• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Дутар билән домбра тәңкәш болғанда...

Алмута шәһиридики П.Чайковский намидики музыка колледжида көплигән жигит-қизлиримиз билим алди һәм еливатиду. Мәлум болғинидәк, бу әйни вақитта уйғур сәнъитидә өчмәс из қалдурған бүйүк шәхс – Қуддус Ғоҗамияровниң шиҗаәтлик әҗри бәдилигә кәлгән яхшилиқ. У миллитимиз вәкиллиридин чиққан сәнъәткарларниң кәспий дәриҗидә билим елиши керәк, дегән дегән нийәттә ушбу билим дәргаһида уйғур бөлүмини ачқан еди. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Йеқинда шу келәчәк сазәндиләр билән нахшичилар «Әссалам Норуз» мавзусида концерт уюштуруп, униңға бирмунчә меһманларни тәклип қипту. Шуларниң қатарида бизму болдуқ. Мәйрәмлик программа даирисидә оқуғучилар һәрхил милләт музыкилиридин чачқа чечип, көпчиликни чоңқур тәсиратқа бөлиди. Болупму Абай, Латиф Хамиди, Ахмет Жубанов вә башқиму дуния тонуған бүйүк шәхсләрниң иҗадийитини иҗра қилғинида, колледж залиға толған тамашибинлар уларниң талантиға апирин ейтти. Қайил болди. Колледж оқутқучиси, Қазақстан Җумһурийитиниң «Мә­де­ниет қайрат­кері» Сабирҗан Мана­шевниң шагиртлири келәчәктә миллий сәнъитимизгә варислиқ қилидиғанлиғиға ишәнчә һасил қилдуқ.
Мәйли домбра яки дутар билән равап болсун, уларни һәрхил тилларда яңратқан оқуғучилар һәқиқәтәнму көпчиликкә аз болсиму роһий озуқ бәрди. Буниңдин шундақ хуласә чиқидуки, уларниң устазлири өз кәспиниң маһири болуши сүпити билән шагиртлириға сапалиқ билим бериватиду. Әнди колледж даирисидә қурулған «Сәрдар» вә «Достлуқ» ансамбльлириниң орунлишидики миллий нахша-сазлар, әлвәттә, һәркимниң қәлб тарлирини чәккәнлиги ениқ. 
Ейтмақчи, колледжда билим еливатқан уйғур студентлири йеқинда Астана шәһиридә Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң иштракида өткән Миннәтдарлиқ күнигә беғишланған чоң концертқа қатнишип, һүнәр көрсәтти. Уларниң талант-қабилийити билән миллий кийимлири көпчиликниң диққәт-нәзәрини җәлип қилип, алаһидә һөрмәткә сазавәр болди. Бирқатар телеканалларниң тәкливигә бенаән, шу йәрдә саз-нәғмиләр һәдийә қилди.
«Әссалам, Норуз» концертидин кейин униң меһманлири, йәни Алмута шәһәрлик Жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәң­с­үров рәһбәрлигидики шәһәрдики бир топ жигитбашлири вә Бостандық наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Карлин Мәхпиров, һәвәскар шаир Полат Хоҗаев сөзгә чиқип, бүгүнкидәк арамбәхш дәмлирини беғишлиған колледж студентлириға миннәтдарлиғини билдүргәч, Пәхрий ярлиқ тапшуруп, Сабирҗан Манашевниң учисиға чапан япти. 

717 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы