• Әхбаратлар еқими
  • 28 Наурыз, 2024

Униң мәхсити немә?

Өткән һәптидин башлап Қазақстанниң барлиқ регионлирида аһалиниң малийәвий саватини ечиш вә билимини ашуруш бойичә мәшғулатлар кәң қанат яйди. Мәхсәт – хәлиқни қәриздин қутулдурупла қоймай, шәхсий тиҗаритини ечишқиму ярдәм һәм дәвәт қилиштин ибарәт. Мәзкүр лайиһиниң тәшәббускари болған «Аманат» партиясиниң рәһбири, ҚҖ Парламенти Мәҗлисиниң рәиси Ерлан Қошанов өткән жили қолға елинған бу «Қәризсиз җәмийәт» программисини дөләт Президенти Қасим-Жомарт Тоқаевниңму қизғин қоллап, уни кәң җарий қилишни тапшурғанлиғини тәкитләйду.

Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ,
«Uiğur avazi»

 — Һазир бу муһим чаригә һакимийәт вә Миллий банк иштрақ қиливатиду. Аталған лаһийә, алди билән, банклардин һесапсиз несийә аливерип, қәризгә петип кәткәнләргә ярдәм қилишни көздә тутиду. Адәмләрни тапавитигә лайиқ яшашқа үгитиду. Артуқ несийәләрдин баш тартишқа чақириду, — дәйду партия рәһбири.
«Қәризсиз җәмийәт» бийилқи мәшғулатларни башлаштин илгири, Астанаға өткән жили бу программа бойичә оқуғанларниң бир топини тәклип қилди. Улар өзлириниң бешиға чүшкән қийинчилиқлар һәм уларни қандақ һәл қилғанлиғи һәққидә тәпсилий ейтип беришти. Бәзилири бу чаригә башта ишәнчисизлик билән қариғанлиғиниму йошурмиди. Уларға өзлири амалниң йоқидин чүшүп қалған несийә чаңгилидин қутулушниң амали йоқтәк билингән еди. Бәхиткә қарши, бу әснада өз җениға қәст қилғучиларму болди. Бара-бара адәмләрдә аталған лаһийә муәллиплиригә вә, әң муһими, өзлиригә болған ишәнчә пәйда болди. Ақивәттә, көпчилиги қәризләрдин қутулғандин сирт, дөләтлик грантларни утувалди. Өз алдиға шәхсий тапавәт мәнбәлирини ечип, турақлиқ киримгә еришти.
 Ундақта «Қәризсиз җәмийәт» лайиһәсиниң маһийити вә әһмийити немидә. Бу йәрдә һечқандақ мөҗүзә йоқ. Малийәвий саватини ечиш җәриянида пухралар өзлириниң шәхсий мәблиғини башқурушни үгиниду. Һә, дәл шундақ. Башқурушни. Иккинчидин, аилә мәблиғини бәрпа қилиш вә уни еһтияҗға бола пайдилиниш йоллирини муһакимә қилиду. Шундақла несийә елиш вә уни қайтурушниң қануний, херидарға қолайлиқ йоллирини билишму интайин муһим. Лайиһәдә кичик вә оттура тиҗарәтни риваҗландуруш үчүн қараштурулған дөләтлик һәм дөләтлик әмәс имтиязлар, улардин пайдилиниш бойичә ениқ тәвсийәләр берилиду. Аһалиниң малийәвий бехәтәрлигигиму алаһидә көңүл бөлүнгән. Сир әмәски, малийәвий пирамидилар, һәрхил йоллар билән хәлиқни алдап пул тепиватқан текинхорлар һазирму йетәрлик. Амма, әң ечинарлиғи, «Ағзи көйгән қетиқни пүвдәп ичидиғанниң» орниға қайта-қайта шуларниң қапқиниға өз ихтияри билән чүшүватқанлар аз әмәс.
Бийил иккинчи қетим өткүзүлүватқан бу мәшғулатларниң иштракчилири, асасән, аяллар екән. Йәни улар 75 пайизни тәшкил қилиду. Арисида көпбалилиқ аниларниң үлүши бесим. Мошу әһвални көздә тутқан AMANAT партияси һөкүмәткә аһалиниң мошу қатлимини ихтисадий қоллашниң йеңи шәкиллирини тәвсийә қилди. Җүмлидин, мәзкүр программа иштракчилириға қайтурулидиған имтиязлиқ несийә-грант, тиҗаритини йолға қойивелиш үчүн лизинг арқилиқ һаҗәт җабдуқларни сетивелиш көздә тутулған.
 Жуқурида тәкитләнгәндәк, бу лайиһәниң истиқбали дөләт тәрипидин капаләтләндүрүлгән. Йәни бийил униңға он бир дөләтлик орган вә тоққуз коммерциялик банк җәлип қилинған. Улар, өз новитидә, умумий билим беридиған мәктәпләр, оттура вә алий оқуш орунлири үчүн малийәвий билим беридиған методикилиқ оқуш қураллирини нәшир қилмақчи. Бу йәнә қошумчә 500 миңға йеқин жуқарқи синиплар оқуғучилири билән йүз миңчә студентлардин ибарәт чоң аудитория, дегән сөз.
 Шундақ қилип, йеңи лайиһә бу қетим бир миллион әтрапидики вәтәндашлиримизни «Йотқанға қарапла пут сунуп қоймай», уларниң ихтисадий әһвалини техиму яхшилашқа ярдәм беришни мәхсәт қилмақта.
 Бай вә бәхитлик болушниң йоллири көп. Уни һәрким өз интаси вә хаһишиға бағлиқ таллиши һәқ. Шундиму пайдилиқ мәслиһәт, тәвсийә, униң үстигә маддий қоллаш һечқачан артуқ болмайду.

156 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы