• Әхбаратлар еқими
  • 28 Наурыз, 2024

Өртни тез өчириш йоллирини үгәнди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсидә вилайәтлик өрт-тактикилиқ оқуш-тәҗрибә ишлири болуп өтти. Уларда Алмута вилайәтлик Пәвқуладдә ишлар департаментиниң қутулдурғучилири билән өрт өчәргүчилири, полиция хадимлири билән дохтурлар, вилайәтниң орман егиликлириниң вә орман өрт өчириш станциялириниң хадимлири, «Қазавиалесоохрана» җумһурийәтлик мәһкимисиниң орман егилиги башқармиси вә башқиму гражданлиқ қоғдаш хизмитиниң хадимлири өрт өчириш бойичә чарә-тәдбирләрни өз ичигә алған тәҗрибиләрни әмәлгә ашурди. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Алмута вилайәтлик Тәбиий ресурслар вә тәбиәтни пайдилинишни рәтләш башқармиси рәһбириниң орунбасари Димаш Қожабековниң ейтишичә, өрт-тактикилиқ оқуш-тәҗрибә ишлириниң асасий мәхсити – орман фондиниң өрт бехәтәрлигини тәминләш вә барлиқ оператив топлириниң иш йүзидики, йәни чоң орман өрти вақтидики һәрикитини риваҗландуруш болуп тепилиду. Шуниң билән оқуш-тәҗрибә ишлириға вә тәхлит қилинған орман өртини өчиришкә 67 адәм вә 20гә йеқин мәхсус техника җәлип қилинди.
Кәңдаирилик оқуш өрт бехәтәрлиги бойичә очуқ семинардин башланди. Униң давамида чоң орман өрти вақтидики барлиқ оператив топлириниң һәрикити һәққидә қоюлған соаллар муһакимә қилинип, өрт өчириш техникисиниң вә қураллириниң һәм хадимларниң пәвқуладдә әһвалға тәйярлиғи тәкшүрүлди. Андин тактикилиқ планға бағлиқ «Челәк орман егилиги» мәһкимисиниң «Қалибек трактидики» икки гектар йәрдә тәхлит қилинған өрт башланди. Чиққан шамал өрт мәйданиниң кәңийишигә, адәмләрниң һаяти вә саламәтлигигә ховуп туғулушиға, шундақла өртниң орман егилигигә техиму тарилип кетишигә сәвәп болди. 
Өрт өчириш оператив штабиниң рәһбири – Челәк орман егилигиниң рәһбири Бекболат Алтаевниң инструкцияси билән тез йәткән бөлүмчиләр бирдин өрт өчүрүшкә киришти. Барлиқ хизмәтләр өз вәзипилирини утуқлуқ орунлап, өрт очиғи өз вақтида ениқлинип, униң йүз бәргән җайлири һәққидики әхбарат дәрру диспетчерға йәткүзүлди. Вақиә йүз бәргән орунға дала вә тағлиқ орман өртлирини өчиришкә тартилған барлиқ күчләр вә қураллар әвәтилди. Участкини тәкшүрүшкә орман егилигиниң атлиқ патрули чиқти, өрт йүз бәргән җайни техиму ениқ үгиниш вә зәрдап чәккәнләрни издәш үчүн учқучсиз учуш аппаратлири, йәни дронлар ишлитилди.
Оқуш-тәҗрибә ишлири давамида каскад усули қоллинилип, өрт өчириш үчүн керәк материал толтурушқа беғишланған икки портативлиқ мотопомпа вә контейнерлар пайдилинилди. Шуниңға бағлиқ өрт өчәргүчи материал турақлиқ рәвиштә йәткүзүлүп турди. Барлиқ тартилған хизмәтләрниң тез вә кәспий һәрикитиниң нәтиҗисидә өрт тез өчирилип, униң дөләт орман фонди мәйданиға тарилип кетиши ховупи йоқ қилинди. Лагерьға қошумчә бөлүмчиләрни топлиғандин кейин өрт өчириш штабиниң рәһбири өртниң толуқ өчирилгәнлиги һәққидә хәвәрлиди. Барлиқ функционаллиқ топларниң рәһбәрлири билән тәҗрибә дәрислириниң өтүшини муһакимә қилиш вә йәкүнләш үчүн кеңәш өткүзүлүп, оқуш-тәҗрибә ишлириниң йәкүни чиқирилди.

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

40 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы