• Спорт
  • 19 Ақпан, 2020

Һакимму спорт тәрәпдари

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Өткән һәптидә Талғир наһийәсиниң Береке йезисидики «Алатау» биатлон спорт комплексида Алатау йеза округи һакимийитиниң тәшәббуси билән қазақ хәлқиниң улуқ шаири вә мутәпәккүри Абай Қунанбайулыниң 175 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған чаңғу бойичә мусабиқә болуп өтти. Униңда дөләт хадимлири, мәктәп муәллимлири һәм җәмийәтлик тәшкилатларниң әзалири Алатау йеза округи һакиминиң кубоги үчүн өзара күч синашти. Амма арисида сағлам һаят тәризини тәрғибат қилиш мәхситидә уюштурулған мусабиқә наһайити қизиқарлиқ өтти. Күндилик идарә яки синип ичидики ишлирини бир күн чәткә қалдуруп, таза һавада спортниң бу түри бойичә бәс-бәскә чүшкән қатнашқучилар имканқәдәр ғалип чиқишқа интилса, иккинчидин, қишниң гөзәл мәнзирилиридин бәһирләнгәнлигигә толиму хошал болди. Шундақ қилип, мусабиқигә қатнашқан оттуз билән атмиш яш арисидики «спортчилар» өзлириниң маһаритини намайиш қилди, ғәлибә қазанғанлар Алатау йеза округи һакиминиң Пәхрий ярлиқ вә хатирә соғилири билән тәғдирләнди. Тәкитләш керәкки, ушбу мусабиқигә Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әзалири билән тәвәдики уйғур синиплирида ишләйдиған устазларму иштирак қилди.

167 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы