• Һасан-һүсән
  • 05 Наурыз, 2020

Үлгилик оқуғучи

Һәрбир мәктәпниң пәхирлинидиған үлгилик оқуғучилири бар. Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң 5-синипида оқуйдиған Шахрияр Қәмирдинов (сүрәттә) әйнә шундақ үлгилик оқуғучиларниң бири. Чүнки у наһайити тиришчан, қабилийәтлик вә әдәплик жигит. У һәққидә муәллимләрниң ләвзидинму пәқәт яхши инкасларни аңлап жүримиз. Шахрияр оқушиға дәхил йәткүзмәстин, алтә йешидин башлап «Нийәт» спорт клубида мәшиқлиниватиду. 2015 –2019-жиллири арилиғида спортниң ушу-саньда түри бойичә болуп өткән шәһәрлик вә җумһурийәтлик мусабиқиләрдә мукапатлиқ орунлардин көрүнди. Мошу жилниң январь ейида Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида болуп өткән вилайәтлик турнирда өз қурбилири арисида биринчи орунға сазавәр болуп, җумһурийәтлик чемпионатқа йолланма алди. Биз Шахриярниң оқушиға утуқ тиләп, спортта техиму егиз чоққилардин көрүнүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Самира АЮПОВА, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси. Алмута шәһири.

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы