• Асасий мақалилар
  • 22 Ақпан, 2024

Қасым-Жомарт Тоқаев: Дөләт хизмитини имканқәдәр илғар саһаға айландуруш һаҗәт

Дөләт рәһбири Президентлиқ яшлар кадр резервиниң форумиға қатнашти. Жиғин алдида Президентлиқ яшлар кадр резервиниң қатариға һәрхил жиллири өткән мутәхәссисләрниң рәһбәрлигидә әмәлгә ашурулуватқан лайиһиләр тонуштурулди. Йәни Президентқа «Е-қызмет», әхбаратлиқ системисиниң әвзәлликлири, Citix ширкити мәһсулатлириниң экспортлуқ иқтидари, «Kazakh Invest» миллий компаниясиниң қайта ишләйдиған санаәт билән энергетика саһасиға инвестор җәлип қилиш тәҗрибиси, шундақла бюджетлиқ җәриянларни йеникләштүрүшкә беғишланған «eAkimat365» әхбаратлиқ системиси тоғрилиқ мәлуматлар берилди.
 Қасым-Жомарт Тоқаев форум қатнашқучилириниң алдида сөзлигән сөзидә яшларниң бу хилдики инновациялик тәтқиқатлирини иҗабий баһалап, һаҗәт дөләт органлири тәрипидин мошундақ тәшәббуслар қоллап-қувәтлинидиғанлиғини ейтти.
 Президентниң пикричә, дөләт башқуруш ишиға ойи өткүр, билими чоңқур, сәвийәси кәң, һәқиқий вәтәнпәрвәр гражданларниң нурғун келиши лазим.
 — Президентлиқ яшлар кадр резерви нәқ мошундақ яшларға тәң имканийәт бериду. Һазир резервта 400 мутәхәссис бар. Шуниң 280, йәни 70 пайизи мәркизий вә йәрлик иҗраий органларда җавапкәр лавазимларға тайинланди. Бирқатар квазидөләтлик секторда вә тиҗарәт саһасида ишләватиду. Бу йәрдә мән Дөләт хизмәт ишлири бойичә  агентлиғиниң сабиқ рәиси Анар Жайылғанова пәйтидә мошу тәшәббусни әмәлгә ашурушқа чоң үлүш қошқанлиғини тәкитлигүм келиду. Һазир елимиздә кәңдаирилик ислаһатлар әмәлгә ашурулуватиду. Дөлитимизни тәрәққий әткүзүш үчүн йеңи, дадил қәдәмләр ташланмақта. Шуңлашқа өзәңләр охшаш елимизниң ялқунлуқ яшлири мошу өзгиришләрниң һәрикәтләндүргүчи күчигә айлиниши керәк дәп һесаплаймән, — деди Қ.Тоқаев. 
 Дөләт рәһбири йеқинда регионлуқ яшлар кадр резервиға таллаш башлинидиғанлиғини ейтти. Һакимлар уни очуқ һәм адил өтүшини тәминлиши лазим. Шуниң билән биллә кадрлиқ резервни тәшкилләш җәриянида һәр вилайәтниң иҗтимаий-ихтисадий алаһидиликлиригә көңүл бөлүш керәклиги муһим.
 Президент дөләт хадимлириға хас йеңи мәдәнийәт қелиплаштуруш, қәдрийәтләрни өзгәртиш мәсилисигә алаһидә тохталди. Униң ейтишичә, барлиқ саһада, болупму дөләт органлирида қанун билән тәртип үстүнлүги болуши шәрт.
— Қанун билән тәртип орнимиса, һазирқидәк җиддий геосәясий әһвалда елимизни сақлап қелиш қийин болиду. Буни һәммә чүшәнгини тоғра. Пәқәт дөләт хадимлирила әмәс, умумән, җәмийәт қанунға беқиниши лазим. Бу демократия чәклиниду дегәнлик әмәс, әксичә, елимизниң мустәқиллигини күчәйтип, демократияни тәрәққий әткүзиду, — деди Дөләт рәһбири. 
 Қасым-Жомарт Тоқаевниң пикричә, һакимийәт вәкиллири дайим хәлиқ билән биллә, йәни гражданлар билән зич мунасивәттә ишлиши һаҗәт. Һәрқандақ мәсилини дәрһал һәл қилиш – асасий вәзипә. «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған мәмликәттә» нәқ мошундақ қәдрийәтләр орниши керәк.
 Шуниң билән биллә Президент дөләтлик хизмәттә билимлик саһалиқ мутәхәссисләрниң тапчиллиғиниң сезиливатқанлиғини ейтти.
— Бу турғудин қариғанда елимиздики тиҗарәт, йеза егилиги, малийә, медицина, билим вә башқиму саһаларда утуқлуқ әмгәк қиливатқан адәмләр йетәрлик. Ениқ нәтиҗигә интилип, истималчиниң еһтияҗини тәминләш үчүн ишләйдиған мошундақ мутәхәссисләрниң иқтидарини бирләштүрүш лазим. Дөләт хизмитиниң гибридлиқ моделини киргүзүшни давамлаштурған тоғра. Униң үчүн шәхсий сектордин билимлик мутәхәссисләрни дөләт хизмитигә қобул қилиш қаидисини имканқәдәр әркин, йеникләштүрүш мәсилисини бәкитиш керәк, — деди Қ.Тоқаев. 
Президент дөләт хизмитиниң җәлипкарлиғини ашуруш үчүн шәхсий сектор билән риқабәткә қабил мааш бәлгүләш һаҗәт екәнлигини ейтти.
— Әлвәттә, мааш билән премияни һәддидин ташқири көп беришкә болмайду. Бирақ таңдин кәчкичә, вақит билән һесаплашмай ишләйдиған дөләт хадимлириға бәлгүлүк бир дәриҗидә маддий ярдәм пули төлиниши лазим, дәп ойлаймән. Мәсилә – наһайити җиддий. Биз буни дөләт хадимлириниң пайдисиға һәл қилимиз. Уларниң турушлуқ өй мәсилисиниму һаҗәт дәриҗидә һәл қилиш керәк. Бу мәсилә бойичә Сингапур вә башқиму әлләрниң тәҗрибисигә диққәт бөлгән тоғра. Уларниң дөләтлик башқуруш системисидики нәтиҗидар услубларни қараштуруш лазим, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.
 Шундақла Дөләт рәһбири алимларни, экспертлар билән актив гражданларни, болупму пидаийларни хизмәткә җәлип қилишниң әһмийити зор, дәп һесаплайду. Бу йәрдә Президент елимизниң адаләтлик дөләт һәм инклюзивлиқ җәмийәт қуруватқанлиғиға, гендерлиқ тәңликни сақлаш мәсилисигә диққәт бөлди.
— Дөләт аппаратидики аялларниң үлүши 55 пайизға йеқинлашқанлиғиға қаримай, рәһбирий тәркиптә бу көрсәткүч 39 пайиздин ашмайду. Өз тәҗрибәмдин билидиғиним, аялларни хизмәткә җәлип қилиш керәк. Биринчидин, әрләр рәнҗимисун, аяллар ишқа наһайити еһтиятчан, чоңқур қарайду. Әрләр билән селиштурғанда, коррупциялик һәрикәтләргә майил әмәс. Коррупциягә қарши күрәш бойичә агентлиқниң статистикиси шуни көрситиду. Сәясий хадимлар арисида тилға алғидәк тәңсизлик байқилиду. Уларниң қатарида аялларниң сани 10 пайизға йәтмәйду. Дөләт хизмитидики яшларниң үлүшигә мунасивәтлик диспропорция бар. Дөләт хизмитидики аялларниң, яшларниң вә имканийити чәкләнгән гражданларниң үлүшини көпәйтиш керәк. Уларниң, болупму рәһбирий тәркиптә хизмәт қилишиға имканийәт бериш тоғра, — деди Президент.
Қасым-Жомарт Тоқаев яш мутәхәссисләрни дөләт хизмитигә җәлип қилиш үчүн устазлиқ институтини риваҗландуруш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлди. Шуниң билән биллә дөләт хизмитидә «команда билән көчүш» җәрияни мошу кәмгичә тохтимайватқанлиғини тәңқит қилди. Шуниңға мунасивәтлик Президент Мәмурийитигә, Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиққа бу мәсилини қаттиқ назарәткә елишни, мошундақ һәрикәтләрни тохтитишни тапшурди.
— Умумән, Дөләт хизмити ишлири бойичә агентлиққа қанун даирисидә қошумчә вакаләт бериш һаҗәт дәп һесаплаймән. Улар елимиздики кадр сәяситигә конструктив турғудин тәсир қилалиши керәк. Әлвәттә, бу Агентлиқ рәһбәрлиригә алаһидә җавапкәрлик жүкләйду, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 


Президент дөләт хизмитини имканқәдәр илғар саһаға айландуруш һаҗәт екәнлигини ейтти.
— Жиллар давамида тосалғу болған бюрократиягә, қәғәзвазлиққа үзүл-кесил тосалғу қойидиған вақит кәлди. Дөләт хизмити системисида барлиқ җәриян очуқ болуши лазим. «Дөләт адәм үчүн» хизмәт қилиш керәк. Елимиздә гражданларниң мәнпийитини толуқ һимайә қилидиған дөләтлик хизмәт моделини, үлгисини қелиплаштуруш лазим. Шуңлашқа вақит тәливигә мувапиқ келидиған вә җәмийәт еһтияҗиға җавап беридиған йеңи иш услублирини киргүзгән тоғра. Дөләт хадимлири паалийитини дурус баһалайдиған ениқ өлчәмләр болуши лазим. Бу – баһалаш системисини дайим йеңилап олтириш һаҗәт дегән сөз. Дөләт хадиминиң әмәлиятта атқурған иши җәзмән баһалиниши керәк. Әң муһими, һәрбир хадим елимизниң алдида турған стратегиялик вәзипиләргә мувапиқ имканқәдәр нәтиҗидар ишләшкә тәйяр болуши һаҗәт, — деди Президент.
 Бу турғудин қариғанда ІТ-қарарлар арқилиқ дөләт хизмити системисини йеникләштүрүш муһим.
— Сүнъий әқил технологиясини вә кәңдаирилик мәлуматлар фондини, йәни Big Dataни нәтиҗидар қоллиниш керәк. Заманивий технологияләр арқилиқ хәлиқ билән зич мунасивәт орнитишниң йоллирини яхшилаш лазим. Сәвәви, барлиқ муһим қарарлар гражданларниң пикри асасида қобул қилиниши керәк, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
 Президент қәйәрдила жүрмисун, дайим елимизниң яш әвлади тоғрилиқ ейтидиғанлиғини қәйт қилди.
— Мән силәргә зор ишәнчә артиватимән. Ихтисатта, дөләт хизмитидә яки башқа саһаларда ишләватқан яшлиримизни қоллаш үчүн қолдин кәлгәнниң һәммисини қилимән. Силәр һаятниң қайнимиға әнди кәлгән, биз кетиватқан адәмләр. Бу – тәбиәт қануни. Вақти кәлгәндә, силәргә йол беримиз. Биз пенсиягә чиқимиз, орнимизға силәргә охшаш ялқунлуқ яшлар келиду. Бирақ силәр туғулған әлгә, Вәтәнгә хизмәт қилишқа тәйяр болушиңлар лазим. Чүнки қийин заманға дуч кәлдуқ. Нурғунлиған қийинчилиқларни баштин өткүзүватимиз, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири Президентлиқ яшлар кадр резервиға өткән мутәхәссисләргә зор җавапкәрлик жүклинидиғанлиғини ейтип, уларниң асасий мәхсити дөләт мәнпийити болуши керәклигини қәйт қилди.
— Көп өтмәй, дөләтниң мәнпийити үчүн җавапкәр қарар қобул қилидиған дәвригә дуч келисиләр. Һөкүмәттә болсун яки квазидөләтлик секторда болсун, мәмликәт башқуруш ишиға арилишисиләр. Шуңлашқа мән силәргә зор үмүт билән қараймән. Әң алди билән мошу зор җавапкәрликни тоғра чүшиниш лазим. Қайси саһада болмисун, асасий мәхсәт дөләт мәнпийити болуши лазим. Һәммиңларға мәлумки, мән йеқинда Һөкүмәттә кәңәйтилгән жиғин өткүздүм. Қазақстанниң йеңи ихтисадий сәяситини әмәлгә ашурушқа беғишланған ениқ чариләргә тохталдим. Һазир бизниң алдимизда кәңдаирилик вәзипиләр туриду, — деди Президент. 
 Шуниң билән биллә форумда «Kazakhstan Investment Development Fund KIDF Manaqement Compony» институционаллиқ шерикләр департаментиниң мудири Жанар Нуржанова, «Wand synthesis Al» машинилиқ оқутуш системисни тәйярлиғучи Әлибек Сайланбаев, Ақтөбә вилайити Хромтав наһийәсиниң һакими Нурхан Тилуемуратов, рәқәмлик тәрәққият, инновацияләр вә аэрокосмос санаити министрлиги Инновацияләрни тәрәққий әткүзүш департаментиниң мудири Дархан Мырзабаев сөз сөзлиди.

1580 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы