• Спорт
  • 01 Ақпан, 2024

Мария Дмитриенкониң утуғи

Насирахун РОЗАХУНОВ,
“Uiğur avazi”

Қаһиридә өтүватқан рейтинглиқ дуния кубогида оқ етиш бойичә Қазақстан талланма командисиниң әзаси Мария Дмитриенко алтун медальға еришти.
Қазақстан Җум­һурийити туризм вә спорт министрлигиниң хәвиричә, Мария Дмитриенко “трап” көнүкмисиниң һәл қилғучи басқучида алдинқи орунни егилиди.
Тәкитләш керәкки, мәзкүр мусабиқидә муваппәқийәт қазиниш Парижда өтидиған язлиқ Олимпиада оюнлириға қатнишиш үчүн шәхсий олимпиада квотисини елишқа ISSF җәдвили бойичә өз рейтингини көтиришкә имканийәт бериду.
Мисирда өтүватқан дуния кубогиға дунияниң 65 дөлитидин 700дин ошуқ спортчи қатнишиватиду. Қазақстан талланма командисиға 16 спортчи вакаләтлик қиливатиду.
 

66 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы