• Әхбаратлар еқими
  • 20 Наурыз, 2024

«Яшларни қоллаш керәк»

Йеқинда Алмута вилайитиниң бәш әмгәк ветерани Дөләт рәһбириниң мәхсус Тәбрикнамисиға еришти. Уларниң арисида Ишиктә шәһириниң турғуни, әмгәк ветерани Роза Исатаева бар. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

78 яшлиқ Роза Омарқизи тәвә яшлириға өзиниң сөзи вә иши билән үлгә болған инсан. У Җамбул наһийәсидә туғулған. Униң аңлиқ һаяти Әмгәкчиқазақта өтти. Қазақ йеза егилиги институтида тәһсил көргәндин кейин 40 жил дөләт хизмитидә болди. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Ишиктә шәһири һакиминиң орунбасари хизмитини атқурди. Бирнәччә мәртә Әмгәкчиқазақ наһийәси вә Ишиктә шәһириниң депутати болуп сайланди. Шундақла у І аяллар қурултийиниң делегати. Наһийәниң Пәхрий граждини. Наһийәлик Анилар кеңишиниң вә «Әмгәкчиқазақ наһийәси Анилар кеңиши» җәмийәтлик фондиниң рәһбири. 
– Дөләт рәһбириниң соғисини қолму-қол тапшуруш вә өзиңизни шәхсән тәбрикләш үчүн кәлдим. Билимиңиз вә тәҗрибиңиз билән бөлүшүп, яшларға йол-йоруқ көрситип келиватқиниңиз үчүн миннәтдарлиғимни билдүримән. Сизгә саламәтлик, бәрикәт вә хатирҗәмлик тиләймән, – деди Алмута вилайити һакиминиң биринчи орунбасар Нурлан Әбдрахим нураний анини тәбрикләп.
– Яшларниң билим елип, иҗадий вә интеллектуаллиқ қабилийәтлирини тәрәққий әткүзүш үчүн нурғун мүмкинчиликләргә егә екәнлиги пәқәт хурсән қилидиған пәйт. Билим елиш – әвладимиз алдидики асасий вәзипә. Униңсиз яшларниңму, Адаләтлик Қазақстанниңму келәчигини қурушқа болмайду. Муһими – уларни қоллап-қувәтләш керәк! Биз, чоң әвлат вәкиллири, шу җавапкәр вәзипини атқурушқа дайим тәйяр! – деди меһманларни иллиқ қарши елип, анилиқ дуасини бәргән Роза Омарқизи. 

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

98 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы