• Мәрипәт мәсилилиригә беғишланған мәхсус сәһипә
  • 25 Сәуір, 2024

Оқуғучилар өйидә ейтилған ой

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Uiğur avazi»

Миллий қурултайниң үчинчи жиғинида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев сүпәтлик милләт мәсилиси бойичә бирқатар өткүр тәшәббусларни оттуриға ташлиғанлиғи һәммигә мәлум. Бүгүнки күндә әйнә шу муһим мәсилиләр җәмийәтлик тәшкилатлар билән иҗадий топлар, һәрхил мәһкимиләр арисида муһакимә қилинмақта. Мошу хилдики баш қошушларниң бири Алмута шәһиридики 1-Оқуғучилар өйидә болуп өтти.
Алмута шәһәрлик Маарип башқармисиниң тәркивидики 1-Оқуғучилар өйи инавәтлик алий оқуш орунлиридики тарихчи, филолог-алимларниң бешини қошуп, оқутқучилар билән коллективидики иҗадий хадимларға «дүгләк үстәл» шәклидә учришиш уюштурди. Президентниң «Адил адәм —Адил әмгәк — Адил тапавәт» мавзусидики Миллий қурултайда сөзлигән сөзи мәзкүр баш қошушниң асасий мавзуси болди.
Учришишта меһман сүпитидә тәклип қилинған бир түркүм филолог вә тарихчи алимлар сөзгә чиқип, Миллий қурултайда көтирилгән мәсилиләрниң мәзмун-маһийити вә Президент сөзиниң әһмийити тоғрилиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Спикерлар учришиш җәриянида миллий бирпүтүнлүк, милләтни йеңилаш вә сүпитини көтириш кәби муһим вәзипиләр алдида Миллий қурултай охшаш ишәшлик һәм очуқ пикир мәйданиниң зөрүрлүгини ейтти.
«Дүгләк үстәл» давамида миллий қәдрийәтләрни, мәдәний вә тарихий мирас-ғәзнилиримизни һимайә қилиш вә уларни йеңилаш, җәмийәттә китап вә китапхана мәсилисини изчил қолға елип, көпчиликниң китап оқушиға мүмкинчилик яритиш зөрүрлүги тоғрилиқ әтраплиқ пикир-тәклипләрму оттуриға қоюлди. Ушбу пикирләрни қоллап-қувәтлигән тарихчи Болат Қабдушев «адәмләрни китап оқушқа дәвәт қилиш үчүн һәрбир учришишта, рәсмий чарә-тәдбирләрдә китап соға қилиш әнъәнисини шәкилләндүрүш керәк», дегән тәкливини билдүрди вә өзи Милләт устази Ахмет Байтурсынулыниң һаятиға мунасивәтлик йеңи китапни 1-Оқуғучилар өйигә соға қилди.

18 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы