• Спорт
  • 27 Мамыр, 2020

«Арминиңға йәт, Аруп!»

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Тәшкәнсаз йезисида футбол ишқивазлири интайин нурғун. Шуңлашқиму йезида спортниң бу түригә алаһидә көңүл бөлүнүп, буниңдин 15-16 жил илгири Нурмәһәмәт Ниязовниң тәшәббуси билән футбол клуби қурулған. Бу йәрдә йүзлигән бала тәрбийилинип, елимизниң футбол клублирида өз маһаритини көрситип кәлмәктә. Тоққуз йешидин футбол билән шуғуллинип, 2016-жили, йәни 15 йешида җумһурийәтниң 25 футболчиси қатарида Бразилияниң «Крузейро» футбол клуби билән үч жиллиқ шәртнамә түзүшкә муйәссәр болған Рустәм Эмировму ушбу клубниң әзаси. Бүгүн биз клубниң йәнә бир спортчиси, футбол ишқивазлириниң сөйүмлүк оюнчисиға айланған Аруп Савутов һәққидә сөз қозғимақчимиз. Аруп 2006-жили Тәшкәнсазда туғулди. Униң икки сиңлиси вә бир иниси бар. Спортқа йәттә йешидин тартип қизиқишқа башлиди. Башта у спортниң күрәш, ушу-сандо түрлири билән шуғулланди. 2013-жили Таразда өткән өсмүрләр арисидики хәлиқара турнирда тәлийини синап, мукапатлиқ ІІІ орунни егилиди. Бир жилдин кейин у йеза мәшиқләндүргүчиси Нурмәһәмәт Ниязовниң рәһбәрлигидә футбол билән шуғуллинишқа башлиди. Мошу йәрдә шуни қошумчә қилиш лазимки, буниңдин 5-6 жил илгири Тәшкәнсазда йеза активистлириниң уюштуруши һәм һамийлар вә Алмута шәһиридә истиқамәт қилидиған тәшкәнсазлиқларниң қоллап-қувәтлиши билән йеңи стадион бәрпа болди. Наһийәлик мәслиһәтниң депутати, Тәшкәнсазда туғулуп өскән тиҗарәтчи Руслан Қалиевниң ярдими билән стадионниң әтрапи қоршилип, йешилзарлиққа айланди. Шуниңдин бери стадионда талай қетим футбол бойичә наһийәлик мусабиқиләр Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқупов намидики җумһурийәтлик турнир өтти. Шуниңға бағлиқ йеза балилириниң футболға болған қизиқиши техиму ашти. Балилар язда стадионда мәшиқләнсә, уларниң қиштики дәрислири Тәшкәнсаздики Һезмәт Абдуллин намидики оттура мәктәпниң спорт залида өтиду. Кейин Нурмәһәмәт ака һәптисигә бир қетим наһийә мәркизи – Ишиктидики Тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплексида шагиртлириниң мәшиқлинишигә үч саатқа рухсәт алди. Шу чағда ата-анилар балилирини өзлири тошиди. Дәл шу вақитта Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң «ІSSYK» футбол клуби қурулди. Яш әвлатни сағлам һаят тәризигә җәлип қилиш мәхситидә қурулған бу клубқа дәсләпки күнила балилар топ-топи билән келишкә башлиди. Униң асасини қурғучи, мәшиқләндүргүчи Ейдар Айдаров наһийә рәһбәрлиги билән келишип, клубниң тәрәққият стратегиясини қобул қилип, шуниңға бенаән клубқа йеза-йезиларниң балилирини җәлип қилди. Униң бу тәкливигә дәсләпкиләрдин болуп Тәшкәнсаз йеза округиниң футбол ишқивазлири җавап бәрди. Ейдар йезиға келип, яш футболчиларни клуб тәркивигә қобул қилди. Уларниң арисида Арупму бар еди. Дәсләп у вә униң тәшкәнсазлиқ ағинилири «ІSSYK» клубиниң қатарида Алмута шәһәрлик балилар вә өсмүрләрниң футбол лигисиға қатнашти. Лигида наһийәниң 2006-жили туғулған яш футболчилири маһарәт үлгисини көрситип, І орунни егилиди. Командиниң тәркивидә 13 бала болса, уларниң йәттиси – тәшкәнсазлиқлар еди. Җүмлидин Аруп Савутов, Ифрат Сидиқҗан, Рамзан Зайитов, Имран Ибрагимов, Сухраб Тайиров, Мәхсүт Давутов вә Тамирлан Алиев кәби яш футболчилар мәхсус мукапатлар билән тәғдирләнди. Үч жил мабайнида мәзкүр клубниң тәркивидә онлиған турнирларға иштрак қилған Аруп Савутов алаһидә маһарити билән башқиму клублар мәшиқләндүргүчилириниң диққитини өзигә җәлип қилди. 2015-жили «Қайрат» футбол клубиниң әнъәнивий «Осенний кубок Қайрата» турнири тамашибинлар билән футбол ишқивазлириниң ядида узақ сақланғуси. Чүнки ушбу турнирда Аруп рәқиплири дәрвазисиға 13 поңзәк кирүзүп, турнирниң «Әң илғар оюнчиси» аталди вә «Қайрат» клубиға елинди. Аруп Савутов һазир «Қайрат» футбол клубиниң спорт академиясидә билим елип, футболниң қир-сирини техиму мукәммәл үгиниватиду. Армини – спортниң өзи сөйүп шуғуллинидиған түри – футболни, йәни қазақстанлиқ футболниң буниңдин кейинки риваҗлинишиға өзиниң биркишилик төһписини қошуш! Биз униңға «Арминиңға йәт, Аруп!» демәкчимиз! Әмгәкчиқазақ наһийәси.

288 рет

көрсетілді

7

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы