• Әхбаратлар еқими
  • 10 Қараша, 2022

Театрлар фестивали өтти

Алмутида 1 — 7-ноябрь күнлири арилиғида қазақ хәлқиниң улуқ язғучиси М.Әвезовниң 125 жиллиғиға беғишланған Мәркизий Азия әллири театрлириниң VIII хәлиқара фестивали өтти. Униңға Татарстан, Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан, Таҗикстан вә Әзәрбәйҗан театрлири, җәми 11 театр қатнашти. Мәзкүр фестивальниң асасий мәхсити – Мәркизий Азия дөләтлириниң мәдәнийәт вә театр саһасидики алақилирини күчәйтиш, иҗадий идеялар вә тәҗрибиләрни алмаштуруштин ибарәт. 
 Бу хәлиқара фестивальға Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриму иштрак қилди. Уйғур театри К.Чапекниң қәлимигә мәнсүп «Мәшһур Гален» спектаклини (режиссери Г.Адай) тамашибинларға көрсәтти. Мәзкүр спектакль жюри әзалириниң иҗабий баһалириға еришип, “Үздік актерлік ансамбль” номинацияси бойичә мукапатланди.
 Тәкитләш лазимки, мошу хәлиқара фестиваль даирисидә «Қазақстан сценографлири» намлиқ көргәзмә уюштурулди. Көргәзмидә елимиздики театрларниң сәһнә рәссамлириниң әмгәклири намайиш қилинди. Мәзкүр көргәзмигә Уйғур театриниң баш рәссами Гөзәл Мәмединова паал қатнишип, «Тәшәккүрнамигә» сазавәр болди.

Надира ӨМӘРОВА,
Уйғур театриниң мәтбуат кативи.

292 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы