• Асасий мақалилар
  • 24 Қараша, 2022

Қасым-Жомарт ТОҚАЕВ — Бизниң Президент!

20-ноябрьда новәттин ташқири Қазақстан Җумһурийити Президентиниң сайлими болуп өтти. 
Мәркизий сайлам комиссияси аваз беришниң алдин-ала йәкүнини чиқарди. Комиссия мәлуматлири бойичә, аваз беришкә тизимға киргүзүлгән сайлиғучиларниң 69,44 пайизи қатнашти.
Умумән регионлар бойичә алғанда көрсәткүч төвәндикичә: 
Абай вилайити бойичә – 80,18 пайиз; Ақмола вилайити бойичә – 78,87 пайиз; Ақтөбә вилайити бойичә – 72,81 пайиз; Алмута вилайити бойичә –72,10 пайиз; Атырав вилайити бойичә –70,87 пайиз; Ғәрбий Қазақстан вилайити бойичә – 68,67 пайиз; Җамбул вилайити бойичә – 79,5 пайиз; Жетису вилайити бойичә – 81,42 пайиз; Қариғанда вилайити бойичә – 78,39 пайиз; Қостанай вилайити бойичә – 79,28 пайиз; Қизилорда вилайити бойичә – 81,07 пайиз; Маңғыстав вилайити бойичә – 66,99 пайиз; Павлодар вилайити бойичә – 77,58 пайиз; Шималий Қазақстан вилайити бойичә – 79,01 пайиз; Түркстан вилайити бойичә – 80,37 пайиз; Улытав вилайити бойичә – 75,48 пайиз; Шәрқий Қазақстан вилайити бойичә – 79,49 пайиз; Астана шәһири бойичә – 48,60 пайиз; Алмута шәһири бойичә – 28,72 пайиз; Чимкәнт шәһири бойичә – 59,79 пайиз.
Аваз бериш нәтиҗиси бойичә, сайламда әмәлдики Президент Қасым-Жомарт Тоқаев ғалибийәт қазанди. Уни яқлап 6 456 492 адәм яки сайлиғучиларниң 81,31 пайизи аваз бәрди.
 Қалған авазлар төвәндикичә тәхсим қилинди: 
Жигули Дайрабаев, «Ауыл» партияси – 281 641 адәм яки 3,42 пайиз;
Карақат Әбден, Миллий кәспий иҗтимаий хадимлар альянси – 206 206 адәм яки 2,6 пайиз;
Мейрам Қажыкен, «Аманат» Қазақстан кәспий иттипақлар һәмдостлуғи – 200 907 адәм яки 2,53%;
Нурлан Әуесбаев, Умуммиллий иҗтимаий-демократик партияси – 176 116 адәм яки 2,22 пайиз;
Салтанат Турсынбекова, «Қазақ аналары – дәстүрге жол» җумһурийәтлик җәмийәтлик бирләшмиси – 168 731 адәм яки 2,12 пайиз.
460 484 қазақстанлиқ яки 5,8 пайизи һәммисигә қарши аваз бәрди. 
Аваз беришкә сайлиғучиларниң 8 300 046 адәм яки 69,44 пайизи қатнашти. Аваз бериш күни сайлам җәриянини президентлиққа намзатларниң 11 миңдин ошуқ ишәшлик вәкили, чәт әлләр вә хәлиқара тәшкилатларниң 641, сәясий партияләрниң 15,5 миң, җәмийәтлик бирләшмиләрниң 30 миңдин ошуқ байқиғучиси байқап-күзәтти. 
***
Мәркизий сайлам комиссияси болуп өткән Президент сайлиминиң йәкүни бойичә тохтам қобул қилди. 
«Мәркизий сайлам комиссияси тохтам қилиду: 
Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаев Қазақстан Җумһурийитиниң сайланған Президенти дәп һесаплансун; 
Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаев Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти сүпитидә ройхәткә елинсун; 
ройхәткә елинған Қазақстан Җумһурийитиниң Президентиға тегишлик гуванамә тапшурулсун. 
«Қазақстан Җумһурийитидики Сайлам тоғрилиқ» 1995-жил 28-сентябрьдики Қазақстан Җумһурийити Конституциялик қануниниң 65-маддисиға мувапиқ, 1953-жили туғулған, қазақ, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти, Астана шәһиридә яшайдиған Қасым-Жомарт Кемелоғли Тоқаев сайланған Қазақстан Җумһурийити Президенти болуп һесаплиниду», дейилиду тохтамда. 
***
Қазақстан Премьер-министри Әлихан Смайылов болуп өткән мәмликәт Президенти сайлими нуқтәий нәзәридин Һөкүмәт ишиниң йеқинқа йәттә жилдики асасий йөнилишлирини атап көрсәтти. 
Һөкүмәт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев намзитиниң Парламенттики партияләрни вә жирик җәмийәтлик тәшкилатларни бирләштүргән Хәлиқ коалицияси тәрипидин көрситилип, Қазақстан турғунлири тәрипидин актив қоллап-қувәтләнгәнлигини атап көрсәтти. 
– Һөкүмәтниң йеқинқи йәттә жилдики асасий вәзиписи – сайланған Дөләт рәһбириниң сайлам алдидики программисиниң сүпәтлик әмәлгә ашурулушини тәминләш, – деди Әлихан Смайылов. 
Униң сөзичә, мәзкүр программиниң асаси ихтисаттики, иҗтимаий саһадики вә регионлуқ сәясәттики муһим өзгиришләрдин ибарәт. 
– Асасий мәхсәтни – Адаләтлик Қазақстан қуруш мәхситини – қолға кәлтүрүш үчүн барлиқ дөләт органлири вә идарилири мәмликитимиз аһалисиға хатирҗәм һәм бехәтәр шараит яритишқа диққәт бөлүши керәк, –дәп тәкитлиди Премьер-министр.
У Һөкүмәтниң «иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләрни һәл қилишқа қаритилған барлиқ стратегиялик һөҗҗәтләрниң, программилар вә лайиһиләрниң әмәлгә ашурулушини тәминлиши» керәклигини атап көрсәтти. 
– Һөкүмәтниң күч-қувити ихтисатни монополиясизләштүрүшкә, тиҗарәтчилик паалийәтни вә гражданлар әмгәк кириминиң өсүшини рәғбәтләндүрүшкә, билим бериш вә саламәтликни сақлаш системилирини йеңилашқа, аһалиниң киримини ашурушқа қаритилиду, – дәп тәкитлиди Әлихан Смайылов.
***
Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев сайламда аваз берип болғандин кейин Министрлар кабинетиниң истипаға кетишигә мунасивәтлик пикрини билдүрди. 
Униң сөзичә, Президент сайлимидин кейин Һөкүмәтниң истипаға кетиши шәрт әмәс.
– Сәясий йеңилашқа кәлсәк, мән ейтип өткәндәк, сәясий ислаһатларни давамлаштуруш керәк, әкси әһвалда, турғунлуқ орун алиду. Иккинчи тәрәптин, қанун бойичә Президент сайлимидин кейин Һөкүмәтниң истипаға кетиши шәрт әмәс. Бу мәҗбурий тәртиптә парламент сайлимидин кейин әмәлгә ашурулиду. Шуңлашқа Һөкүмәт ишләвериду, бирақ, әлвәттә, Һөкүмәт тәркивидә, шундақла башқа идариләрдә мәлум өзгиришләр йүз бериду, – деди у Астанадики Оқуғучилар сарийиға орунлашқан 59-сайлам участкисида аваз берип болғандин кейин. 
Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла парламент сайлимиғичә бирнәччә сәясий партияниң тегишлик шәртләрни орунлап, ройхәттин өтидиғанлиғини билдүрди. 
– Биз йеңи партияләрниң ройхәттин өтидиғанлиғи тоғрилиқ ейттуқ, җәриян кетип бариду. Әгәр партияләр өзлири қанунни бузуватса, биз қанунни бузуп, партияләрни сүнъий һалда ройхәттин өткүзәлмәймиз. Биз яхши шараит яритиватимиз. Парламент сайлимиғичә бирнәччә сәясий партия тегишлик шәртләрни орунлап, ройхәттин өтиду, дәп ойлаймән. Биз шуниңға мәнпийәтдар, дәп һесаплаймән, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
У парламент сайлиминиң йеңи арилаш система бойичә өтидиғанлиғини әслитип өтти. Президент жил ахириғичә парламент сайлимини өткүзүш қәрәли бойичә айрим билдүрүш билән сөзгә чиқидиғанлиғини қәйт қилди. 
– Сайлам нәтиҗисидә мәмликитимиз қанун чиқириш оргиниға мунасип, шу җүмлидин оппозициялик көзқараштики адәмләрниң келидиғанлиғини күтүватимән, – дәп хуласилиди Дөләт рәһбири. 

***
Беваситә Президентқа беқинидиған вә һесават беридиған дөләт органлири рәһбәрлириниң вакалити тохтитилиду. 
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев инаугурациядин кейин беваситә өзигә беқинидиған вә һесават беридиған дөләт органлириниң йеңи рәһбәрлирини тайинлиши яки әмәлдики рәһбәрләрни қайта тайинлиши керәк. 
Президент тоғрилиқ Конституциялик қанунниң 17-1-маддисиға мувапиқ йеңи сайланған Президент лавазимиға киришкәндә, беваситә җумһурийәт Президентиға беқинидиған вә һесават беридиған дөләт органлири рәһбәрлириниң вакалити тохтитилиду. Буниңда улар Дөләт рәһбири мошу органларниң рәһбәрлирини тайинлиғичә өз вәзипилирини орунлайду. 
Беваситә Қазақстан Җумһурийитиниң Президентиға беқинидиған дөләт органлириниң тизими төвәндикичә: 
Президент Мәмурийити;
Баш прокуратура;
Миллий бехәтәрлик комитети;
Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиғи;
Қазақстан Җумһурийитиниң Коррупциягә қарши туруш агентлиғи;
Миллий банк;
Қазақстан Җумһурийитиниң малийә базирини тәңшәш вә тәрәққий    әткүзүш агентлиғи;
Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Күзәт хизмити;
Җумһурийәтлик бюджетниң орунлинишини назарәт қилиш бойичә санақ комитети;
Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Иш башқармиси;
Қазақстан Җумһурийитиниң Стратегиялик планлаш вә ислаһатлар бойичә агентлиғи;
Қазақстан Җумһурийитиниң Риқабәтчиликни һимайә қилиш вә тәрәққий әткүзүш агентлиғи;
Қазақстан Җумһурийитиниң Малийәвий мониторинг бойичә агентлиғи.
***
Қасым-Жомарт Тоқаевниң лавазимға тәнтәнилик киришиши 26- ноябрьда өткүзүлиду. 
Бу тоғрилиқ Мәркизий сайлам комиссиясиниң мәҗлисидә хәвәр қилинди. 
– Мәркизий сайлам комиссияси Қасым-Жомарт Тоқаевни сайланған Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти сүпитидә ройхәткә алди. 26-ноябрь – сайланған Президент қәсәмяд қилидиған күн дәп бәлгүләнди, – дәп тәкитлиди Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Нурлан Әбдиров. Қасым-Жомарт Тоқаевниң лавазимға тәнтәнилик киришиши 26- ноябрьда өткүзүлиду. 
Бу тоғрилиқ Мәркизий сайлам комиссиясиниң мәҗлисидә хәвәр қилинди. 
– Мәркизий сайлам комиссияси Қасым-Жомарт Тоқаевни сайланған Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти сүпитидә ройхәткә алди. 26-ноябрь – сайланған Президент қәсәмяд қилидиған күн дәп бәлгүләнди, – дәп тәкитлиди Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Нурлан Әбдиров. 
 

2582 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы