• Спорт
  • 22 Тамыз, 2018

Ирадә

Йеқинда Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өз һозурида бир топ спортчиларни қобул қилип, уларни бу саһадики зор утуқлири билән тәбрикләп, елимиздә сағлам һаят тәризини тәрғип қилишқа чоң һәссә қошуватқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ билдүргән еди. Әйнә шуларниң арисида Зульфира исимлиқ уйғур қизиниң болғини бизни қизиқтуруп қойди.Пауэрлифтинг бойичә спорт маһири Зульфира Ибрагимовани тепиш қийин болмиди. У теги-тәкти ачиноқилиқ, һели шәһәрниң илгири “Красный Восток” дәп атилидиған мәһәллиниң турғунлири Мәһәмәтҗан ака билән Иззәтбүви һәдиниң кәнҗиси екән. Өмри деханчилиқ билән өткән бу инсанларниң шәһәргә көчүп келишигә мәйип туғулған қизлири Зенәтбүви билән Зульфира сәвәп болди. Улар дайим дохтурниң назаритидә болуши һаҗәт еди. Қизлар шәһәрдики мәхсус мәктәп-интернатта билим алди. Җисманий азап роһий чүшкүнлүклирини йетәкләп жүрүши тәбиий. Лекин ирадилик инсанлар һәрқандақ қийинчилиқни йеңишкә қабил екән. Буни Зульфира дәлилләп бәрди. У йеқинлириниң мәслиһити билән 2013-жили «Инвоспорт» клубиға кәлди. – Мәхситим йеник атлетика билән шуғуллиниш еди, – дәйду Зульфира. – Амма у йәрдикиләр турқумға қарап пауэрлифтинг, йәни спортниң штанга көтириш түрини тәвсийә қилишти. Келиштим. Өзәмни синап көрмәкчи болдум. Шундақ қилип, дехан қизи мәшиқләндүргүчиси Артур Томинскийниң рәһбәрлигидә қизғин мәшиқлинишкә башлиди. Бир жилдин кейин у Павлодарда өткән спартакиадида ІІ орунға еришти. Ариға йәнә бир жил селип, Көкчетавдики спартакиадида биринчиликкә еришти. Шуниңдин буян Зульфира Ибрагимова һәрхил чоң-кичик мусабиқиләргә қатнишип, 5 қетим иккинчи, 10 рәт биринчи орунға еришти. Йеқинда у “Спорт маһири” атиғиға сазавәр болди. Әнди у хәлиқара турнирларға қатнишиш һоқуқиға егә. Һазир у кәлгүси жили Дубайда өтидиған мусабиқигә қизғин тәйярлиқ көрүватиду. Топимизда он спортчи. Қизлардин мән ялғуз едим. Йеқинда бир өзбәк қизи қошулди. Әнди мәшиқләрму көңүллүгирәк болуватиду, – дәп күлиду ирадилик спортчи. Алаһидә тәкитләш керәкки, өз топида дәсләп спорт маһири аталған вә ортақ ғоҗунға әң көп медаль салған Зульфира Ибрагимова өз спорт клубиниң әмәс, Қазақстан бойичиму хелә салмаққа егә спортчи сүпитидә етирап қилиниду. Әпсус, бу утуқлиримни көрүш анамға несип болмиди. Шундиму дадам, қериндашлирим маңа чоң мәдәт, йөләк болуп келиватиду. Һәдәмниң йолдиши Сапар Турғанбековтинму чәксиз миннәтдармән. Клубқа апирип-әкелип жүргән шу. Шундақла мәшиқләндүргүчим Артур Томинскийдин бир өмүр рази, – дәйду Зульфира. Үзидин тәбәссүм вә нур йеғип турған Зульфираға қарап, униң һаятқа болған зор ишқи вә ирадисигә қайил болисән. Һә, әмгәк вә интилиш бәрибир өз мевисини беридекән. Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ. Алмута шәһири.

498 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы