• Әхбаратлар еқими
  • 20 Наурыз, 2024

Қарийотилиқлар инақлиғи билән күчлүк

Қарийота йеза округиниң тәркивидики Қарийота, Сарыбулақ вә Ақтоған йезилирида 11 милләтниң 5772 вәкили яшайду. Уларниң бесим бөлүгини қазақлар тәшкил қилиду. Турғунлар арисидики өзара еғизбирлиги һәм достлуғи турақлиқ намйиш қилингип кәлмәктә. Қарийотилиқларниң инақлиғи шунчиликки, бир-биригә қериндаш вә уруқ-туққандәк болуп кәткән. Көпинчиси бир-бири билән қудилишип, икки аилини жипсиз бағлиған умумий әвлатлирини қериндаш милләтниң тили, дини вә мәдәнийитигә болған һөрмәт асасида тәрбийиләватиду. Уларниң барлиғи дөләт тилини пухта билиду вә бир-бири билән шу тилда муамилә қилиду. Мәйрәмләрдә коча-коча болуп, миллий мәдәнийәт мәркәзлири билән бирлишип, округта өткән чарә-тәдбирләрни уюштурушқа арилишиду. Өз мәдәнийити вә сәнъитини паш қилип, паалийәтни һәқиқий достлуқ фестивалиға айландуруветиду. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Бу қетимму шундақ болди. 1-норуз – Миннәтдарлиқ күни билән башланған яхшилиқлар техила давамлишип кәлмәктә. Җүмлидин, бу күни қарийотилиқлар қолини көксигә қойған һалда чирайлиқ яшаватқанлиғи үчүн бир-биригә рәхмитини ейтип, разилиғини билдүрүшти. Йезидин чиқип, һазир Алмутида тиҗарәтчилик билән шуғуллиниватқан мәрт-мәрданә инсанларниң бири – Алимҗан Насировниң һамийлиғида Хәлиқара аяллар күни мунасивәтлик  көпбалилиқ, маарип, саламәтликни сақлаш, йеза егилиги вә башқиму саһаларда әмгәк қилип, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан, һазир округниң нуранийлириға айланған 70 аниниң һөрмитигә дәстихан йейип, соғилар тәғдим қилди. Жутдашлириниң ейтишичә, бу акимиз һәрқетим йезиға кәлгәндә, һакимийәт, мәктәп, балилар бағчилири, йезидики мөтивәрләрниң өйлирини арилап чиқидекән. Уларниң әһвалидин хәвәр елип, қолидин кәлгиничә ярдимини көрситип, шуниңдин кейинла шәһәргә қайтидекән. 
 «Көрүшүш күни» йеза китапханисида «дүгләк үстәл» учришиши уюштурулуп, мәйрәмниң тарихи билән әвлат тәрбийисидики әһмийити муһакимә қилинди. Хәйрихаһлиқ күни муһтаҗ аилиләргә озуқ-түлүк таритилди. Миллий кийим күни округ һәқиқий мәйрәмлик рәң алди. Бу күни һакимийәт, барлиқ иш орунлириниң хадимлириму иш орунлириға кимешек, кеудеше, шапан, кәмзол, тон, пинҗәк, допа кәби кийимләрни кийип келип, әтраптикиләрни қизиқтурди. Ақтоған оттура мәктивидә чоң мәйрәмлик кәч өтти. 
Тәкитләп кетиш лазимки, үч айдин бери округқа Нурберген Қожамберди рәһбәрлик қиливатиду. У Хәлиқ егилиги университетида «Дөләт вә йәрлик башқуруш» мутәхәссислиги бойичә билим алған. Бәш жилдин бери дөләт хизмитини атқуруп келиватиду. Мошу кәмгичә Түрген йеза округида баш хадим болуп ишлиди. «Яш кәлсә – ишқа» демәкчи, у Қарийотидики ишини турғунлар турмушини яхшилаш вә ишсизлиқни йоқитишни – биринчи новәтлик мәсилиләр дегән мәхсәт билән башлиди. Демисиму, наһийәниң четигә җайлашқан округта иш проблемиси – әң муһимлар қатарида туриду. Һакимийәттә һакимдин башқа йәнә бәш хадим хәлиқ хизмитини қиливатиду.
Округ турғунлириниң бесим көпчилиги йеза егилиги билән шуғуллиниду. Асасән, көмүқонақ билән көктат пәрвиш қилиду. Мал бақидиған аилиләрму бар. Улар қой, сийир, ат, төгә вә қуш бақиду. Қимиз, шубат кәби сүт мәһсулатлирини ишләпчиқирип, сатиду. Яшларниң жутлирида қелип, әмгәк қилиши үчүн мүмкинчилик болмиғанлиқтин, асасән, шулар мал тутиду. Уларниң мелини беқиши үчүн  йәр  қатнашлири  бөлүминиң  қарари билән  4752га йәргә дөләт акти елинди. Деханларниң пайдилиниши үчүн Европилиқ кеңәш тәрипидин мәбләғләндүрүлгән «Жайылым» лайиһиси бойичә үч йезиға үч йәм-чөп чанайдиған йеза егилиги техникиси һәқсиз берилди.  


Йеза турғунлири һазир «Ауыл аманаты» программиси бойичә өз ишини башлашқа 2,5 пайизлиқ несийә елиш үчүн һөҗҗәтлирини тапшуруватиду. Бир парчә қәғәз үчүн ишиктин-ишикни яқилиған уларниң тилиги бирла – ушбу мәхсәттики қәғәзләрниң сани қисқартилса екән. Бирақ, ушбу қийинчилиқларға қаримай, булту икки адәм «Кәсіпкерлікті  дамыту  жөніндегі  2021 — 2025  жылдарға арналған» миллий лайиһә бойичә төвән пайиз билән несийә алди вә иҗтимаий әһвалини җөндәш йолида иш башлиди. 
Йәнә бир алаһидилиги, Қарийотида наһийәниң һечбир йезисида йоқ ветеринария пункти бар. У 2019-жили пайдилинишқа берилди. Мал билән шуғуллинидиған округ турғунлири үчүн униң әһмийити зор, әлвәттә. Округта йери, чарвичилиғи яки егилиги йоқ адәмләрму бар. Улар йәрлик һакимийәтниң ярдими билән наһийәлик иш билән тәминләш мәркизи арқилиқ хизмәтләргә орунлишиватиду. Арисида Челәк йезисиға қатнап ишләватқанлар нурғун. Улар, асасән, маарип, саламәтликни сақлаш, күзәт саһалирида әмгәк қилиду. Булту «Нәтижелі жұмыспен қамту және жаппай кәсіпкерлікті дамытудың  2021 — 2025 жылдарға арналған» программиси бойичә яшлар тәҗрибиси йөнилишидә – 1 вә дәсләпки иш орни бойичә 2 адәм ишқа елинди. «Еңбек»  дөләт программиси бойичә 30 адәм җәмийәтлик ишқа тартилди.
Шүкри, әл ихтисади яхшиланғансири, демографияму өсүватиду. Униңдин Қарийота йеза округиму истисна әмәс. Бу йәрдә мәктәп йешидики 680 бала бар. Улар Қарийотидики Б.Момышулы намидики вә Ақтоған оттура мәктәплиридә дөләт тилида билим алса, Сарыбулақ оттура мәктивидә оқутуш қазақ вә рус тиллирида жүргүзүлиду. 107 муәллим яш әвлатқа пухта билим вә заман тәливигә лайиқ  тәрбийә бериш йолида аянмай әмгәк әтмәктә. «Дипломмен ауылға» программиси бойичә Ақтоған оттура мәктивиниң химия пәниниң муәллими Адал Даниял өй сетивалди. Математика пәниниң муәллими Гөзәл Мәңсүрова мәхсус ярдәм пулини алди.
Билим дәргаһлириниң барлиғи кәңдаирилик Интернетқа вә жирақтин оқутушқа қошулған. Хошал қилидиған йери, Қарийотида «Жайлы мектеп» лайиһәси бойичә 350 орунлуқ йеңи мәктәп бенасиниң қурулуши башланди. Сарыбулақта – 250 вә Ақтоғанда 180 орунлуқ йеңи типтики мәктәпләр қурулушиниң һөҗҗәтлири тәйярлиниватиду.
Округниң үч яштин алтә яшқичә болған 246 турғуниниң 32 пайизи, йәни 80 бала Қарийотидики «Балауса» балилар бағчисида тәрбийилиниватиду. Бу йәрдә иҗтимаий тәрәптин турмуш шараити төвән аилиләр үчүн имтиязлар қараштурулған.
Йәрлик һакимийәт барлиқ мүмкинчиликлиридин орунлуқ пайдилинип, иҗтимаий ярдәмниң нурғунини билим дәргаһлириға әвәтиватиду. Мәсилән, Қарийотида спорт мәйдани селинди. Китапхана ишләйду. 
Йезиларда чоң кархана, ишләпчиқириш орунлири, тиҗарәтчиликләр йоқ. Пәқәт турмуш үчүн зөрүр товарлар сетилидиған 11 кичик дукан ишләйду.
Округ һакими Нурберген Қожамбердиниң ейтишичә, Қарийота йезисидики мәдәнийәт өйи вә йәрлик һакимийәт бенаси мурәккәп җөндәшни тәләп қилиду. Мәдәнийәт очиғи 1991-жили селинған. Елимизниң бешиға мүшкүл күнләр чүшкән жиллири у шәхсийләр қолиға өтүп кәткән. Жиллар өтүп, һакимийәт, турғунлар вә җәмийәтлик ишларниң активистлири биллә һәрикәт қилип, бенани һөкүмәткә қайтурушқа қол йәткүзди. Һазир Қарийотидики мәдәнийәт өйи билән Сарыбулақ вә Ақтоған йезилиридики клубларда кружоклар ечилип, балилар һәрхил һүнәрләрни үгәнмәктә.
Қарийота йезисидики амбулатория вә Сарыбулақ һәм Ақтоғандики фельдшерлик пунктлардиму әһвал махтиғидәк әмәс. Йеңи амбулаторияләр һаҗәт. Бирақ улар заман тәливигә мувапиқ «Ауылда  денсаулық  сақтауды  жаңғырту»  миллий лайиһиси бойичә кәңдаирилик Интернетқа қошулған. Шуниңға бола турғунлар түгәл, һәтта округқа йеңидин көчүп келип, қазақстанлиқ гражданлиқ алғанлар вә йеңи туғулған бовақларниң барлиқ өз мәзгилидә тиркилип, керәк медицинилиқ ярдимини еливатиду. Мошу кәмгичә һәр үч мәһкимигә йеңи беналар селиш үчүн  0,60 гектардин йәр бөлүнүп, дөләт акти ясалди. Лайиһилик-сметилиқ һөҗҗәтлирини тәйярлаш үчүн тегишлик орунларға хәтләр әвәтилди. Барлиқ камчилиқларға қаримай, икки алий билимлик дохтур вә 13 мәхсус оқуш орунлирини тамамлиған медицина хадими аһалиға әстаидил хизмәт көрситиватиду.
Йезиларда чоң кархана, ишләпчиқириш орунлири, тиҗарәтчиликләр йоқ. Пәқәт турмуш үчүн зөрүр товарлар сетилидиған 11 кичик дукан ишләйду.
Округта йәрлик өзини-өзи башқуруш яхши тәрәққий әткән. Уйғур вә Түрк этномәдәнийәт мәркәзлири, жигитбашлири, «Алқаби» ақсақаллар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлири бар. Җәмийәтлик ишларниң активистлири Қасым Абилов, Ертөстик Мырзахметов, Ержет Дегелекбаев, Айдар Ибраимов, Бейбит Ахманов, Болат Исабеков, Күлзат Шыныбаева, Емелхан Қаипова, Қайнел Турысбек, Мунардин Һосманов, Зулияр Реҗәпов, Үсәнҗан Күчүков, Ялқунҗан Тайипов, Бәхтияр Ниязбақиев, Гүлнарә Мусағоҗаева Гүлбәһрәм Йүсүпова, Һурийәт Розиева, Евгения Щербанова, Кулпари Ахметова, Хачиз Сумазова, Шагида Мамлютова йәрлик башқуруш хадимлириға җәмийәтлик ишларни тиндурушта қол-қанат болуп келиватиду. Жилда шуларниң ярдими билән барлиқ дөләт вә миллий мәйрәмләр жуқури дәриҗидә өтүватиду. Йезиларниң кочилири тазилинип, дәл-дәрәқләр тикиливатиду. Мошу йосунда хәйрихаһлиқ ишлири билән көпниң разилиғиға еришкән сахавәтлик инсанлар Алимҗан Насиров, Берик Қазақбаев, Ермек Ботабаев, Жангелди Осанов,  Емелхан Қайипова, Даврон Ибрагимов,  Руслан Ақинбаев вә башқиларниң исимлирини атап кәткән орунлуқ.

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

127 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы