• Асасий мақалилар
  • 27 Қаңтар, 2022

«Мәркизий Азия – Хитай» саммитиға қатнашти

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев видеоконференцалақә тәртивидә дөләт рәһбәрлириниң «Мәркизий Азия – Хитай» саммитиға қатнашти.
Мәркизий Азия әллири вә Хитай оттурисида дипломатик мунасивәтләрниң орнитилғиниға 30 толушиға беғишланған чарә-тәдбиргә, шундақла ХХҖ Рәиси Ши Җиңпин, Қирғизстан, Өзбәкстан, Таҗикстан вә Түркмәнстан Президентлири Садыр Жапаров, Шавкәт Мирзияев, Эмомали Рахмон вә Гурбангулы Бердымухамедов қатнашти. 
Қазақстан Президенти саммитта сөзгә чиқип, докладиниң бешида Хитай лидериға мошу муһим чарә-тәдбирни өткүзүш тәшәббусини көтәргәнлиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.
– Бизниң өзара мунасивәтлиримиз тарихиниң томури наһайити чоңқур. Биз яхши хошнидарчилиқ вә өзара пайдилиқ һәмкарлиқниң утуқлуқ тәҗрибисини сәмимийәт билән қәдир тутимиз. Һөрмәтлик Рәис Ши Җиңпин, Сизниң абройлуқ вә нәтиҗидарлиқ рәһбәрлигиңиз астида Хитай Хәлиқ Җумһурийити өз тәрәққиятида һәйран қалдуридиған муваппәқийәтләргә йәтти. Һазир Хитай тәрәққиятниң асаслиқ көрсәткүчлири бойичә һәқиқәтәнму дуниявий лидерлар топиға кириду, – дәп билдүрди Қазақстан Президенти.
Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан-Хитай һәмкарлиғиниң мисли көрүлмигән җошқунлуқ, жуқури ишәнчә вә сәмимий хошнидарчилиқ билән пәриқлинидиғанлиғини қәйт қилди.
– Бүгүнки таңда иккитәрәплимә товар обороти барлиқ йеңи рекордлуқ көрсәткүчләргә йәтти. Өткән жилниң 11 ейиниң йәкүни бойичә, бу көрсәткүч 17 миллиард долларғичә өсти. Хитайниң Мәркизий Азия дөләтлиригә салған 40 миллиард доллар инвестициясиниң йерими Қазақстан әнчисигә тоғра келиду. Буму наһайити яхши рәқәм. Шуңлашқа бизниң мәмликитимизниң Хитайниң региондики чоң сода вә инвестициялик шериги болуши толуқ қанунийдур, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. 
Президент хитайлиқ шерикләрни қошуп һесаплиғанда, буниңдин кейинму чәтәллик инвесторларни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләш нийитини билдүрди. 
– Һазир Қазақстан Һөкүмити инвесторлар үчүн хелә яхши шараит яритишқа нишан қилинған йеңи инвестициялик сәясәтни ишләп чиқиватиду. Мундақ сәясәт Қазақстанниң йеңи ихтисадий йолиниң аҗралмас қисми болуп һесаплиниду, – деди Қазақстан Президенти.
Дөләт рәһбири Хитайниң БДТ Бехәтәрлик Кеңишиниң турақлиқ әзаси сүпитидә Евразия кәңлигидә течлиқ, турақлиқ вә тәрәққиятни мустәһкәмләш ишида муһим роль ойнаватқанлиғини тәкитлиди. Болупму бу терроризм, экстремизм вә трансмиллий җинайәтчиликкә қарши күрәшкә мунасивәтликтур.
Қасым-Жомарт Тоқаев бу йосунда январьниң бешида мәмликитимиз дуч кәлгән террористларниң мисли көрүлмигән қопаллиғи вә рәһимсизлиги һәққидә сөзләп бәрди.
– Биз дөләт сүпитидә, милләт сүпитидә әшу паҗиәлик вақиәләрдин зөрүр савақ алдуқ, сөзсизки, биз чапсан әслимизгә келимиз. Һазир дөләт башқурушни, миллий бехәтәрлик системисини вә ихтисадий сәясәтни өзгәртиш һәм ислаһат қилиш үстидә җиддий ишләватимиз. Шуниң арқилиқ биз Йеңи Қазақстанни қурушни башлидуқ, – дәп тәкитлиди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Дөләт рәһбириниң докладида Мәркизий Азияниң чоң иқтидарини ечиш үчүн йеңи қарарлар вә механизмларни издәшкә алаһидә диққәт бөлүнди.
Президентниң тәкитлишичә, кейинки жилларда ички регионлуқ һәмкарлиқ сүпәт җәһәттин йеңи дәриҗигә чиқти, униңда дөләтләрниң, шу җүмлидин мунтәзим консультатив шәклидики интенсив вә ишәнчә һасил қилидиған диалоги асаслиқ роль ойнайду. 
Шуниң билән биллә бирләшкән карханилар саниниң өскәнлиги байқиливатиду, санаәт, энергетика, машина ясаш, йеза егилиги вә башқа саһаларда хусусий лайиһиләр әмәлгә ашурулуватиду. Содидики тосалғулар пәйдин-пәй елиниватиду. Заманивий өткүзүш пунктлири ечилип, қошумчә авиарейслар вә төмүрйол маршрутлири ишқа қошулуватиду. 
– Биз бажхана чегарисида тәртип орнитиш бойичә қәтъий ишни башлидуқ, җүмлидин қанунсиз схемиларни җарий қилип, бизнес үчүн һәрхил тосалғуларни қойған наинсап тиҗарәтчиләргә қарши күришиватимиз. Ишинимәнки, мундақ қанунға қарши иш-һәрикәтләргә қарши күришиш көп өтмәй өз нәтиҗисини бериду. Қазақстанға кәлтүрүлгән импортниң вә үчинчи мәмликәтләргә өткүзүлгән транзитниң зади зәрдап чәкмәйдиғанлиғини билдүримән. Мән Һөкүмәткә вә һоқуқ қоғдаш органлириға тегишлик тапшурма бәрдим, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Қазақстан Президенти «Мәркизий Азия – Хитай» өзара һәрикәт қилиш шәклиниң чоң имканийәтлирини нәтиҗидарлиқ пайдилинишниң зөрүр екәнлигигә диққәт ағдурди. Әйнә шуниңға бағлиқ төвәндики вәзипиләрни һәл қилишқа чақирди. 
Дөләт рәһбири биринчи новәттә сода-ихтисадий һәмкарлиқни техиму күчәйтишкә күч чиқириш зөрүр, дәп һесаплайду. Униң пикричә, бу товар айлиними қурулумини диверсификацияләшни, тосалғуларни елип ташлашни, бажхана ишлирида тәртип орнитишни вә инновациялик қарарларни җарий қилишни көздә тутиду.
Қасым-Жомарт Тоқаев жуқури қошулған баһа билән чоң лайиһиләрни әмәлгә ашуруш арқилиқ «Бәлбағ – Йол» қурулуши бойичә бирләшкән ишни җанландурушни иккинчи вәзипә, дәп атиди. 
– Асасән бу рәқәмләштүрүш, йешил технологияләр вә инновацияләр саһасиға мунасивәтлик, буниңда Хитайниң қолға кәлтүргән утуқлири очуқ көрүнүп турупту – деди Президент.
Дөләт рәһбири транзит-транспорт маршрутлирини диверцификацияләшни вә йеңи қуруқлуқ дәһлизлирини ишқа қошуш арқилиқ интеграцияләнгән логистикилиқ қарарларни җарий қилишни йәнә бир муһим вәзипә, дәп атиди. Президент Қазақстанниң бу мәхсәтләр үчүн 2025-жилғичә 20 миллиард доллар инвестиция селишни планлаватқанлиғини хәвәр қилди. Бу, сөзсиз, Хитайдин транзит еқимини кәңәйтип, регион әллириниң өсүватқан тәләплирини қанаәтләндүриду.
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла турақлиқ тәрәққиятниң йеңи үлгилирини җарий қилишниң, җүмлидин йешил ихтисатқа вә 2060-жилға қәдәр углеродлуқ бетәрәпликкә йетишниң актуаллиққа егә екәнлигини тәкитлиди һәм мошу саһада қоюқ өзара һәрикәтни йол қоюшни вә илғар тәҗрибә билән ортақлишишни тәклип қилди.
Нутуқта регионда бехәтәрликни тәминләш мәсилисигә айрим түркүм беғишланди. Президент Азиядики Өзара һәрикәт вә ишәнчә чарилири кеңәшмисиниң чоң имканийәтлиригә диққәтни җәлип қилди. Дөләт рәһбириниң һесаплишичә, АӨИЧКни өзгәртиш һазирқи синақ-ховупларға қарши туруш бойичә коллективлиқ күч-қувәтни сүпәт җәһәттин йеңи дәриҗигә елип чиқиш имканийитини бәргән болар еди.
Қасым-Жомарт Тоқаев саммит давамида оттуриға қоюлған барлиқ тәшәббусларни әмәлгә ашуруш үчүн ташқи сәясәт идарилириниң рәһбәрлиригә тегишлик иш-һәрикәт планини қобул қилишни вә униң сүпәтлик орунлинишини тәминләшни тапшуруш тәкливини бәрди. 
Дөләт рәһбири докладиниң ахирида ХХҖ лидери Ши Җиңпинни вә пүткүл хитай хәлқини қәдәм тәшрип қиливатқан шәриқ календари бойичә Йеңи жил мәйрими билән тәбриклиди, шундақла XXIV Беҗин қишлиқ Олимпиадисини өткүзүштә утуқ тилиди. 
– Олимпиадиниң «Умумий келәчәк үчүн биллә болайли!» шиари Мәркизий Азия дөләтлири вә Хитайниң турақлиқ тәрәққияти үчүн нишан болсун, – дәп тәкитлиди Қазақстан Президенти. 
Ши Җиңпин Қасым-Жомарт Тоқаев докладини тиңшап болғандин кейин Хитайниң Қазақстанниң мустәқилликни, суверенитетни вә бехәтәрликни қоғдаштики күч-қувитини һәртәрәплимә қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди. 
– Сизниң тоғра рәһбәрлигиңиз астида Қазақстанниң барлиқ қийинчилиқ-еғирчилиқларни йеңип, техиму қувәтлик вә мустәһкәм әл болидиғанлиғиға ишинимән, – ХХҖ Рәиси.
Саммит йәкүни бойичә дипломатик мунасивәтләрниң орнитилғанлиғиға 30 толушиға бағлиқ бирләшкән билдүрүш қобул қилинди.
 

3441 рет

көрсетілді

159

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы