• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Балиларниң китапқа қизиқиши үстүн

«Биз әң алди билән яшларни 
китап оқушқа үгитишимиз керәк.
 Шу вақитта аммивий рәвиштә 
китап оқуйдиған милләткә айлинимиз»

Дөләт рәһбири Қ.Тоқаевниң миллий қурултайда сөзлигән сөзидин.
 

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән тәшкил қилинған Миллий қурултай әҗдатлиримиз әнъәнилирини давамлаштуруп, җәмийитимиздә заманға лайиқ қәдрийәтләрни, идеяләрни қелиплаштуруп, яшларни мошу муһим ишларға көпләп җәлип қилишни мәхсәт қилиду. Қурултайда, болупму идеология саһасиға алаһидә көңүл бөлүнүватиду. 
 Әйнә шу саһадики муһим мәсилиләр сүпитидә Дөләт рәһбири тарихимизни тәрғибат қилиш, тилимизни тәрәққий әткүзүш, дин мәсилиси, вәтәнпәрвәр яшларни, уларни билимлик вә риқабәткә қабил шәхс қилип тәрбийиләш мәсилилирини көрсәтти. 
 Һазир заман тәләплири кәскин өзгәрди. Яшларниң билим елиши, әмгәк қилиши, шәхсий тәрәққий етиши үчүн барлиқ шараитлар бар. Қазақстанлиқ яшлар чәт әлләрдә дуниядики әң чоң билим дәргаһлирида билим еливатиду, чоң-чоң ширкәтләрдә әмгәк қиливатиду, илим-пән билән шуғуллиниватиду. Әң муһими, яшлиримиз йеңичә, заманға лайиқ ойлашни, ишләшни үгиниватиду һәм шуниңға интиливатиду. Демәк, уларниң келәчәккә болған ишәнчиси мол.
 Қасым-Жомарт Тоқаев өз нутуқлирида Қазақстанниң келәчиги яшларниң, йәни билимлик яшларниң қолида екәнлигини дайим тәкитләп келиватиду. Һәммигә мәлумки, билимниң әң чоң мәнбәси – китап. Шуңлашқа болса керәк, Президент Миллий қурултайда китап оқуш, китапларни нәшир қилиш, китапханилар һәққидә тәпсилий ейтип өтти. Дөләт тәрипидин бу мәсилигә алаһидә диққәт бөлүнидиғанлиғи тоғрилиқ Миллий қурултайда йәнә бир қетим тәкитләнди. Президентниң тапшурмиси билән Түркстан шәһиридә балилар китапханисини селиш қолға елиниду. Бийил Алмута вә Астана шәһәрлиридә болса, тәвлүк бойи ишләйдиған китапханилар ечилиш алдида туриду. Мошу йәрдә қизиқ фактни тәкитләп өтүшни тоғра көрүватимән. Мәсилән, Түркиядә китапхумар студентлар үчүн Президент китапханилириға һәқсиз автобуслар қатнайдекән, шундақла у йәрдә уларға һәқсиз тамақму берилидекән. Йәни яш әвлатни китап оқушқа рәғбәтләндүрүш үчүн мана мошундақ ишлар әмәлгә ашурулидекән. Қошумчә қилсақ, Президент мошундақ ишни қолға елишниң һаҗәтлигини ейтти. Умумән, Дөләт рәһбири елимиздә китап оқуш мәдәнийитини қелиплаштурушни, мәхсус «Китап күни» мәйримини бәлгүләшни қәйт қилди.
 Һазир, немишкиду, биздә «балилар китап оқумайду, уларға пәқәт янфон, Интернет болса болди» дегән пикир қелиплишип қалған. Мениңчә болса, бу хата пикир. Өзәм мәктәптә ишлигәчкә, һазир балиларниң билимгә болған иштияқини, интилишини яхши билимән. Улар билимни китаптин елишқа болидиғинини яхши чүшиниду. Биз, муәллимләр, балиларниң тәләп-еһтияҗини қанаәтләндүрүшкә тиришимиз, әлвәттә. 
 Миллий қурултайниң хәлиқ билән һакимийәт арисидики көрүк екәнлиги һәққидә нурғун пикирләр ейтилип келиватиду. Бу һәқиқәтәнму шундақ. Мәсилән, Миллий қурултайниң Улытавда өткән дәсләпки олтиришида — 42, Түркстанда өткән иккинчи олтиришида 100 пикир-тәклипләр тәвсийә қилинған екән. Атыравда өткән қурултайда мошу тәклипләрниң 80 пайизи әмәлгә ашқанлиғини тәкитлиди. Демәк, қурултай келәчәккә болған ишәнчимизни техиму ашурди. 

Айдос ИМАНАЛИЕВ, 
Ғалҗат оттура мәктиви мудириниң 
оқуш ишлири бойичә орунбасари

Алмута вилайити,
 Уйғур наһийәси

695 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы