• Асасий мақалилар
  • 20 Қаңтар, 2022

Гражданлар һоқуқиниң сақлиниши муһим

Өткән шәнбә күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә вакаләтлик дөләт органлириниң рәһбәрлири билән кеңәшмә өткүзүлди. 
 Кеңәшмигә Баш прокуратуриниң, Миллий бехәтәрлик комитетиниң, мудапиә вә ички ишлар министрликлириниң биринчи рәһбәрлири, шундақла Президент Мәмурийити вә Бехәтәрлик кеңиши аппаратиниң рәһбәрлиги қатнашти. 
 Дөләт рәһбиригә январьниң биринчи декадисида бирқатар регионларда йүз бәргән вақиәләрни соталди тәргәв қилишниң кетип бериши, жүргүзүлгән мәхсус операцияләрниң нәтиҗилири, шундақла мәмликәттә җәмийәтлик бехәтәрлик вә һоқуқ-тәртипни тәминләш бойичә көрүлүватқан башқа чариләр тоғрилиқ доклад қилинди. 
 Президент кеңәшмә йәкүни бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. 
 Қазақстандики, җүмлидин Алмутидики паҗиәлик вақиәләрни һәртәрәплимә тәргәв қилиш, гражданлиқ аһали арисида һалак болғанларниң тоғра санини ениқлаш, қийин вәзийәтләрдә һәрбий органларниң иш-һәрикитини уйғунлаштурушниң йеңи нормативлиқ асасини ишләп чиқиш мәсилилиригә алаһидә диққәт бөлүнди. 
 Қасым-Жомарт Тоқаев Бехәтәрлик кеңишиниң кативиға Мәхсус операцияләр күчлирини қуруш ишини чапсанлитиш вә миллий бехәтәтәрлик системисини ислаһат қилиш бойичә ениқ тәклипләрни беришни тапшурди.
 Президент терроризмға қарши операцияләр вақтида вә тәргәв ишлирини жүргүзгәндә гражданлар һоқуқлириниң бузулушиға йол қоймаслиқниң муһим екәнлигини тәкитлиди. 
 
 

1856 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы