• Спорт
  • 03 Қараша, 2016

Спортчилиримиз мукапатсиз қалмиди

Бу спортчилар тоғрисида биз илгириму язған. Уларни гезитханлиримизниң һәммиси болмисиму, бәлгүлүк қисми тонуйду. Әйнә шуларниң бири, ушу-саньда бойичә бирнәччә дүркүн Азия чемпиони аталған  Руслан Либиров йеқинда Тайпей шәһиридә (Тайвань) хәлиқара мусабиқидә үчинчи орунға сазавәр болса, 18 яшлиқ Малик Низамидиновму Бургас шәһиридә (Болгария) өткән дуния чемпионатидин қуруқ қол қайтмиди. 70 килограмм салмақ дә­риҗисидики Руслан Либиров қирғизстанлиқ спортчини асан­­ла тиз пүктүрсә, йеримфиналда униңға ХХҖдин кәлгән спортчи билән хелә елишишқа тоғра кәлди. Уйғур жигитиниң Азия чемпионатиға қат­нишип, ІІІ орунға егә болушиниң өзи чоң утуқ. Әнди 48 килограмм салмақ дәриҗисидә һиндстанлиқ спорт­чи билән күрәшкән Малик Низамидиновниң ма­һаритиниму қазилар жу­қури баһалиди. Амма йеримфиналда у россиялик спортчиға утулуп қалди. Нурғунлиған спортқа иш­тияқ бағлиған уйғур яшлирини тәрбийиләп, уларни спортниң егиз чоққилиридин көрүнүшигә бәл бағлиған Алик Җәлилов билән Камил Абдримов қатарлиқ мәшиқләндүргүчиләрниң шагиртлири болған Руслан Либиров вә Малик Низамидинов бу қетим устазлиринила әмәс, бәлки көпчилигимизни хошаллиққа бөлиди. Биз уларни новәттики утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз. Мәшүр САСИҚОВ.

370 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы