурсултан Назарбаев җәмийәтниң Қазақстанни течлиқ дияри, абройлуқ дөләт, ишәшлик шерик сүпитидә билидиғанлиғини қошумчә қилди. 
 – Мундақ дәриҗигә пәқәт роһи күчлүк, бирлиги мустәһкәм хәлиқла йетәләйду. Буниң үчүн мән һәрбир чоң-кичик қазақстанлиққа миннәтдарлиқ билдүримән,– деди Елбасы.
Тәнтәнилик мәрасим мәйрәмлик концерт билән давамлашти.

1410 рет

көрсетілді

93

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы