• Спорт
  • 25 Сәуір, 2024

Һазир 43 йолланма бар

Өткән һәптидә Қазақстан командисиниң ғоҗуниға академиялик қолвақ үзүштин Парижда өтидиған язлиқ Олимпиада оюнлириға дәсләпки йолланма чүшти. Бу һәққидә Туризм вә спорт министрлигиниң мәтбуат хизмити хәвәрлиди. Җәнубий Кореяниң Чунджу шәһиридә өтүватқан Азия чемпионатиниң лицензиялик турнирида Владислав Яковлев шәхсий мусабиқидә утуққа йәтти. Талланма командиниң спортчиси 2000 метрлиқ мусабиқидә асасий рәқиви Мемони (Индонезия) йеңивалди. 
 Буниңдин сәл илгири Доха шәһиридә өткән спорт гимнастикисидин лицензиялик дуния Кубогида қазақстанлиқ спортчи Нариман Қурбановму язда Парижда өтидиған Олимпиадиға лицензия йеңивалди. Бу мусабиқидә Нариман 70 пай топлап, иккинчи орунни егилиди. Мәлумки, спорт гимнастикисида Олимпиада лицензияси рейтингта биринчи һәм иккинчи орунда турған спортчиларға берилиду. Қошумчә қилсақ, бу спорт гимнастикисидин Қазақстан командисидики иккинчи лицензия. Илгири йәнә бир лицензияни Милад Карими утувалған еди. 
 Бийил бадминтондин Қазақстан командиси дәсләпки қетим Олимпиада лицензиясини елишқа муйәссәр болди. Бадминтондин талланма командиниң әзаси Дмитрий Панарин Парижға йолланма алди. Дмитрий Панарин олимпиадилиқ рейтингта 25 005 пай билән 31-орунни егилиди. Шундақла Қазақстан командиси командилиқ һесапта 25 дөләтниң қатариға кирди.
 Әнди Японияниң пайтәхти Токиода өткән каноэ вә байдаркида үзүштин Азия чемпионатида Сергей Емельянов билән Тимур Хайдаров җүплүк мусабиқидә Олимпиада лицензиясини йеңивалди. Қазақстанлиқ спортчилар каноэ билән 500 метрлиқ мусабиқиниң финалида рәқиплирини тиз пиктүрди.
 Шундақ қилип, мошу күнгә қәдәр Қазақстан талланма командисиниң ғоҗунида язлиқ Олимпиада оюнлириға һәрхил спорт түрлиридин 43 лицензия бар. 
 Қошумчә қилсақ, бийил язлиқ Олимпиада оюнлири Парижда 26-чиллә 11-томуз күнлири арилиғида өтиду. 

23 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы