• Һасан-һүсән
  • 24 Желтоқсан, 2015

Хушхойлар вә тапқурлар клуби

Мошу жили бизниң һаятимизда чоң хошаллиқ йүз бәрди. Биз дәсләпки қетим Уйғур КВН лигисиға қатнаштуқ. Командимизниң нами «Допиңиздин өргиләй» дәп атилиду. Бу команда 2010-жили Ясин ака Мирзалимовниң тәшәббуси вә мәктивимизниң уйғур тили вә әдәбияти пән муәллимлириниң қоллап-қувәтлиши билән қурулған.«Ат изини тай басар» демәкчи, у акилиримиз мәктәпни тамамлап кәткәндин кейин, новәт бизгә кәлди. Һазир командимизда алтә адәм бар. Улар Мурадил, Дидар, мән, Арзу, Пәрһат вә Руслан. Бу қетимқи оюнға алтә команда қатнашти. Уларниң арисида әң кичиги биз болдуқ. Шуниңға қаримай, финаллиқ оюнға йолланма алдуқ. Концертимиз Алмута шәһиридики «Қазақконцерт» залида өтти. Биз илгири мундақ чоң сәһнини көрмигән едуқ, шуңлашқа дәсләп һодуқуп, һәтта титирәк бесип кәтти. Сәһнигә көтирилип  тамашибинларниң күлкиси билән алқишлирини көргәндин кейин биздә қорқунуш аламәтлири аста-аста бесилғандәк болди. Ахирида Һаким ака Тохтахунов вә жюри әзалири сәһнигә чиқип сөзлигәндә, «финалға өтәрмизму» дегән әндишә йәнә пәйда болди. Тәлийимизгә яриша биз финалға чиқтуқ. Хошаллиғимизда чәк болмиди. Достлиримиз бизни чин жүрәктин тәбрикләшти. Бешимиз көккә йәтти. Бизниң шиаримиз: «Финалда, мүмкин, бизгә биринчи орун йоқтур, бирақ Гран при чоқум биздә болиду».

Дилмурат  СӘЙПИДИНОВ,

29-Бесағаш оттура  мәктивиниң оқуғучиси.

Талғир наһийәси.

Мениң арминим

Армансиз адәм болмас. Мениңму арманлирим көп. Һазирқи күндә мениң әң чоң арминим — дохтур болуш. Билимлик дохтур болуп, ағрип қалған адәмләргә тоғра диагноз қоюп, уларни сақайтишни нийәт қилимән. Бу арминимға йетиш үчүн мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, алий оқуш орниға чүшүшим керәк. Яхши оқуп, арминимға  йәткәндин кейин ишләп тапқан пулумға  салон ачқум келиду. Шуниңдин кейин апам билән дадамни мусулманларниң муқәддәс җайи Мәккигә апирип, шу йәрләрни өзәмму зиярәт қилиш арзуюм бар. Шундақла мән ата-анам узақ өмүр сүрүп, арзу-арманлириға йәтсекән, дәп арман қилимән. Достлирим һәрдайим мениң билән биллә болса, мени қоллап-қувәтлисә, мәнму уларға қолумдин кәлгән яхшилиғимни айимисам дәймән. Момамму узақ өмүр сүрүп, һечқачан ағримай, һәрдайим өйүмизниң төридә олтарсекән. Мән бу арманлиримға йетиш үчүн тиришип билим елишим лазим. Худайим буйриса, бу арманлирим әмәлгә ашиду дәп ойлаймән. Адиләм АСИМОВА, 29-Бесағаш оттура мәктивиниң оқуғучиси.

Талғир наһийәси.

 Мениң сөйүмлүк устазим

Мән  Яркәнт шәһиридики Х.Һәмраев намидики уйғур оттура мәктивиниң 4-синипида билим еливатимән. Төрт жил мабайнида бизгә тәҗрибилик устаз Алийәм Ғоҗамқулова сүпәтлик билим бериватиду. Алийәм Әнвәр қизи бизниң иккинчи анимиз, мениң сөйүмлүк устазим. Һәрдайим өзиниң әқил-мәслиһәтлирини берип, анилиқ меһрини төкиду. Һәрбир пәнни бизгә пухта үгитип, дайимән математика, уйғур тили пәнлиридин қошумчә дәрисләрни өткүзүп туриду. Бизму устазимизни зәң қоюп тиңшап, тапшурмиларни дурус, тәләпкә лайиқ орунлаймиз. Устазим – мениң пәхрим.

Мунира РАЗИЕВА,

Х. Һәмраев намидики уйғур

 оттура мәктивиниң оқуғучиси.

Яркәнт шәһири.

361 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы