• Асасий мақалилар
  • 18 Мамыр, 2023

Қазақстан боксиниң утуғи

Бокс – Қазақстандики әң аммибап спорт түрлириниң бири һесаплиниду. Қазақстан бокс мәктивини пүткүл дуния етирап қилиду. Бизниң боксчилар һәм ишқиваз, һәм кәспий бокста чоң утуқларға йәтти. Шу турғудин қариғанда, Өзбәкстанниң пайтәхти Ташкәнт шәһиридә өткән дуния чемпионатида қазақстанлиқ боксчиларниң йәткән утуғи тәсадипи әмәс.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Мәлумки, бокстин новәттики дуния чемпионати 1 — 14-май күнлири арилиғида өтти. Униңға дунияниң 100дин ошуқ дөлитидин күчлүк боксчилар қатнашти. Боксчилар 13 салмақ дәриҗиси бойичә һүнәр көрсәтти. Қазақстанлиқ боксчилар бу дуния чемпионатида яхши утуқларға йәтти. Оюн йәкүнлири бойичә қазақстанлиқ боксчилардин Санжар Тәшкенбай (48 кг. салмақ дәриҗисигичә), Махмут Сабырхан (54 кг. салмақ дәриҗиси), Асланбек Шымбергенов (71 кг. салмақ дәриҗиси), Нурбек Оралбай (80 кг. салмақ дәриҗисигичә) алтун медаль йеңивалди. Әнди Дулат Бекбауов (67 кг. салмақ дәриҗиси) иккинчи орунни егиләп, күмүч медаль елишқа муйәссәр болди.
Умумән, мошу дуния чемпионатиниң йәкүнлири бойичә умумқомандилиқ һесапта Қазақстан талланма командиси иккинчи орунни егилиди. Қошумчә қилсақ, дуния чемпионатида алтун медаль алғанларға Хәлиқара бокс ассоциациясидин (IBA) 200 миң АҚШ доллар, күмүч медаль алғанларға 100 миң АҚШ доллар, бронза алғанлар болса, 50 миң АҚШ доллар көләмидә мукапат тапшурулди. Униңдин ташқири, Қазақстан бокс федерацияси чемпионларға қошумчә 100 миң АҚШ доллири көләмидә мукапат бериду.
 15-май күни қазақстанлиқ боксчилар елимизгә кәлди. Уларни аэропортта бокс ишқивазлири дағдуғилиқ күтүвалди. 16-май күни болса, спортчиларни Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Ақордида қобул қилди.
Президент боксчиларни дуния чемпионатидики утуқлири билән қизғин тәбрикләп, бу утуқниң пүткүл елимиз үчүн чоң хошаллиқ екәнлигини тәкитлиди.
 «Дуния чемпионатида төрт алтун, бир күмүч медаль елиш — чоң утуқ. Қазақ жигитлири дуния чемпиони атилип, елимизниң абройини көтәрди. Мошу пурсәтни пайдилинип, барлиқ бокс ишқивазлириға миннәтдарлиқ билдүримән. Уларниң авазлири Ташкәнттики спорт аренилиридин очуқ аңлинип турди. Мана мошундақ қоллап-қувәтләшниң спортчилиримизға алаһидә күч бәргәнлиги сөзсиз. Бу мусабиқини пүткүл хәлқимиз көрди, силәргә йөләнчи болди десәм, мубалиғә болмас. Мән финалдики йәкму-йәкләрни толуқ көрдүм. Жигитләр елимиз шәнини қоғдаш үчүн барлиқ күчини селип күрәшти. Көк байриғимиз көтирилгәндә, гимнимиз орунланғанда хәлқимизниң роһи егиз пәллиләргә көтирилди. Хәлқимизниң роһи вә вәтәнпәрвәрлик хусусийити – мошу. Чүнки спортчиларниң һәрқандақ ғалибийити елимизни илһамландуриду. Һәқиқәтәнму, өткән йәкшәнбә қазақ бокси үчүн алаһидә күн болди. Дунияниң йәнә бир тәрипидә Жәнибек Әлимханулы чемпион атиғини утуқлуқ һимайә қилди. Униң ғәлибилик йоли Ташкәнттә давамлашти. Мошуларниң һәммиси барлиқ қазақниң абройини ашурди», — деди Президент.
 Дөләт рәһбири елимиздә спорт саһасини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүнүватқанлиғини қәйт қилди. Ахирида Қазақстан бокс федерацияси рәһбәрлиригә, спортчилар билән мәшиқләндүргүчиләргә Қазақстан Җумһурийити Президентиниң тәшәккүрнамилири вә пәхрий ярлиқлирини тапшурди. 

1350 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы