• Спорт
  • 10 Қазан, 2019

Шагиртлар устазини йәргә қаратмиди

Яркәнт тәвәсидә 150тин ошуқ спорт мәйданчиси бар екән. Уларда спортниң һәрхил түрлири билән мәшиқлиниватқан өсмүрләрни көрүп, уларниң спортниң у яки бу түридин утуқларға қол йәткүзүватқанлиғидин хәвәрдар болуп жүримиз. Болупму Шәриқниң йәкму-йәк күриши билән мәшиқлиниватқан балиларниң сани күндин-күнгә өсмәктә. Уларниң мәшиқләндүргүчилири һәққидә гәп қилимизкән, дәсләпкиләрдин болуп Үсүпҗан Вәлиев тилға елиниду. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Үсүпҗан Вәлиев дәсләп спорт ишқивазлирини шәһәрдики Әмгәкчи мәһәллисидики Мәдәнийәт өйиниң бенасида мәшиқләндүрүшкә башлиди. Кейинирәк Хелил Һәмраев, Билал Назим намидики мәктәпләрдә мәшиқләндүргүчи болди. Бу күнләрдә болса, «Яркәнт» шәхсий спорт залини ечип, спорт ишқивазлирини спортниң Джит-Кун-До түридин мәшиқләндүрүватиду. Мәзкүр спорт залида 80дин ошуқ өсмүр мәшиқлиниватиду. Үсүпҗан акиниң қизи Рошәнгүлму спорт маһири, атисиниң йоли билән маңди, бүгүн уму мәшиқләндүргүчи. Спорт залиға келиватқанлар арисида қизларниңму бар екәнлигини тәкитләш ошуқ болмиса керәк. Әнди «Яркәнт» спорт клубиниң әзалири вилайәтлик, җумһурийәтлик, Азия вә дуния чемпионатлириға қатнишип, яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватиду. Август ейида Сәмәрқәнд шәһиридә өткән спортниң Джит Кун До түри бойичә Азия чемпионатида 16 яшлиқ өсмүрләр арисида Бәхтияр Надиров билән Расул Султанов биринчиликни йеңивалди. Билимҗан Разиев болса, иккинчи орунни егилиди. Техи йеқинда йәнә мошу өсмүрләр Чимкәнт шәһиридә болуп өткән чемпионатта 2003 – 2004-жили туғулған балилар арисида 50 килограмм салмақ дәриҗиси бойичә Билимҗан Разиев билән 45 килограмм салмақ дәриҗиси бойичә Бәхтияр Надиров иккиси биринчиликни йеңивелип, устази вә ата-анилирини үмүтини ақлиди. Шуниму қошумчә қилиш керәкки, 6 – 16 яшқичә болған спорт ишқивазлири һәптисигә төрт қетим дәристин сирт вақтида турақлиқ шуғуллиниватиду. Уларниң қизиқиши үстүн һәм устазлириниң тәләпчанлиғи нәтиҗисидә мошундақ утуқларға қол йәткүзүватиду. Балилар мәктәптә тәртиптә интизамлиқ, оқушта әлачи яки зәрбидар болмиса, спорт клубиға әза болалмайду. Йәнә бир тәләп – ана тили, дөләт тили билән рус вә инглиз тиллирини яхши билиши лазим. Чүнки улар чәт әлләрдә болуп өтүватқан мусабиқиләрдә рәқиплири билән бемалал сөзләшни билиши нәзәргә елинған. – Спорт клуби әзалириниң қолға кәлтүрүватқан утуқлиридин мәһәллә турғунлири дайим хәвәр елип, мәғрурлинип жүримиз. Чүнки келәчәк егилири сағлам һаят тәризигә әмәл қилған һалда бош вақтини пайдилиқ иш билән өткүзүватиду. Уларниң һамийлири – ата-анилири. Мана шундақ келәчигидин үмүтләндүрүватқан өсмүрләрни тинмай мәшиқләндүрүватқан Үсүпҗан жутдишимиз билән һәқлиқ түрдә пәхирлинимиз, – дәйду Дөңмәлә мәһәллисиниң жигитбеши Ғлаждин Бақиев. Һәрхил дәриҗидики синақларда тавлинип чиниқиватқан өсмүрләр бу күнләрдә пат-йеқинда Алмутида өтидиған мусабиқигә җиддий тәйярлиқ көрмәктә. Панфилов наһийәси.

148 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы