• Инкас
  • 11 Қаңтар, 2024

Хәлиқниң көңлидики мәсилиләр

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Egemen Qazaqstan» гезитиға бәргән «Биз илғар пикирлик милләт сүпитидә пәқәт алға қаришимиз керәк» сәрләвһилик сөһбитидики әйнини тапқан тезисларниң барлиғи – барчимизниң жүригидики мәсилиләр, дәп ениқ ейталаймән. 2019-жилдин Қазақстанда сәясий реформилар башланди. Сайламларға, сәясий партияларға өзгиришләр киргүзүлди. Мәҗлис вә барлиқ балдақтики мәслиһәт депутатлириниң, наһийәлик һәм вилайәтлик әһмийити бар шәһәрләр һакимлириниң сайлими өз дәриҗисидә өтти. Булардин Әмгәкчиқазақ наһийәсиму истисна болмиди.
Иҗтимаий-ихтисадий саһадики муһим мәсилиләр новәт-новәт билән һәл болуватиду. Җүмлидин наһийәмиздә мәктәпләр билән медицина мәһкимилириниң қурулуши қолға елинип, давамлашмақта. Дохтурлар билән муәллимләрниң айлиқ мааши көтирилди. Буниңдин кейин техиму чоң яхшилиқлар күтүлмәктә. Дөләт рәһбири ейтип өткәндәк, биринчи кварталда елимизниң 2024-жилға беғишланған асасий күн тәртиви қелиплишиду. Һөкүмәтниң кәңәйтилгән олтиришида иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият йәкүнлири чиқирилип, мошу йосундики келәчәктики ишларниң тактикиси ениқлиниду. 
Миллий биртуташлиқни риваҗландуруш мәхситидә көрнәклик тарихий шәхслиримиз Қ.Сәтбаевниң 125 жиллиқ, С.Нурмағамбетов вә Р.Қошқарбаевниң 100 жиллиқ тәвәллудлири атап өтүш мәхсәт қилинмақта. 2024-жили Жошы улысиниң қурулғиниға 800 жил толиду. Шуниңға мунасивәтлик Қазақстан тарихи бойичә көптомлуқ китапни тәйярлаш қолға елинди. Буларниң һәммисиниң яшларни вәтәнпәрвәрликкә тәрбийиләштики әһмийити зор. 

Зоя МАГАМАДОВА,
Әмгәкчиқазақ наһийәлик чечен-ингуш 
этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари
Алмута вилайити
 

75 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы