- Асасий мақалилар
- 01 Қыркүйек, 2022
Конституция күни билән тәбриклиди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларни Конституция күни билән тәбриклиди.
– Бийил бу мәйрәм алаһидә сәясий әһмийәткә егә болуватиду, – дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. – Конституциялик түзитишләр бойичә умуммиллий референдум нәтиҗилири хәлқимизниң бирлигини вә униң мәмликәтни һәртәрәплимә йеңилашқа қаритилған миқияслиқ ислаһатларни қәтъий қоллап-қувәтләйдиғанлиғини көрсәтти.
Биз һәммимиз қанунниң үстүнлүгини, адаләтлик принциплирини вә һәммә үчүн охшаш имканийәтләрни рәһбәрликкә алған һалда, Йеңи Қазақстанни қуримиз. Җавапкәрлиги үстүн һәрбир гражданниң ислаһатларниң актив қатнашқучиси болидиған, дөләт тәрәққиятиға өз һәссисини қошидиған вақит кәлди.
Конституциядә әкис әткән демократия қәдрийәтлири, гражданларниң һоқуқ вә әркинлигиниң капаләтләндүрүлүши Қазақстан Җумһурийити тәрәққиятиниң стратегиялик йөнилишини ениқ бәлгүләйду.
Гражданларниң хатирҗәмлигини ашуруш, дөләтчиликни изчил күчәйтиш вә җәмийәтни уйғун тәрәққий әткүзүш бәлгүләнгән өзгиришләрниң асасий мәхсити болуп һесаплиниду. Мошу мурәккәп вәзипиләрни һәл қилиш үчүн мәмликитимизгә силәрниң һәрбириңлар керәк, қиммәтлик вәтәндашлар!
Дөләт рәһбири қазақстанлиқларға мустәһкәм саламәтлик, бәлгүләнгән барлиқ мәхсәтләргә йетишини вә Вәтән бәхит-саадити үчүн утуқ-муваппәқийәтләр тилиди.

2090 рет
көрсетілді0
пікір
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *