• Асасий мақалилар
  • 13 Сәуір, 2022

Ениқ тапшурмилар берилди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев йеза егилиги министри Ербол Қарашөкеев билән учрашти.
Дөләт рәһбиригә мәмликәт йеза егилиги саһасиниң һазирқи әһвали тоғрилиқ һесават вә 2022-жилниң вәзипилири тоғрилиқ әхбарат берилди. Озуқ-түлүк бехәтәрлигини тәминләш вә саһани ислаһат қилиш чарилиригә алаһидә диққәт бөлүнди.
Ербол Қарашөкеев Қасым-Жомарт Тоқаевқа униң әтиязлиқ терилғу ишлириға тәйярлиқ көрүшкә мунасивәтлик тапшурмилириниң орунлинишиниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилди.
Министрлик қолда бар йеқилғу-майлаш материаллирини, оғутларни, уруқ запасини вә фермерлар техникисиниң тәйярлиғини қайта тәкшүрүп чиқти. Президент мәбләғ билән тәминләш миқдарини икки һәссә көпәйтиш тоғрилиқ қарар қобул қилди. Министрниң сөзичә, һазир саһа әтиязлиқ терилғуға тәйяр.
Дөләт рәһбири шундақла аграр-санаәт комплекси вә ветеринария саһасини дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш, шәхсий ярдәмчи егиликләрни тәрәққий әткүзүшкә қаритилған чариләр билән тонушти.
 Қасым-Жомарт Тоқаев учришиш йәкүни бойичә озуқ-түлүк бехәтәрлигини тәминләш, ички товарларни йеңи базарларға илгирилитиш, аграр пәнини тәрәққий әткүзүш, әтиязлиқ терилғу ишлирини сүпәтлик жүргүзүш бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди. Президент шундақла йәрни үнүмлүк пайдилиниш вә пайдилинилмайватқан йәрләрни қайтурувелиш җәриянлири үстидин назарәтни күчәйтишниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти.

2614 рет

көрсетілді

254

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы