• Әхбаратлар еқими
  • 20 Наурыз, 2024

Бәйгидин башланған мәйрәм

Мәлумки, дуниядики нурғунлиған хәлиқләр жил бешини, йәни йеңи жилниң башлиниш күнини мәйрәм сүпитидә нишанлап кәлгән. Бу мәйрәмләр уларниң узун жиллиқ тарихида шәкилләнгән. Әйнә шундақ чоң мәйрәм – Норуз мәйрими. Норуз – баһар мәйрими, әҗдатлиримиз турақлиқ рәвиштә нишанлап кәлгән әнъәнивий мәйрәм. Йүсүп Хас Һаҗип, Әлишер Наваий охшаш улуқ намайәндилиримиз әсәрлиридә Норуз һәққидә кәң чүшәнчиләр берилгән. 

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

 Қазақстан өз мустәқиллигини алғандин бу ян Норуз мәйрими әслигә кәлтүрүлүп, җанланди. Һазир елимиздә Норуз мәйримини йеңичә нишанлаш концепцияси қобул қилинди. «Наурызнама» декадисида 14 — 23-норуз күнлири арилиғида әҗдатлардин келиватқан әнъәниләргә мувапиқ, һәрбир күнгә хас урпи-адәтләр намайиш қилинидиған болиду. 20-норуз күни болса, Миллий спорт күни сүпитидә бәкитилди.
 Һелиму ядимда, йезиларда әтияз келиши балилар чоң хошаллиқ болидиған. Биз ошуқ, җаңза, вәлләй, ақтерәк, пота ташлаш вә башқиму оюнларни башлаветәттуқ. У вақитларда буларни миллий оюнлар дәп ейтиш мүмкин әмәс еди, һәтта бәзи оюнларни ойнаш мәнъий қилинған пәйтләрму болди. Шуниңға қаримай, әсирләр давамида қенимизгә сиңгән бу адәтләрни унтумай кәлдуқ. 
 Мана, һазир миллий әнъәниләргә, шуниң ичидә миллий оюнларға болған көзқараш тамамән өзгәрди. Һазир Қазақстанда миллий оюнларға алаһидә көңүл бөлүнүватиду. Мәхсус Миллий оюнлар федерацияси тәшкил қилинди. Елимиздә миллий оюнларни тәрәққий әткүзүшниң 2029-жилғичә болған концепцияси тәйярланди, мошу саһада ишләйдиған кадрларни оқутуш қолға елинди. Қазақстанлиқ спортчилар һазир миллий оюнлар бойичә хәлиқара мусабиқиләргә қатнишиватиду. Мошу вақит ичидә спортчилар 12 хәлиқара турнирда 95 медаль, шуниң ичидә 35 алтун медаль йеңивалди. Умумән, һазир миллий спортқа болған қизиқиш ешиватиду. Болупму, ат спортиға болған қизиқиш жуқури. Қазақстанлиқ чавандазларниң маһаритини пүткүл дуния етирап қилиду десәк, мубалиғә болмас.


 Елимиздә һәр жили «Ұлы дала жорығы» марафон-бәйгиси уюштурулуп келиватиду. Булту чавандазлар 1 400 километр мусапини бесип өтти. Бийил мәзкүр мусабиқә 12-баһарда Петропавловск шәһиридики Абылайхан мирасгаһидин башлинип, 17-баһарда Астанада аяқлишиду. Шундақла кейинки пәйтләрдә Дуниявий көчмәнләр оюнлири аммибаплиққа егә болуватиду. Бийил Дуниявий көчмәнләр оюнлири күздә Астанада өтиду. Бу оюнларға дунияниң 100дин дөлитидин 4000ға йеқин спортчи қатнишиду. Спортчилар 10дин ошуқ миллий спорт түри бойичә, йәни ат чепиш, көкпар, миллий күрәш, садақ етиш, қушбеги, әқлий оюнлар охшаш спорт түрлиридин мусабиқигә чүшиду. Бу оюнларни көрүш үчүн 3000дин ошуқ турист келиду дәп күтүлмәктә.
 20-норуз күни пайтәхтимиздики «Арғымақ» ат спорти комплексида Миллий спорт күнигә беғишланған мәйрәмлик чарә-тәдбир өтти. Бу күни көкпар, «Адарыспақ», «Теңге ілу», «Қыз қуу» сәһниләштүрүлгән қоюлумлири, тоғызқумалақ, ошуқ етиш бойичә маһарәт дәрислири уюштурулди. Мәзкүр мәйрәмдә, шундақла мәхсус АҚШтин кәлгән ковбойлар билән қазақстанлиқ чавандазлар өзара тәҗрибә алмаштурди. Тамашибинларға таза нәсиллик иштлар, бүркүтләр көрситилди. Шундақла қолһүнәрвәнчилик буюмлириниң көргәзмиси, миллий спорт ветеранлирини мукапатлаш мәрасими өтти. 22-норузда Алмутидики «Көкбастау» ипподромида бәйгә тамашибинларға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилиду.

84 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы