• Әхбаратлар еқими
  • 28 Наурыз, 2024

Достлуқ намайиш қилинди

Бу қетим он күн давам қилған Норуз мәйрими он хил мавзуға мунасивәтлик уюштурулуп, миллий урпи-адәт һәм рәсим-қаидиләрниң қәдир-қиммитини ашуруп, өз алаһидилиги билән нишанланди. Айлар султани болған Улуқ Роза-рамзан ейида кәлгән, адәмләргә көтирәңгү роһ, хошаллиқ, жуқури хуш кәйпият беғишлайдиған қутлуқ мәйрәм Панфилов наһийәсидә хәлиқ мәйрими сүпитидә дағдуғилиқ шараитта қизғин давамлашти. Көпмилләтлик тәвә хәлқи қазақ, уйғур, туңган, славян хәлиқлириниң мәйрәмлик чәшмилиридин бәһирлинип, бир-бирини мәйрәм билән тәбрикләшти. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»


22-норуз күни Яркәнт шәһиридики мәркизий мәйданда көпмилләтлик наһийә хәлқи өз достлуғини һәртәрәплимә намайиш қилалиди. Норуз мәйрими мунасивәтлик тәбрик сөзгә чиққан наһийә һакими Марат Сағымбек наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға тохтилип, қолға кәлтүрүлүватқан утуқларда наһийә турғунлириниң чоң һәссиси бар екәнлигини тәкитлиди.
Бу күни Яркәнт шәһиридики мәркизий мәйданда қолһүнәрвәрчилиги нәмунилиридин тәркип тапқан көргәзмиләр көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилди. Шундақла спортлуқ оюнлар бойичә уюштурулған мусабиқиләр сансиз тамашибинларни топлиди.


Шуниму алаһидә қәйт қилиш керәкки, шәһәрдики иш вә оқуш орунлири, мәһкимә-тәшкилатлар билән бирликтә паалийәт  елип бериватқан җәмийәтлик тәшкилатлар Норуз мәйримигә чоң тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини жуқури дәриҗидә көрситәлиди. Қатар-қатар тикилгән кигиз өйләр билән уйғурниң бараңлиғида миллий таамлар көргәзмилири  уюштурулди. Көпчилик «науруз-көже» вә «норуз ешидин» һәм башқиму милләтләрниң миллий таамлиридин расланған дәстихандин дәм татти. Болупму наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вәкиллири тәрипидин  расланған дәстихандики миллий таамлиридин дәм-туз тартип, уйғурниң нәғмә-навасида уссулларға  һәммә җор болушти. Көпмилләтлик наһийә хәлқи билән  меһманларға бу күни уйғур хәлқиниң  тарихи, урпи-адәтлири,  миллий мәйрәмлири һәққидә Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәһбәрлири кәң түрдә ейтип бәрди. Шундақла бу күни техи йеқинда йәкүни чиқирилған «Қарттарым – асыл қазынам»  намлиқ  этнофестиваль  байқиши ғалиплири йәни мөтивәрләр өз һүнәрлирини көрсәтти. Тәкитләш керәкки, мәзкүр байқашқа йеши атмиштин алқиған 2000дин ошуқ яшанғанлар қатнашти. Миллий сәнъәтни  тәшвиқат қилиш мәхситидә уюштурулған чарә-тәдбир Қорғастин Қоңурөләнгичә давам қилди. Норуз мәйримидә байқаш ғалиплири, Головацкий йеза округиниң «Әжелер ансамбли», Дехан Ғәйрәт вә Чоң Чиған  йезилириниң нахша-уссул ансамбллири билән йеши тохсәнгә тақиған пешқәдәм устазлар  Алимҗан Ташмәтов билән Қазақстанға хизмәт көрсәткән муәллим Асийәм Өмәрбақиеваниң иҗрасидики уссул һәмминиң көңлидин чиқти. Шундақ  қилип, Жил беши – Норуз мәйрими наһийәдә истиқамәт қиливатқан  хәлиқләрниң достлуқ мәйримигә айланди.
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси
Турсунмәһәмәт Мәшүров 
чүшәргән сүрәтләр.

57 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы