• Спорт
  • 18 Мамыр, 2012

Мәйдан егилири ғалип чиқти

Йеқинда Чонҗа йезисидики Балилар вә өсмүрләрниң спорт мәктивидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң хатирисигә беғишланған футбол бойичә турнир өткүзүлүп, униңға Алмута шәһири, Әмгәкчиқазақ, Панфилов вә Уйғур наһийәлири мәктәплириниң жуқарқи синип оқуғучилиридин тәркип тапқан талланма командилири қатнашти. Мошу йәрдә мәзкүр турнирға Уйғур наһийәлик Билим, тән тәрбийә вә спорт бөлүминиң пухта тәйярлиқ көргәнлигини ейтмай мүмкин әмәс. Йәни наһийәниң 30 оттура мәктивиниң футболчилири 6 топқа бөлүнүп, һәр топтин ғалип аталған командилар 28-апрель күни өз ара күч синишип, І орунни — Кәтмән, ІІ орунни — Чонҗа, ІІІ орунни Чоң Ақсу оттура мәктәплириниң футболчилири йеңивалди. Әйнә шундақ күч синашлардин кейин ениқланған Уйғур наһийәсиниң талланма командиси Алмута шәһири вә хошна икки наһийәниң командилири билән футбол мәйданида әң күчлүк команда атиғи үчүн  күрәшкә чүшти. Турнирниң ечилишиға беғишланған мәрасимда наһийә һакими Көйүмчан Өмәров, ҖУЭМниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов, турнирниң тәшкилий комитетиниң рәиси ҖУЭМ йеидики Спорт кеңишиниң рәиси  Махмут Искәндәров вә башқиму меһманлар сөзгә чиқип, бүгүнки спорт мәйрими яш әвлатниң сағлам өмүр тәризини шәкилләндүрүш, футбол оюниниң аммибаплиғи билән яш футболчиларниң маһирлиғини ашуруш йолида муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәкитләп,яш футболчиларға утуқ тилиди. Андин оюнлар башланди. Дәсләп, Алмута шәһири билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң командилири учришип, нәтиҗидә 3:1 һесави билән әмгәкчиқазақлиқлар ғалип чиқти. Уйғур наһийәлик футболчилар яркәнтликләрни 3:0 һесави билән йәңди. Финалда Уйғур вә Әмгәкчиқазақ наһийәлириниң футболчилири учришип, мәйдан егилири 3:1 һесави билән утуққа йәтти. Үчинчи орунни болса, алмутилиқлар үстидин 3:2 һесави билән ғалибийәт қазанған Панфилов наһийәсиниң талланма командиси егилиди. Ғалип чиққан командиларға Пәхрий ярлиқ вә ахчилиқ мукапатлар тапшурулди. Шундақла маһарити билән көзгә чүшкән айрим футболчиларға рәғбәтләндүрүш мукапатлири берилди.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

Уйғур наһийәси.  

393 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы