• 1-март – Миннәтдарлиқ күни
  • 27 Ақпан, 2019

«Яшлар қорқумсиз болуши керәк»

Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази” Җаппаровлар аилисини адәттә “дохтурлар сулалиси” дәп атайду. Һазир мәзкүр сулалиниң әнъәнилирини Сухраб Җаппаров давамлаштуруп кәлмәктә. 2017-жили Сухраб илим-пән саһасиға қошқан үлүши үчүн Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Милләт Лидери фонди мукапитиниң лауреати аталди. Өткән жили болса, «Қазақстанниң 100 йеңи исми» җумһурийәтлик конкурсида ғалип чиқти. Йеқинда биз Сухраб Җаппаровни сөһбәткә тәклип қилдуқ. – Сухраб, сән кәсип таллиғанда һеч қийналмиған болушиң керәк? – Раст дәйсиз. Чүнки дадам Әбәйдуллам, апам Росхан тонулған дохтурлар. Шуңлашқа кичигимдинла дохтур болушни арман қилдим. Үч-төрт йешимдила дадамниң китаплирини варақлашни яхши көрәттим. Сүрәтлири җиқ китаплар еди. Дадам билән апам дайим өзлириниң ишлири тоғрилиқ гәплишидиған. Әлвәттә, әйнә шундақ муһитта чоң болғачқа, кәсип таллиғанда һеч қийналмидим. Мәктәпни 1993-жили тамамлап, Алмутидики С.Асфендияров намидики медицина университетиға оқушқа чүштим. Мәзкүр билим дәргаһини 1998-жили пүтәргәндин кейин университетта балилар стоматологияси кафедрисиниң ординатурисида, кейинирәк аспирантурисида оқудум. 2004-жили намзатлиқ диссертация қоғдидим. 2006 – 2009-жиллар арилиғида С.Асфендияров намидики университетниң вә Москвадики Сеченов намидики медицина академиясидә балилар стоматологияси кафедрисиниң докторанти болдум. Илмий тәтқиқатлиримниң нәтиҗисидә қириқ бәшкә йеқин илмий мақалә елан қилдим, тоққуз кәшпиятқа патент алдим. Илмий ишлар билән бир қатарда әмәлий ишләш мәхситидә 5-клиникилиқ ағриқханисида әмгәк қилип келиватимән. Өткәндә һесаплисақ, бизниң аилиниң мошу саһадики умумий әмгәк стажи 60 жилдин ешип кетипту. Буни мәлум дәриҗидә рекорд дәп тәкитләшкиму болиду. – Мениң билишимчә сән һазир Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти — Милләт Лидери фондидики илмий кеңәш рәисиниң орунбасари. Мошу йөнилиштики паалийитиң тоғрилиқ тәпсилий тохтилип өтсәң? – Тәкитләш лазимки, Тунҗа Президент – Милләт Лидери фонди паалийитиниң бирнәччә йөнилиши бар. Иҗтимаий, мәдәнийәт вә башқиму саһалар бойичә кеңәшләр. Мәлумки, илгири Пәнләр академиясидә яш алимлар кеңиши болған. Кейинки жилларда академияниң паалийитидә нурғун өзгиришләр йүз бәрди, йәни у Балон системисиға өтти. Яш алимлар кеңиши ишини тохтатти. Әнди Фонд йенидики илим-пән бойичә кеңәш елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән 2007-жили тәшкил қилинған. Мәзкүр кеңәш ишиға һәрхил йөнилиштә илмий ишлар билән шуғуллиниватқан яш алимлар җәлип қилинди. Дәсләпки қетим С.Асфендияров намидики медицина университетиға 200 яш алим жиғилдуқ. Шуларниң ичидин он сәккиз адәм кеңәшкә таллавелинди. Шуларниң ичидә мәнму болдум. Бу кеңәшниң асасий вәзиписи – яш алимларға ярдәм бериш. Бу җәмийәтлик иш. Биз әндила илим-пәндә қәдәм ташлиған яшлар үчүн нурғун чарә-тәдбирләрни уюштуримиз, грантларни бөлүмиз. Грантлар беваситә илмий тәтқиқатлар үчүн, чәт әлләрдә оқуш үчүн, студентларниң илмий әмгәклири үчүн берилиду. Уларниң илмий ишлирини әмәлиятта пайдилинишни қолға кәлтүримиз. Бәзиләр «яш алимларниң илмий тәтқиқатлирини әмәлиятта қоллиниши үчүн нурғун вақит сәрип қилиниду» дейиши мүмкин. Бу хата пикир. Яшларни илим-пәнгә инталандуруш мәхситидә биз әнҗуманларни, конкурсларни уюштуруп келиватимиз. Униңға йеңи идеяләргә мәнпийәтдар тиҗарәтчиләрниму җәлип қилимиз. Әгәр яш алимниң яхши кәшпияти яки идеяси болса, инвесторлар шу йәрдила өзлириниң пикирлирини ейтиду. Шундақла «Идея үчүн – бир миллион» дегән программиму бар. Бу йәрдә яш алимниң идеяси тиҗарәтчигә яқса, дәррула бир миллион тәңгә бериду. Демәк, яш алимму һәм тиҗарәтчиму бу идеяниң тез-арида әмәлгә ешишиға мәнпийәтдар. Ейтмақчи болғиним, илмий тәтқиқаттин әмәлиятқичә кетидиған вақит көп әмәс. Мәлумки, һазир елимиздә илим-пәнни коммерцияләштүрүш җәрияни жүргүзүлүватиду. Бу – яш алимларни, илмий лайиһиләрни рәғбәтләндүрүшниң муһим васитиси. Дөләт буниңға мәнпийәтдар. Униңдин ташқири яш алимлар үчүн маһарәт дәрислирини өткүзимиз. Уларға Қазақстандинла әмәс, шундақла йеқин вә жирақ чәт әлләрдин тонулған алимларни тәклип қилиш имканийитимиз бар. МДҺ әллириниң алимлири билән қоюқ мунасивәт орнаттуқ. Әгәр яш алимларға лайиһиси үчүн чәтәллик алимларниң һәмкарлиғи һаҗәт болса, биз беваситә шундақ илмий мәркәзләргә чиқалаймиз. Демәк, алим үчүн артуқ аваригәрчилик азийиду. Мана үч жилдин буян биз «Burabay forum: Қазақстанниң хәлиқара һәмкарлиғи» форумини өткүзүп келиватимиз. Дәсләпки форум Қазақстан вә Россияниң чегаридаш регионлириниң һәмкарлиғи мәсилилирини муһакимә қилинған учришишлар даирисидә өтти. Униңда башқа мәсилиләр қатарида илим-пән саһасидики һәмкарлиқ мәсилилири муһакимә қилинди. Дәсләпки форум утуқлуқ өткәндин кейин уни өткүзүшни әнъәнигә айландурушқа келиштуқ. Чәтәллик алимлардин ташқири биз дөләт органлириниң вәкиллирини тәклип қилимиз. Мәсилән, өткән жили министрлар вә вице-министрлар кәлди. Мошу йәрдә яш алимлар өзлириниң соаллири билән беваситә шуларға мураҗиәт қилиш имканийитигә егә болди. Айрим мәсилиләр шу йәрдила һәл қилинишқа башлиди. Мәзкүр форумниң нәтиҗидарлиғи жуқури. Һазир новәттики форумни өткүзүш тәйярлиғини көрүватимиз. Униңға Дөләт рәһбириниң қатнишиши күтүлмәктә. – Яш алим сүпитидә илим-пән саһасини таллаватқан яшларға қандақ мәслиһәт бәргән болар едиң? – Мән яш алимларға қорқумсиз болуш мәслиһитини бәргән болар едим. Әлвәттә, һәркимниң яхши яшиғуси келиду. Биздә, немишкиду, болупму 90-жиллардин буян, илим-пәнгә болған көзқараш өзгәрди. Йәнә келип, сәлбий тәрипигә өзгәрди. Шуңлашқа яшларниң қизиқиши суслашти. Һазир әһвал тамамән башқичә. Дөләт тәрипидин мошу йөнилиштә нурғун ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Чәт әлләрдә оқуш имканийити, грантлар, кәшпиятни қисқа вақит ичидә әмәлиятта пайдилиниш, лайиһиләрни коммерциялик турғудин қоллиниш мүмкинчилиги, һәрхил дәриҗидики мукапатлар бар. Мән у тоғрилиқ жуқурида тәкитләп өттүм. Шәхсән өзәм дөләт һесавиға АҚШта, Россиядә, Япониядә оқуп, билимимни мукәмәлләштүрдим. Демәк, елимиздә илим-пән билән шуғуллиниш үчүн һәммә шараит моҗут. Шуңлашқа, йәнә бир қетим тәкитлигүм келидуки, яшлар қорқумсиз болуши керәк. – Кейинки жилларда дохтурларниң кәспий салаһийитигә мунасивәтлик сәлбий пикирләр көп ейтиливатиду. Мошуниңға мунасивәтлик пикриң қандақ? – Дохтур наһайити қийин кәсип екәнлиги һәммигә мәлум. Җавапкәрлик наһайити жуқури. Раст, әпсус, бәзидә кәсипдашлиримиз арисида кәспий салаһийити төвәнләрму учришип қалиду. Мениңчә, мундақ әһвал һәммә саһаларда болса керәк. Һәммини бир таяқта һайдашқа болмайду. Бәзидә күчлүк хирург йүзлигән операцияни утуқлуқ өткүзүп, бирла қетим хаталишип қалса, униң өткәнки әмгиги унтулуп қалиду. Немишкиду, пәқәт сәлбий тәрипила көрситилишкә башлайду. Мениңчә, бу объектив баһа әмәс. Һәммигә мәлумки, медицина – һазир сүръәтлик тәрәққий етиватқан саһаларниң бири. Һәр алтә айда дегидәкла йеңи технологияләр, техникилар, услублар җарий қилинип туриду. Яхши мутәхәссис мошу тәрәққият җәриянидин арқида қалмаслиғи керәк. Йәни дайим билимини ашуруп туруши лазим. Шәхсән өзәм дайим издиништә. Асасий ишим үз-иңәк хирургияси. Бу саһадики һәммә йеңилиқларни дайим назарәт қилип туримән. Демәкчи болғиним, миң қабилийитиң, тәҗрибәң болсиму, заманға лайиқ билимиң болмиса, утуққа йетишиң икки тайин. – Бизниң сөһбитимиз Миннәтдарлиқ күни мәйрими һарписида болуватиду. Һаятиңда кимгә миннәтдарлиқ билдүргән болаттиң? – Әлвәттә, биринчи новәттә, дадам билән апамға миннәтдармән. Чүнки атам-анам хирурглар болғачқа, медициниға болған муһәббитимни, қизиқишимни ойғатти. Дадам мән дохтур болушни арман қилидиғинимни ейтқинимда, “университетқа өзәңниң билимиң билән чүшүшиң керәк” дегән шәртни қойди. Мәктәптә оқуватқан чағлиримда билим елишим үчүн һәммә шараит яритип бәрди. Қошумчә дәрисләргә берип, айрим курсларда оқудум. Мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, университетқа бирла емтиһан тапшуруп оқушқа чүштүм (У вақитларда алий оқуш орниға чүшүш қаидилири шундақ еди – Й.М.). Ата-анам һазирму мениң йеқин мәслиһәтчилирим. Иккинчидин, маңа илим-пән йолида устаз болған медицина пәнлириниң доктори, тонулған алим Турған Сопиевқа миннәтдарлиғим чәксиз. Илим-пәндики утуқлиримға әйнә шу устазимниң арқисида йәттим. – Сөһбитиңгә рәхмәт.

226 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы