- Әхбаратлар еқими
- 04 Сәуір, 2024
Қазақстанлиқ оқуғучилар рекорд орнатти
Сингапурда өткән First Leqo Leaqe Challenge робототехникидин хәлиқара чемпионат аяқлашти. Униңға Җәнубий Корея, Малайзия, Польша, Индонезия, Қазақстан вә Хитайдин җәми 100дин ошуқ оқуғучи қатнашти.
Бу чемпионатта қазақстанлиқ оқуғучилар дунияниң әң яш инженерлири билән күч синашти. Үч күнгә созулған мусабиқә йәкүнлири бойичә қазақстанлиқлар әң жуқури мукапатқа егә болуп, рекорд орнатти. Шуларниң ичидә Шәмәй шәһиридики «Білім-инновация» вә 22-мәктәп оқуғучилиридин тәркип тапқан «Ro alemi» командиси мүмкин болған 550 баллдин 540 балл утуп «Robot Desiqn» номинациясини егилиди. Шундақла «Champions Award» номинациясидә жуқури утуққа йетип, гран-при мукапитини алди.
Әнди «Tamos Education» мәктивиниң «QSTEM-TAMOS» командиси болса, «Champions Award» номинациясидә биринчи орунни егилиди. Атырав шәһиридики «Білім-Инновация» мәктивиниң «Pioneers» командиси инновация лайиһисини утуқлуқ әмәлгә ашурғанлиғи үчүн «Innovation Project» номинациясидә финалға чиқти.
Тәкитләш лазимки, қазақстанлиқ оқуғучилар бу оюнларға йолланмини ҚҖ Маарип министрлигиниң вә «Дарын» мәркизиниң қоллап-қувәтлиши һәм «USTEM Foundation» фондиниң уюштуруши билән өткән «First Central Asia» Мәркизий Азия оюнлирида йеңивалған еди.
«Роботлар оюнида пәқәт тапқурлуқ көрситип қоймайла, шундақла командиниң уюшчанлиғи, асасий қәдрийәтләрни намайиш қилиш лазим болди. Биз инновациялик лайиһини көрсәттуқ. Бу биз үчүн яхши тәҗрибә болди, елимизниң бизгә үмүт артиватқанлиғини һис қилған һалда ғалибийәт үчүн барлиқ күч-ғәйритимизни сәпәрвәр қилдуқ. Нәтиҗидә дунияниң илғар әллиридин озуп чиқип, рекорд орнаттуқ», дәйду оқуғучилар.
120 рет
көрсетілді0
пікір