• Шеирлар
  • 06 Қараша, 2019

Солғузмаймән, хәлқим, өзәң пәрвиш әткән гүлүңни

Шаирәм БАРАТОВА

Қиммитиңни биләр балаң Поэзияниң деңизини кечип кәлдим, Қур-мисрадин әлгә чачқа чечип кәлдим. Өз хәлқимдин йошурғидәк сиримму йоқ, Дил-қәлбимниң сандуғини ечип кәлдим. Көпни көргән, көпкә көнгән силәр данам, Азатлиқни тиләр балаң, кинәр далам. Мениң үчүн тәңдиши йоқ улуқ хәлқим, Сениң қәдир-қиммитиңни биләр балаң. Әл меһридин айрима Қәлимим бар, өзгидин раст пәрқим бар, Арқамда һәм таянч болар хәлқим бар. Әл йөлисә, бозәк болмай һаятта, Әркиләшкә мениңму һәм һәққим бар. Ишинимән, хәлқим – мениң тиригим, Вақип дайим бу дилимниң сиридин. “Мән хатирҗәм яшаш үчүн о, Алла, Әл меһридин айрима” дәп тилидим. Тиригим бар Нам-исмимни сизип, һәҗәп, тизимдин, Қайтурмақму оюң әсли бисимдин. Азап чекип, талантимни йоқар дәп, Ойлимиғин сән көрсәткән қисимдин. Ейтип кәлдим әлгә дилда барини, Күйлидим һәм шатлиғини, зарини. Ихтидарни тән алмисаң қорқмаймән, Айрийдиған хәлқим бар ақ-қарини. Мәйли өчәр һаятиңдин халисаң, Тенимәймән маңсам әҗдат изидин. Рәнҗишим йоқ қанитиңға алмисаң, Әл кәчмисә болди мәндәк қизидин. Ишинимән мени йөләр хәлқим – бар, (Бирән-сәрән чиқар сәндәк бәлкимба). Дәсләп Алла, андин хәлқим тиригим, Бу аләмдә аңа, ейтқин, тәң ким бар? Солдурмаймән гүлүңни Тәғдириңгә сәвир әттим, бәзән тешип қайнидим, Көлдә – аққуш, дил беғиңда булбулуң боп сайридим. Хәлқим, маңа әсли артуқ пул-дунияму һаҗәтсиз, Бу һаятқа келип өзәң тапқан пүтмәс байлиғим. Беғишлидим саңа өткән һәрбир күн һәм түнүмни, Бәхтиң үчүн қошқум келәр авазимни, үнүмни. Ана тил һәм маарипни қаричуғумдәк мән асрап, Солғузмаймән, хәлқим, өзәң пәрвиш әткән гүлүңни. Қазақ хәлқигә Уйғур дайим һәмра болған қазаққа, Қазақму һәм йөләр бизни азапта. Өтмүш-тарих сәһиписи сөз қатса, Тәң күрәшкән биллә талай ғазатта. Җан хәлқимниң нийитини билип қой, Сән қайғурсаң униң көңли шат әмәс. “Уйғурғу” дәп, көз қириңни селип қой, Бизму саңа қериндашқу, ят әмәс. Хәлқим хошал сәндәк достниң бариға, Билисәнғу дил-көңлидә зари бар. Чин достлуққа һәсәт етип, о Алла, Яв-дүшмәнләр кирмигәй һеч ариға. Бар хәлиққә әттиң пәқәт ғәмхорлуқ, Көрмәй өтти зораванлиқ һәм зорлуқ. Әң муһими сениң билән, җан достум, Болди дайим деризиси тәң, толуқ. Қәдри қиммәт тинич патқан һәр түнниң, Инақлиққа зоқи кәлсун һәркимниң. Достлириң көп, шу достларниң ичидә, Орни бөләк болғай дайим хәлқимниң. Сақлинар еқидәң Жутум, сәнсиз чоқум көкләп көкәрмәймән, Бу һаятниң қир-сириға чөкәлмәймән. Тәлим берип қаттиң әлниң қатариға, Сүйин ичкән қудуғумға түкәрмәймән. Мениң үчүн сән бебаһа, нәрқиң бөләк, Әгәр билсәң, башқа жуттин пәрқиң бөләк. “Өз хәлқиңниң тәғдирини тинмай яз” дәп, Қәләм тутқан күндин башлап шәртиң бөләк. Артқан үмүт-ишәнчәңни ақлап өтәй, Бу көңлүмни нур-тәптиңгә қахлап өтәй. Әркилитип кәң бағриңға бастиң мени, Еқидәңни жүригимдә сақлап өтәй. Қулуң болғай қулунуң Йәңдим талай синиғини җудунниң, Иссиқ меһри йөләп кәлгәч жутумниң. Қайрисаңму қанитимни тәғдирим, Айримиғин “жут” дегән бир қутумдин. Ишқ отуңда бу җеним җунун болсун, Сәнчүн тәйяр һәрқанчә зулум болсун. Ана жутум, бойнумда қәризим бар, Хизмитиңдә қулунуң қулуң болсун. Әзиз йезам Мениң үчүн бөләк, жутум, гөзәллигиң, Кәң бағриңни узақ көрмәй төзәлмидим. Сәндин көркәм өзгә йеза барду бәлким, Бирақ уни мән һазирға сезәлмидим. Немишкиду һөзүрлинип қадалмаймән, Қадалсамму шеиримға қаталмаймән. Әзиз йезам, сениң охшаш иссиқ жутни, Аләмни миң айлансамму тапалмаймән. Ярға наз Шәһәр таман учқан қушмән Шериндин, Қувәт елип өскән макан-йеримдин. Хизмәт әткин хәлқиңгә дәп узатқач, Поэзиягә дилим билән берилдим. Йетәклидим биллә қутлуқ қәләмни, Һапаш етип әлгә тәвә әләмни. Ишәнгин яр, илһамлинип қайтимән, Көрүп кәлсәм бирәр қетим мәләмни. Шунда пәқәт өлмәс қурлар язимән, Сап булақниң марҗинини қазимән. Сәнму мәндәк сөйгин ана жутумни, Шунда пәқәт мән сениңдин разимән. Мәнисиз һаят Ата-анам янда жүрсә сәзмәптимән, Өткән екән бу өмрүмниң есил чеғи. Бала едим қәдрин билип кәзмәптимән, Бағри болған һур җәннәтниң йешил беғи. Шу жиллири отта пүтүн бәдән көйгән, Вәйран әткәч җаһил әҗәл теч өмүрни. Адаләтни һәқиқәтчил атам сөйгән, Рәнҗитмәстин өткән анам һеч көңүлни. Талай вақит җудалиққа төзәлмидим, Пушайманда өз гөшүмни өзәм йедим. Атамни мән пәйғәмбәрдәк дана десәм, Ана, сәнчу периштәдәк гөзәл едиң. Еғир кәлди әҗәл бизни айриғини, Жулуп алди аилимиз байлиғини. Қалмидиғу бу һаятниң маһийити, Қандақ сөйәй әнди өмүр қайнимини?.. Бәзгүм келәр бәзән өмүр базаридин Җан анамни издидим әл қатаридин, Тапалмиғач, арам елип яталмидим. Һаят чағда сәзмәй қалдим қиммитини, Өткән талай сәвәнлигим-хаталиғим. Ейтқум келәр кимләрниду чиң қучақлап, Бу өмүрниң шәпқәтсиз һәм қаталлиғин. Иллиқ сөздә сунуқ көңлин ясалмидим, Тиригидә бирәр шеир язалмидим. Кәткинидә әнди аңа һаҗәт әмәс, Өкүнүшлүк наләм билән һазаримниң. Бу һаятниң мениң үчүн мәзмуни йоқ Бәзгүм келәр бәзән өмүр базаридин... Ана меһридин айрилмиғай Бақмиди раст, маңа һәргиз өмүр күлүп Униңға һәм қалидекән көңүл көнүп. “Қизимғу” дәп әркилитип мени, хәлқим Қойғинә бир ихласиңға чөмүлдүрүп. Җан анамниң меһрини мән кинәп қалдим, Бәзән жүрәр йолни тапмай тенәп қалдим. Талай қетим бешимға таш тәккинидә, Пәрзәнтләрниң тәлийини тиләп қалдим. Зерикмигәй бала өмүр қайнимидин, Айрилмиғай әң асасий байлиғидин. Улуқ Алла, балиларниң байлиғи шу – Аниларниң көйүмидин айримиғин! Қериндишим – қаяшим (Акам Баһадурға беғишлаймән) Көпни көрдүң, көпкә төздүң һаятта, Талай қетим тәгди бешиң таяққа. Һәр тәрәпкә сәрсан етип тенәтмәй, Һәммимизни сән турғуздиң аяққа. Зарлатсиму ата-ана пириғи, Сән бар үчүн өчмиди өй чириғи. Мәслиһәткә муһтаҗ болғач бу жүрәк, Бөлүшимиз дилимизниң сирини. Гәр сүрүнсәк жиқитмастин йөлидиң, Көйүм билән пак меһриңгә бөлидиң. Ака, мәһрум ата-анам алдида Пәрзиң өтәп, қәрзиңни һәм төлидиң. Аз болмиди тартқан азап-дәрдимиз, Пүкүлмиди Сән бар үчүн қәддимиз. Атам кәби тәшвиш билән көйүнсәң, Анам болуп меһрин төкти һәдимиз. Чүшәнмәслик чүшмисекән ариға, Униңсизму көңлүмизниң зари бар. Миңчә шүкри, гәр йөләнсәк тағ болар, Өзәң кәби қериндашниң бариға. *** Йолумизни таптуқ әнди баш қатмисун, Тапиниңға һәтта, ака, таш патмисун. Ғәм қилмиғин, мәдәт болар укилириң, Әң муһими, жүригиңдин “яш ақмисун”. Давам етәй изиңни (Җәмшит Розахуновқа) Салмиғи мол сениң һәрбир сөзүңниң, Чекиму йоқ дилиңдики төзүмниң. Билимиңни қондурғанда көңлүмгә, Үмүт чақнап, ғеми жүтәр көзүмниң. Шатлиғиң аз, көпқу тәшвиш-вайимиң, Һеч шагиртни қайтурмидиң райидин. Дунияхумар адәмләрдин бир пәрқиң – Әзиз устаз, сән мәнивий бай едиң. Билимиңгә сехилиғиң – әрлигиң, Маңлийиңдин ақти талай тәрлириң. Тәшналиқни қандурди, раст, узақ жил, Маңа атап булиғиңдин бәргиниң. Сундуң чирақ, йоруп кәтти дилим һәм, Һаман әлгә адил хизмәт қилимән. Йолуққиним өзәң кәби устазға, Шарапити Алланиң дәп билимән. *** Сақланғин дәп асқин, устаз, тумариңни, Көзлигән йол-нишанимға раван йетәй. Баш шаир боп бәргин маңа дуариңни, Яш шаир боп мән изиңни давам етәй. Устазға илтиҗа Хаталиқни көрсәң дәрһал бәргин дерәк. Ярилип һәм болмас инсан һәргиз зерәк. Иҗат йолум болғай диққәт-нәзәриңдә, Көчәткиму пат-пат, устаз, пәрвиш керәк. Өтсә әгәр бирән-сәрән камчилиғим, Мәйли әркиң, тилиң билән қамчилиғин. Әң муһими, булғанмастин қошулсекән, Поэзияниң деңизиға тамчилирим. Унтулмас яхшилиқ Устаз еди таллап алған хизмитиң, Шагирт әтти саңа тәғдир-қисмитим. Әң муһими, үлгә болди узақ жил, Сениң алий адимийлик хислитиң. Чирақ қилдим тәлимиңни һаятта, Маңа муһим мол өмүрлүк тәҗрибәң. Тирәк етип турдум ахир аяққа, Таянч болди бәргән тәлим, әҗриң һәм. Тиң қәлбимгә сәптиң илим уруғин, Тәлимиңни дил риштимгә улидим. Вайим қилма, лайланмайду, устазим, Өзәң тепип көзин ачқан булиғим. Шагиртиң боп билдим билим қиммитин, Түзитилди камчилиғим, иллитим. Ечип бәрдиң илимға сән йолумни, Унтулмайду яхшилиғиң, һиммитиң. *** Һаятимда бәк әсқатти тәлимиң, Шуңа бәлким тохтимиди қәлимим. Меһнәт етип издинимән һелиму, Тағдәк болсун, устаз, қояр тәливиң. Күйләй шатлиғиңни Поэзиягә қәдәм бастим җапасиға төзүп көрәй, Иҗадийәт деңизидин мәрвайитни сүзүп көрәй. Бир өзәңгә атап, хәлқим, язған барчә шеиримни, Көңүл атлиқ көлүңдә мән ақ кемәң боп үзүп жүрәй. Үмүт билән сән байқидиң басқан һәрбир қәдимимни, Чүшәрмидим шуңа һәргиз қолдин қутлуқ қәлимимни. Шеирийәт мәйданида өзәмгә хас аваз билән, Күйләп өтәй, хәлқим, мәңгү сениң шатлиқ-әлимиңни. Тенимәймән иҗатта Ой-пикримни ейтмай авал әл райиға беқип көрәй, Көп көңлидин чиқишқу тәс, яқ шундиму йеқип көрәй, Җан хәлқимниң ихлас-меһри беғишлайду маңа илһам, Чоққа көзләп қанитимни шох қирандәк қеқип көрәй. Биз қошулдуқ поэзияниң мәйданиға йеңи яшлар, Җошқун илһам, тулпар кәби һәмра болуп қени башла. Тонумасниң талийини тән алдурар талантим бар, Тенимәймән әркиң билән мәйли қаян мени ташла. Өз хәлқимниң аһу-зарин шеиримға қетип өтәй, Шатлиқ-муңға ортақ болуп дәмин биллә тетип өтәй. Таллап алдим поэзияни әнди, достлар, һеч әймәнмәй, Әлниң жүрәк қетидики сөзни дадил ейтип өтәй. Поэзиягә ашиқлиқ Поэзия, мән әзәлдин ашиғиң, Өтти биллә балилиқ һәм яшлиғим. Йилтиз тартқан сән чоң чинар, мән болсам Бәргиңдики яприғиң боп яшнидим. Сениң билән йәтти әлгә күйлирим, Сениң билән патти ойчан түнлирим. Шатлиқ билән қайғусини хәлқимниң, О поэзия, сениң билән күйлидим. Тартсамму көп мәшәқәтни, җапани, Жүтәрмидим саңа болған вапани. Узақ жиллар қир-сириңни үгинип, Түзәп кәлдим өткән нуқсан-хатани. Тәғдиримни тәғдириңгә бағлидим, Һечнәрсигә бепәрва боп бақмидим. Саңа болған ишқ-отумни ойғатқан, Җан атамниң тутқан йолин сақлидим. Шеирим тапқай қут Қоллап турар мени пүтүн жут болуп, Поэзиядә янай лавлап от болуп. Түнни таңға улап язған шеирим, Кирип кәлгәй һәрбир өйгә қут болуп. Көп үгәндим шеирийәт қирини, Қур-мисраға төктүм қәлбим сирини. Мәшәқәттә туғулған һәр шеирим, Пана қилғай хәлқимниң пак дилини. Қезип көрәй булақни Шаирларға һәвәс билән қараттим, Баһалаттим бәк жуқури талантин. Тәғдир-қисмәт, қийнап қойди бу иҗат Пешанәмни һәҗәп қаттиқ яраттиң?! Қатмидиму яки мениң қанитим, Поэзиядә пүкүлмигәй қамитим. Шаирәси болуш қийин әл сөйгән, Бәлкимба, бу башқа қонған амитим? Йезип көрәй мәйли йеңип синақни, Кезип көрәй хиялара жирақни. Сүзүвалар марҗинини өз хәлқим, Қезип көрәй мөлдүрдәк пак булақни... Орнуң бөләк өмрүмдә (“Уйғур авази” гезитиға) Әлгә муһим сениң алий хизмитиң, Мән үчүнму бөләк қәдир-иззитиң. Узақ жилдин буян кәлдим сирдишип, Һәр һәптидә сениң билән, гезитим. Саңа әсли бала чағда йолуқтум Сәби дилни миллий нурда йоруттиң. Мән таллиған йолни қоллап-қувәтләп Иҗадимни әл-жутумға тонуттиң. Бар хәвәрни сәндә оқуп йетилдим, Кичигимдин достуң болдум йеқиндин. Көзқаришим, аң-сезимим кәңийип, Арманларни беқиндурдум, беқиндим. Сени көрсәм шатлиқ толар көңлүмдә, Байқилиду иллиқлиқ һәм өңүмдә. Әң қәдирлик меһминим боп кирип кәл, Ва гезитим, орнуң бөләк өмрүмдә. *** Гезитта, дост, дәрдимизниң даваси бар, Мәнивий һәм миллийликниң һаваси бар. Өзин уйғур вәкили дәп санимиғай, Йезилмиса әгәр «Уйғур авазиға». Пәрзәнтлирим – байлиғим Силәр мениң тапқан ғәзнәм, байлиғим, Бу өмүрдә моҗутлуғум, барлиғим. Қош көзүмниң қаричуғидәк авайлап, Силәргә һәм һаятимни арнидим. Жүгрисәңлар қучиғимға тәлпүнүп, Йетәлмәймән хошаллиқниң чекигә. Силәр билән биллә жиғлап, тәң күлүп, Бир жүрәкни бөлүп кәлдим иккигә. Яхшиларға йеқин бол, көңлүм Көрүп кәлдим талай җапа-қийинни. Дост тутмидим амма ахча-тийинни, Несивәмни тепип адил әмгәктин Мән келимән жүтәрмәстин сийимни. Йоллиримда йөләр мени йеқинлар, Саддә көңлүм, наданларға беқинма. Ишинимән пәқәт саңа бир Алла, Рәһим әткин мениңдәк бир пеқирға. Қилтиғиға чүшүп қалмай яманниң, Яшай беқип рәптайиға заманниң. Көпни көрдүм дегән билән өмүрдә, Айримақ тәс сап буғдайни самандин. Өткүм келәр бу өмүрдин адашмай, Достни сийлап, қериндашқа ятлашмай. Тар йолларда йолуқмастин яманға Көңлүм һаман яхшиларға яндашқай. Ярап қалар хизмитиңгә Сақланмиди сандуғумда сир, сәвирим, Хәлқимгә бар атап қойған бир хәвирим. Пәрзәндиң боп араңларға оғлум кәлди, Өчмәс мениң өмүрдики чоғум әнди. Өз хәлқигә һәрким әзиз, һәрким гөзәл, Сүрүнсә гәр тириги боп тирәп қойғин. Алла бәргәй узақ өмүр хәлқим өзәң, Дуа қилип инсавини тиләп қойғин. Үлгә елип сениң алий хислитиңдин, Лайиқ болар мүмкин, хәлқим, иззитиңгә. Хәвәр елип өтмүш, тәғдир-қисмитиңдин, Ярап қалар оғлум, бәлким, хизмитиңгә... Оғлумға несиһәт Дил риштимни, оғлум, һечким йешәлмәс, Гәр жиғлисаң әнсиз көңлүм теч әмәс. Әң муһими, инсаплиқ бол, ағрима, Түн уйқини төрт бөлгиним һеч әмәс. Кәлтүриду һәвәсимни қилиғиң, Яңрақ күлкәң ашар бәзән қинидин. Қенип ойна, кәлгүсидә муһими, Йеңишни бил өмүрниң бар синиғин. Байлиқ дегән қолниң кири, берилмә, Кәмтар болғин, утуғуңға керилмә. Әлниң иши муһим болсун сән үчүн, Хизмитигә зади, оғлум, еринмә. Мәғрур болғин, амма-лекин, махтанма, Наданларға бозәк болма, ақланма. Һәдәң билән ана тилда сөзлишип, Миллийликни йоқатмаңлар, сақлаңлар. Төзәлмәймән Қәдриң қиммәт, мениң үчүн әзизим, Өмүр қошар өмрүмгә хуш һәзилиң. Мәйли әл-жут немә десә десунла, Пәқәт саңа беғишлинар ғәзилим. Сениң билән мениң өмрүм бағланған, Һәрбир сөзүң дил қетида сақланған. Иҗат йолда тәнһа қалдур десәмму, Ялғуз қойма төзәлмәймән яқ, ялған! Айланди һәқиқәткә арминим Даванларда қол тутушуп баримиз, Үзүлмисун меһир ришти, аримиз. Көрәлмәсләр немә десә дәвәрсун, Әң муһими, бәхитликқу, ярим, биз. Алдимизда техи талай синақлар, Тавлинимиз һәр қетимда бирақта. Өчәрмәйли үмүтимиз чоғини, Күтәр бизни парлақ күнләр жирақта. Өсүп келәр артта оғул-қизимиз, Өчмәс әнди бизниң салған изимиз. Көңүлдики тәлвиликни жүтирип, Өмүрдики мәсъуллуқни сезимиз. Пәқәт өзәң бир җенимниң дәрмани, Көңүл қоштуқ – бу Алланиң пәрмани. Қут-бәхиткә бөләп мени келисән, Айландуруп һәқиқәткә арманни... Жүрәк нидаси Жүригимни талай қетим музлаттиң, Жиғлап маңсам, күлүп мени узаттиң. Бу өмүрниң җәннитини қиялмай, Азаплидиң отида зәп дозақниң. Пак сөйгүмни һәҗәп шунда сәзмәттиң, Ишәнмисәң дил-көңлүмни кәз дәттим. Аччиқ яшлар бойлап чүшсә йүзүмни, Бир өзәмни үмүт билән бәзләттим. Өз ярим бар, әнди мәндин қутулдуң, Әйтәвир, сән уттуң яки утулдуң. Қәдрин билип чириғини яндурай, Башқа қонған маңа талиқ қутумниң. .

239 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы