• Спорт
  • 01 Ақпан, 2024

Йезидики спорт фестивали

Қазақстанниң келәчиги – билимлик әвлатниң қолида десәк, мана шу билимлик әвлатниң келәчиги – саламәтлигигә бағлиқ.  Демәк, яшлиримизға тәлим-тәрбийә бериш билән биллә уларниң спорт билән шуғуллинип, сағлам өсүшигә зәмин яритишму интайин муһим. Шуни етиварға алған Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өзиниң дәсләпки Мәктүбидә аммивий спортни риваҗланландурушқа алаһидә тохталған еди. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

Бүгүнки күндә җумһурийәт бойичә 43 миңдин ошуқ спорт сарайлири ишләйду, уларниң 23 миңдин ошуғи йезиларда җайлашқан. Шундақ спорт комплекслириниң бири Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида қәд көтәрмәктә. 
Лекин бүгүнки гәп бу һәққидә әмәс. Йеқинда Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида аммивий спортни тәрәққий әткүзүш, сағлам һаят тәризини тәрғибат қилиш мәхситидә қишлиқ спорт оюн түрлиридин фестиваль уюштурулди. Мәзкүр чарә-тәдбиргә наһийәдики йезилардин меһманлар, наһийә мәркизидики мәһкимә вә ишләпчиқириш орунлириниң хадимлири, спорт ветеранлири, яшлар  паал қатнашти.
– Хәлқимиздә «Тени сақ адәмниң – җени сақ» дегән гәп бар. Биз саламәтлигимиз мустәһкәм болғанда, бар күчимизни, әқил-ойимизни әмгәккә сәрип қилимиз. Шуңлашқа мошу чарә-тәдбиргә қатнашқучиларға зор миннәтдарлиғимни билдүримән. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң аммивий спортни риваҗландуруш бойичә тапшурмисиға бенаән, елимиздә көплигән чарә-тәдбирләр уюштурулмақта. Бүгүнки фестивальму әйнә шуниң ярқин бир көрүнүши, – деди Уйғур наһийәсиниң һакими Бота Елеусизова өз нутқида. 
Хулләс, таза һавада, тағ етигидә өткән фестивальға қатнашқучилар чаңғуда, чанида тейилиш, ағамча тартиш, гир таш көтириш, қардин Қиш бовай ясаш қатарлиқ қизиқарлиқ мусабиқиләргә қатнишип, вақитни интайин көңүллүк өткүзди. Фестиваль ахирида алаһидә маһарәт көрситип, ғалибийәт қазанғанлар 1-2-3-дәриҗилик медальлар билән мукапатлиди. 
Рәсмий әхбаратларға асаслансақ, һәр жили җумһурийәттә 25 миңдин ошуқ аммивий спорт чарилири өткүзүлүп, униңға 12 миллион адәм иштрак қилидекән. Кейинки жилларда жүгрәш, марафонлар, велоспорт, спорт фестивальлири, аиләвий мусабиқиләр вә аммивий музда тейилишлар аһали арисида алаһидә аммибаплиққа егә болуватиду. Буниңға Аваттики фестивальда йәнә бир мәртә көз йәткүздуқ. Чүнки ақ қарға жиғилған адәмниң қариси интайин көп болди. Президентимиз ейтқандәк, аммивий спортни риваҗландуруш – пирамидиға айлиниши керәк. Мана шундила биз сағлам һәм сәвийәлик әвлатни, күчлүк милләтни қелиплаштуралаймиз. 

70 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы