• Спорт
  • 30 Қаңтар, 2014

Мусабиқә статуси көтирилди

Хәлиқара велосипедчилар иттипақи Қазақстан Велоспорт федерациясиниң 2014-жили бир — күнлүк «Тур Алматы» мусабиқисини өткүзүшкә рухсәт бәрди. Бу һәққидә Алмутида болуп өткән мәтбуат конференциясидә мәлум болди. Униңға Қазақстан Җумһурийити спорт вә тәнтәрбийә ишлири бойичә агентлиқ рәисиниң орунбасари Аллен Чайжунусов, Алмута шәһири һакиминиң орунбасари Зауреш Аманжолова вә «Қазақстан спорт технологиялири» ҖЧЙниң баш мудири Арнур Ибраев қатнашти. Һазирқи тәхминләр бойичә, новәттики веломусабиқә бийил 3-августта өтиду. Униңға жигирмидин ошуқ команда қатнишиду дәп күтүлмәктә. Мәлумки, «Тур Алматы» мусабиқиси дәсләпки қетим 2013-жили утуқлуқ өткүзүлгән еди. Шу мусабиқиниң йәкүнлири муваппәқийәтлик болғачқа, хәлиқара велосипедчилар иттипақи мәзкүр турниң статусини 1.2 дәриҗисидин 1.1 дәриҗисигә көтәрди. Демәк, бийил  Алмута мусабиқисиға дунияға тонулған «Астана», «Катюша», Movіstar, Omega Pharma командилири қатнишиду.

337 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы