• Нәшрият төһписи
  • 15 Ақпан, 2024

«Һәй, һәй, заман»

Бийил шаир вә тәрҗиман Иминҗан Тохтияровниң иҗадий паалийитигә 40 жил толди. Бу жиллар мабайнида униң 10дин ошуқ иҗадий топламлири йоруқ көрүп, кәң оқурмәнләр тәрипидин иллиқ қобул қилинди. Әдипниң әсәрлири жуқури баһаланмақта. 
Йеқинда шаирниң новәттики топлими, йәни «Һәй, һәй, заман» шеирий әсәрлириниң иккинчи китави йоруқ көрди. Талантлиқ қәләм саһибиниң йеңи топлимиму өз баһасини алиду, дәп ишинимиз. У илгәркидәк өзиниң сөйүп топлиған мавзулириға садиқ. Ейтмақчи, шаир Ана жут, Вәтән, адәмләр арисидики мунасивәтләр, һаят һәққидә тинмай язиду. Көплигән шеирлири нахша болуп ейтилип жүрмәктә. Айрим аммибап нахшилири «Дәрвишләр» топиниң репертуаридин турақлиқ орун алған. 
Мәтбуатта 40 жилдин бери үнүмлүк әмгәк қиливатқан журналистниң пүткүл аңлиқ һаяти хәлиқ арисида өтмәктә. Шуңа әдәбий иҗадийитидиму әлниң арзу-арман, өтмүши вә келәчиги һәм бүгүнки тирикчилиги намайән. Әдип һелиму Әмгәкчиқазақ наһийәсидики анатиллиқ мәктәплириниң һөрмәтлик меһмини. Униң техи һеч йәрдә елан қилинмиған шеирлирини дәсләп тиңшайдиғанлар өсмүрләр. 
Ишәнчимиз камилки, қәләм саһибиниң йеңи әсәрлири бу қетимму кәң оқурмәнләр әһлиниң көңлидин җәзмән чиқиду. Чүнки жүрәктин чиққан әтивалиқ мисралар һаман жүрәкләргә йетиду. Шаир һаят күйчиси, дәп нәқ шундақ адәмләрни ейтиду.
Гүлминәм БАСИТОВА.
Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси

120 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы