• Спорт
  • 22 Шілде, 2020

Олимпиада-2012 медалиға еришти

Қазақстанлиқ палван Дәулет Шабанбай туюқсизла 2012-жили өткән Лондон Олимпиадисиниң бронза медалиға сазавәр болғанлиғи тоғрилиқ хуш хәвәр аңлиди. Грузия вәкили допинг пайдиланғанлиғи үчүн дисквалификация қилинғандин кейин жутдишимиз өзлүгидин үчинчи орунға көтирилди. Шөһрәт МӘСИМОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, Лондон Олимпиадисида павлодарлиқ палван Дәулет Шабанбай 120 килограмм салмақ категориясидә әркин күрәш мусабиқилиригә қатнашқан еди. Мусабиқиләрниң йерим финалида қазақстанлиқ спортчи россиялик Билял Махов билән күч синашти. У чағда Россия палвини Дәулетни тиз пүктүрүп, жутдишимиз төртинчи орунға қанаәт һасил қилған еди. Бирақ, жуқурида тәкитләнгәндәк, униң мошу салмақ категориясидә әң күчлүк үч палванниң бири аталғанлиғи мәлум болди. Аридин сәккиз жил өтүп, Хәлиқара Олимпиада комитети грузиялик палван Давит Модзманашвили қолға кәлтүргән нәтиҗини рәт қилиду. У туринаболға тапшурған тест иҗабий нәтиҗә берип, спортчи күмүч медалидин айрилиду. Шундақ қилип, 2012-жилқи Лондон Олимпиадисиниң күмүч медали россиялик Билял Маховниң әнчисигә тегип, бронза медали қазақстанлиқ Дәулет Шабанбайға буйруйду. Олимпиада мукапити Дәулетқа бийил сентябрьдә Нур-Султанда өткүзүш көздә тутулуватқан дуния чемпионатида тәнтәнилик рәвиштә тапшурулиду.

288 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы