• Инкас
  • 17 Қыркүйек, 2020

«Аңсаған сәби» яки «Балилиқ өй базар...»

Хәлқимиздә «Балилиқ өй базар, балисиз өй мазар» дегән мақал бар. Мәзкүр нәқилниң маһийитигә шәхсән өзәң ата-ана болуп, бала сөйүш бәхтигә муйәссәр болғанда толуқ йетисән. Пәрзәндиң дәсләп қәдәм басқанда, тили чиққанда, чоң болуп сени утуқлири билән хошал қилғанда өзәңни дуниядики әң бәхитлик инсан дәп һис қилисән. Әнди нәврилириң дунияға кәлгәнда һаятиңниң беһөддә өтмигәнлигини яхши чүшинип, әвладиңниң давамлишиватқанлиғиға чәксиз хошал болисән.
Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

Әнди «...балисиз өй – мазар» екәнлиги ейтмисақму чүшинишлик болса керәк. Әпсус, бала көрүш бәхтидин мәһрум болғанлар саниму нурғун һәм бу мәсилә биздила әмәс, дуниядиму җиддий турмақта. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилатиниң мәлуматлири бойичә, йәр-йүзидә йеңи аилә қурғанларниң 15-20 пайизи пәрзәнт көрүш бәхтидин мәһрум екән. Елимиздә болса дәл мошундақ проблемиға дуч кәлгән 15 миң яш аилә тиркәлгән. Бу пәқәт рәсмий тиркәлгәнләр. Әнди тиркәлмигәнләр қанчилик екәнлигини һеч ким ениқ ейтип берәлмәйду. Чүнки, бу ағриқ онкологиялик туберкулез вә башқиму хәтәрлик кесәлләр қатариға кирмигәндин кейин бу мәсилигә дуч болғанлар асасән мәсилини өз алдиға һәл қилишқа тиришиду. Йәни улар һәрхил тевипларға беришни, әвлияларға сиғинишни, өзини өзи давалашни тоғра көриду. Хәлиқ арисида «әву йәрдики булақниң сүйини ичиптикән бала көтирипту, мону әвлияниң мазириға берип йәттә күн йетиптикән, балилиқ бопту» дегәнгә охшаш әпсанилар, ривайәтләр бар екәнлигини яхши билимиз. Йәни бу хилдики аилиләр медициниға әмәс, бәлки қандақту бир илаһи күчләргә, әҗайип бир сехирларға ишиниду. Амма, бу давалашлар нәтиҗисиниң қандақ болуватқанлиғини һеч ким билмәйду. Шуңлашқа һазир елимиздә, пәрзәнт көрәлмәйдиғанларни рәсмий тиркәш, уларниң рәсмий реестрини қуруш тәшәббуси көтирилмәктә.
Медицина қаидилири бойичә, әгәр яшлар аилә қуруп бир жил давамида пәрзәнт көрмисә, дәрһал турушлуқ җайидики поликлиникиға тиркилип, давалашни башлиши лазим. Дөләт тәрипидин уларниң һәрбиригә квота бойичә бир миллион тәңгә бөлүниду. Елимиздә қобул қилинған қанунға мувапиқ, дөләт тәрипидин бөлүнидиған мәзкүр квота пәқәт нәтиҗиси болиду, медицинилиқ давалаштин кейин чоқум балиси болиду дегән аилиләргила берилиду. Йәни, анилиқ уруғи бар аял вә атилиқ уруғи бар әр киши айрим сәвәпләргә (әр кишиниң әрлик қувитиниң йоқлуғи, аялда болса балаятқу мәсилисиниң пәйда болуши в.б.) бола бир-бирини уруқландуруш имканийитидин айрилса һәм мошуни сүнъий, йәни медицинилиқ йол билән һәл қилиш мүмкин болса мошундақ җүпләргә мәбләғ аҗритилиду. Мошу йәрдә йәнә бир муһим мәсилини ениқ көрситиш лазим. Мәлумки, пәрзәнт көрүштин мәһрум болуш проблемиси пәқәт аяллардила әмәс, шундақла әрләр арисидиму көп учришиду. Демәк, пәқәт гунани аялғила артиш хата. Пәрзәнт сөйүшни арман қиливатқан яшлар мошуниму яхши чүшиниши лазим. Шуңлашқа яш аилә бу мәсилидә бир-бирини қоллап, чүшинишлик билән қариши давалиниш үчүн наһайити муһим.
Тәкитләш лазимки, заманивий медицина бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. Һазир мошу ағриқни давалашниң һәрхил түрлириму моҗут екән. Әң көп тарқалған түри – экстракорпоральлиқ уруқландуруш услуби. Елимизда 25 жил илгири мошу услуб билән туғмаслиқни давалаш қолға елинған еди. Мошу вақит ичидә Қазақстанда 22 миңдин ошуқ аилә экстракорпоральлиқ уруқландуруш услуби билән пәрзәнт сөйүш бәхтигә еришти. Қошумчә қилсақ, дунияда 8 миллиондин ошуқ бала нәқ мошу услуб билән дунияға кәлгән. Һазир елимиздә 26 экстракорпоральлиқ уруқландуруш мәркизи бар. Уларниң һәммиси заманға лайиқ техника вә һәрхил әсвап-үскиниләр билән җабдуқланған.
Көрүп туримизки, дөләт тәрипидин бу жиддий мәсилигә алаһидә көңүл бөлүнүватиду. Мана йеқинда Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбидә мошу мәсилини алаһидә тәкитләп өтти. «Аиләвий-демографиялик әһвал – җәмийитимиздә зор тәшвиш туғдуруватқан мәсилә. Әпсус, Қазақстанда һәрбир алтинчи аилә бала сөйәлмәйватиду. Соалнамә көрсәткинидәк, вәтәндашлиримизниң 20 пайизға йеқини буни аҗришишқа асас болиду дәп һесаплайду. Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң елимиздики хәлиқ саниниң өсүшигә мунасивәтлик тәхмини Мәркизий Азиядики хошна дөләтләр билән селиштурғанда анчила хошал қилмайду. Һөкүмәткә 2021-жилдин башлап «Аңсаған сәби» мәхсус программисини әмәлгә ашурушни тапшуримән. Экстракорпоральлиқ уруқландуруш программиси бойичә бөлүнидиған квота санини 7 миңғичә, йәни 7 һәссә көпәйтиш лазим» дәп алаһидә қәйт қилди Дөләт рәһбири.
Бу, әлвәттә, хошал қилидиған әһвал. Пәрзәнт сөйүшни арман қилип жүргән яш аилиләр пурсәттин пайдилиниду дәп үмүт қилимиз.

558 рет

көрсетілді

98

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы