- Һасан-һүсән
- 23 Маусым, 2016
Устазимға рәхмәт
Мана, оқуғучилар көптин күткән ахирқи қоңғурақ авазиму яңриди. Биз дәсләпки қетим мәктәп босуғисини атлиғинимизға төрт жил өтүпту. Башланғуч мәктәпни тамамлидуқ. Бизниң дәсләпки устазимиз Клара Һасанҗан қизи Турдимәмәтова қолумизға қәләм тутқузуп, йезишни, оқушни үгәтти. Устазимиз һәммимизниң бойиға чоңларни һөрмәт қилиш, дост қәдрини билиш, билимгә интилиш қатарлиқ алий пәзиләтләрни сиңдүрди. Устазимизниң әмгиги түпәйли һәрхил мәйрәмлик чарә-тәдбирләрдә паалийәтчанлиқ көрситип, дайим үлгилик синиплар қатарида тилға елиндуқ. Буниң үчүн биз дәсләпки устазимиз Клара Һасанҗан қизиға чәксиз миннәтдармиз. Буниңдин кейинму яхши оқуп, дәсләпки устазимизни йәргә қаратмаймиз дәп вәдә беримиз.
Ирадә АБДУХАЛИҚОВА,
И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивиниң оқуғучиси.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.324 рет
көрсетілді0
пікір